Америка кеңәш палатасида бейҗиң қишлиқ олимпикини башқа дөләткә йөткәш тоғрисида қарар лайиһәси сунулди
2021.02.04
2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға нәқ бир йил қалған бир мәзгилдә америка кеңәш палата әзаси рик скот, уйғурларға “ирқий қирғинчилқ йүргүзгән хитайниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийити бикар қилиш, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа докләткә йөткәш” тоғрисида қарар тәклип лайиһәси сунған. Рик скотниң 2-феврал елан қилған баянатида тәкитлишичә, бу қарар лайиһәси хәлқара олимпик комитетиға “әркинлик тәрипидә туруш, комунистик хитайни тоғра иш қилишқа чақириш яки 2022-йили қишлиқ олимпикни башқа дөләттә өткүзүш тоғрисида ениқ сигнал бәргән.”
Кеңәш палата әзаси рик скотниң мәзкур қарар лайиһәси җеймис инхоф, там каттон, марку рубийо, тод йоң қатарлиқ җумһурийәтчи вә демократик палата әзалириниң қоллишиға еришкән. Җумһурийәтчи палата әзаси там каттон бу һәқтики баянатида: “хитай компартийәсиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүши хитайни олимпик мусабиқисиға саһибханлиқ қилиш салаһитидин мәһрум қилди,” дегән. Демократлардин болған палата әзаси җеймис инхоф, хитайниң өз хәлқигә зулум селиватқанлиқини билдүрүп: “биз буни хитай шинҗаңда ирқий қирғичилиқ йүргүзгәндә, шуниңдәк хоңкоңда көрдуқ. Биз 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиниң бейҗиңда өткүзүлүшигә йол қоюп, компартийәниң һәркитини қобул қилмаслиқимиз керәк,” дәп көрсәткән.
Һалбуки, бу қарар лайиһәси америкадики бәзи мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қарши елишиға еришти. Америкадики “кор аналитик тәтқиқат орни” ниң мәсули доктор андерес корниң тәкитлишичә, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәш пикири, уни байқут қилишқа қариғанда әвзәл икән. Андерес кор 3-феврал бу һәқтики зияритимизни қобул қилди.
У мундақ деди: “инсанпәрвәрлик, мәнивийәт вә әхлақ олимпикниң йолға қоюлушидики түп принсип болуп, дөләтләр арисидики һәмкарлиқ, кишилик һоқуқ, демократийә қатарлиқ әвзәлликләр 2-дуня урушидин кейин хәлқара системидики дөләтләрниң арзусиға айланған. Бирақ һазир хитай бурнини тиқип, бизниң бу принсип вә өлчәмлиримизни қалаймиқан қиливәтти. Суңа, уни олимпик билән мукапатлаш бир рәзиллик. Олимпикни байқут қилиш пикиригә қариғанда, уни японийәдәк кишилик һоқуқ, демократийә вә биз бағлиқ болған олимпик роһини алға сүрүш йолида яхши ишларни қиливатқан дөләтләргә йөткәш көп әвзәлдур.”
Мәзкур қарар лайиһәси һәққидә дунядики 180 дәк аммиви тәшкилат 3-феврал бирләшмә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, һәр қайси һөкүмәтләрни 2022-йиллиқ бәйҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға дипломатик байқут елан қилишқа чақирған мәзгилдә сунулди. Йоқириқи 180 тәшкилат хетидә, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилмаслиқ хитайниң әркинлик, кишилик һоқуққа көз юмушини қоллиғанлиқ болидиғанлиқини билдүргән. Бу тәшкилатлар өткән йили 10-айда хәлқара олимпик комитетиға хәт йезип, бу органни хитайниң кишилик һоқуққа әмәл қилиши, лагерларни тақишини тәләп қилишқа чақирған иди.
Лекин улар бүгүнки хетидә, хәлқара олимпик комитетиниң һазирға қәдәр олимпик роһиға әмәл қилмиғанлиқи, бирақ униң хаталиқини түзүтүшигә йәнила вақит барлиқини билдүргән. Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши йоқириқи хәткә имза қойған тәшкилатларниң бири. Мәзкур тәшкилатниң программа дериктори петер ирвиң 3-феврал зияритимизни қобул қилип, қишлиқ олимпикниң бейҗиңда өткүзүлмәслики керәкликини билдүрди.
У мундақ деди: “2022-йиллиқ қишлиқ олимпик хитайда өткүзүлмәслики керәк. Олимпикни ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җианйәт садир қилғанлиқи муназирә басқучида турған, һәтта техи ирқий қирғинчилиқ, дәп беклитилмигән дөләтләрдиму өткүзүшкә болмайду, һазирғу хитай ирқий қирғинчилиқ садир қилди, дәп бекитилип, бу җәһәттики салаһийитини йоқатти, бундақ бекитилмигән дөләтләрдиму өткүзмәслик керәк. Бу әң әқәллий чәк.”
Бирақ петер ирвиңниң қаришичә, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға бир йил қалғанда уни башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилиш бәк реал әмәс икән. У буниңға қариғанда, байқут қилишниң реалиққа техиму уйғун икәнликини билдүрди. Петер ирвиң мундақ дәйду: “мусабиқиға бир йил қалғанда уни башқа дөләткә йөткәш мүмкинчилики йоқ. Әтә ( 4-феврал) 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикигә нәқ бир йил қалиду. Токйо олимпик мусабиқисини кечиктүрүш хәлқара олимпик комитети үчүн баш ағриқи болди. Қишлиқ олимпикни байқут қилиш әң яхши чарә болмисиму, бирақ униң мумкинчилики бар.”
Кеңәш палата әзалириниң қарар лайиһәсидә, америка ташқий ишлар министирлиқиниң 19-январ хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурларни асас қилған башқа етник, диний аз санлиқ милләтләргә ирқий қирғинчилиқ йүргүзгәнликини бекиткәнлики, әгәр хитай негизлик кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш җәһәттә көрүнәрлик илгирләш һасил қилмиса, хәлқара олимпик комитетиниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпикни кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған башқа бир дөләткә йөткиши тәләп қилинған.
Қарар лаһийәсидә, хитай компартийәсиниң уйғурларни асас қилған б аз санлиқ милләт аяллириға мәҗбурий туғут контроли, туғмас қилиш, бала чүшүрүш елип берип, мусулман нупусини азайтиш, уйғур аилилиригә “хитай туғқан” лирини орунлаштуруп, уларни назарәт қилиш, йолдиши лагерлардики уйғур аяллирини хитай әрлири билән бир кариватта йетишқа зорлаш… қатарлиқ қилмишларни садир қилғанлиқи тәкитләнгән.
“кор аналитик тәтқиқат орни” ниң мәсули андерес корниң қәйт қилишичә, хитайдәк ирқий қирғинчилиқ садир қиливатқан бир дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүшигә йол қоюш олимпик қоғдашқа тегишлик барлиқ принсипларға хилап икән. Андерес кор мундақ деди: “әгәр биз хитайдәк бир дөләт инсанийәткә қарши туруш җинайитиниң әң еғир шекли болған ирқий қирғинчилиқ садир қиливатқанда, униң олимпик мусабиқиси өткүзүшигә йол қойсақ, бу олимпик қоғдашқа тегишлик болған барлиқ принсипларға хилаплиқ болиду. Ирқий қирғинчилиқ җәмийәт мәсилиси яки тәбрикләшкә тегишлиқ нәрсә әмәс. Бу иккисини бир йәргә қоялмайсиз.”
Кеңәш палата әзаси рик скот өткән йили 3-айда кеңәш палата әзаси әд маркәй билән бир қарар лайиһәси тонуштуруп, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини 2021-йили 1-айниң 22-күнигә қәдәр түзүтүшини тәләп қилған. Униңда әгәр хитай шуниңға қәдәр өзиниң кишилик һоқуқ вәзийитини түзәтмисә, хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини бикар қилиши тәләп қилинған иди. Рик скот бу қетимқи қарар лайиһәсини бу сүрүк тошуп арқидинла тонуштурған.