Сабиқ “мәшәл йәткүзгүчи”, дохтур абдуқәйюм сәмәтниң тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.02.24
Сабиқ “мәшәл йәткүзгүчи”, дохтур абдуқәйюм сәмәтниң тутқунда икәнлики дәлилләнди 2008‏-Йилидики бейҗиң олимпикидә мәшәл көтүргән абдуқәйюм сәмәт. (Сүрәт тартилған вақит вә орун ениқ әмәс)
Uyghuryar Fondi

Норвегийәдики паалийәтчи абдувәли аюпниң фейсбуктики бир учурида 2008‏-йилидики бейҗиң олимпикида уйғурлар ичидин мәшәл көтүргәнләрдин аз дегәндә 8 нәпириниң нөвәттә түрмидә икәнлики тилға елинған. Мухбиримизниң бүгүнки ениқлашлири давамида, бу 8 кишидин қәшқәр вилайәтлик сәһийә идарисиниң башлиқи, дохтур абдуқәйюм сәмәтниң тутқунда икәнлики дәлилләнди.

Норвегийәдики паалийәтчи абдувәли аюпниң фейсбоктики бир учурида 2008-йили мәшәл көтүргәнләрдин патигүл қадир, алимҗан мәхмут, ясинҗан авут, җумәхун мәмәт, нурәли мәмәт, адил абдуреһим, абдуқәйюм сәмәт, абдурешит мәхәт қатарлиқларниң нөвәттә түрмидә икәнлики қәйт қилинған. Мәзкур учурда буларниң пәқәтла мәшәл күтүргүчиләр ичидики қәшқәр тәвәликидикиләрниң тәқдири икәнлики әскәртилгән.

Учурда йәнә баян қилинишичә, булардин абдуқәйюм сәмәт мәшәл көтүргән мәзгилидә, у қәшқәр вилайәтлик керәмбағ дохтурханисиниң муавин башлиқи икән. Телефонимизни қобул қилған керәмбағ дохтурханиси бир хадими, дәсләптә бу дохтурханида бундақ бир хадимниң йоқ икәнликини баян қилди, арқидин өзиниң бу дохтурханиға йеңи икәнликини билдүрүп, бундақ бир кишиниң илгири бу дохтурханида болған-болмиғанлиқидин хәвири йоқлуқини ейтти.

Абдувәли аюпниң дейишичә, абдуқәйюм сәмәт шинҗаң медитсина ониверситетини пүттүргән тәҗрибилик бир дохтур болуп, өз саһәсидә һөрмәткә еришкән бир тиббий мутәхәссис икән. Хитай тор архиплиридики бир хәвәрдә абдуқәйюм сәмәт қәшқәр вилайәтлик сәһийә идарисиниң башлиқи сүпитидә тилға елинған вә униң бир хизмәт гурупписи тәркибидә мәлум бир тәкшүрүшкә қатнашқанлиқи баян қилинған. Қәшқәр вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири, абдуқәйюм сәмәтниң 2008‏-йили мәшәл көтүргәндин кейин, униң йәнә өстүрүлгәнлики вә қәшқәр вилайәтлик сәһийә башқармисида ишлигәнликиниң илгири сүриду. У йәнә шу мәзгилләрдиму абдуқәйюм сәмәтниң қәшқәр керәмбағ дохтурханисидики дохтурлуқ хизмитини давамлаштурғанлиқини, йәни муһим оператсийәләрдә мәсул дохтур болуп ишниң бешида турғанлиқини әскәртиду.

Мәлум болишичә, абдуқәйюм сәмәтниң тутқунда икәнлики, абдувәли аюп йетәкчиликидики “уйғуряр фонди” тәрипидин 2019‏-йили байқалған вә шу йили “тутқундики зиялилар тизимлики” гә киргүзлгән иди.

Телефон зиярәтлиримиз давамида керәмбағ дохтурханисиниң хадимлири абдуқәйюм сәмәтни тонумайдиғанлиқлирини тәкитләшти. Әмма қәшқәрдики бир әдлийә понкитиниң хадими, абдуқәйюм сәмәтниң тутқун қилинғанлиқиға қанчә йил болғанлиқи һәққидики соалимизға җавабән 4 йил болғанлиқини баян қилиш арқилиқ, униң 2018‏-йили тутқун қилинғанлиқини ишарәтлиди. Бу понкиттики йәнә бир хадимму, абдуқәйюм сәмәт тутқун қилинғандин кейин, униң қилмишини тәнқид қилип идарә җәмийәтләрдә өгиниш елип берилғанлиқини ашкарилиди.

Абдувәли аюп, абдуқәйюм сәмәтниң 18 йиллиқ кесилгәнлики вә биңтуән түрмсидә җаза муддитини өтәватқанлиқини мәлум қилған иди. Әмма телефонимизни қобул қилған хадимлар бу һәқтики соаллиримизға җавап берәлмиди.

Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләр, хитай даирилириниң райондики зулум вә қирғинчилиқни пәрдазлаш үчүн уйғурларни сәнәт вә тәнтәрбийә паалийәтлиридә пәқәт вастә қилип қоллиниватқанлиқи, уларға мәшәл тутқузуш вә уларни сәһнидә уссулға селишларниң пәқәт вақитлиқ бир “илтипат” икәнлики, йәни уларни халиған вақтида йоқилаң сәвәп яки сәвәпсиз һалда җазалайдиғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.