Өмәр бекали берлинда уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрилиқ мәлумат бәрди
2019.03.11
Дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән өмәр бекали германийә пайтәхти берлинда уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрилиқ мәлумат бәрди.
Хитайниң җаза лагерида 7 ай йетип чиққан, һазир түркийәдә яшаватқан қазақистан пуқраси өмәр бекали д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики қурултай рәһбәрлириниң һәмраһлиқида 10-март кәчтә берлинға йетип кәлгән.
Өмәр бекали тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң тәклипигә бинаән 11-март күни германийә пайтәхти берлинда ахбарат йиғини өткүзүп, хитайниң җаза лагерлири мәсилиси бойичә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғинда мухбирлар вә йиғин әһлини уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити һәмдә җаза лагерлири тоғрисида әң йеңи мәлуматлар билән тәминлигән.
Бу йиғинға мухбирлардин сирт маргарета бавзе қатарлиқ германийә парламентиниң әзалириму қатнишип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә уйғур дияридики җаза лагерлирини әйибләп нутуқ сөзлигән. У сөзидә германийә һөкүмитиниң, явропа иттипақиниң вә ғәрб демократик дөләтлириниң җаза лагерлири мәсилисигә җиддий диққәт қиливатқанлиқини билдүргән.
Тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң директори улрик делиюс әпәнди бу йиғинға риясәтчилик қилған. У мухбирларға әгәр шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрилиқ бир нәрсә билишни халиса, хитайниң җаза лагерлирида йетип чиққан һаят шаһит өмәр бекалидин сориса болидиғанлиқини қәйт қилған.
Мухбирлар җаза лагерлири тоғрисида өмәр бекалидин һәр түрлүк соалларни сориған. Өмәр бекали мухбирларниң соаллириға җаваб бериш билән биргә җаза лагерлиридики өз кәчмишлири һәмдә көргән-билгәнлири тоғрилиқ әтраплиқ мәлуматлар бәргән.
Берлиндин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди бүгүнки бу йиғинниң наһайити мувәппәқийәтлик вә нәтиҗилик болғанлиқини әскәртти. Өмәр бекали болса германийә ахбарат васитилири алдида өзиниң шәрқий түркистандики зулумни аңлитиш, болупму җаза лагерлиридики инсан қелипидин чиққан вәһшийликләрни германийә таратқулириға аңлитиш пурситигә еришкәнликидин көп мәмнун болғанлиқини баян қилди. У йәнә бизни явропадики өз паалийәтлири тоғрисида бундин кейинму давамлиқ мәлуматлар билән тәминләп турушни халайдиғанлиқини билдүрди.
Д у қ рәһбәрлириниң ейтишичә, өмәр бекали алдимиздики күнләрдә йәнә д у қ ниң орунлаштуруши билән б д т да уюштурулған түрлүк йиғинларда җаза лагерлири тоғрилиқ гуваһлиқ беридикән.