Өмәр бекали явропадики көп дөләтләрдә җаза лагерлирини испатлиқ аңлатмақта
2019.03.28
Хитайниң җаза лагерлирида 8 ай йетип чиққандин кейин радийомиз вә башқа хәлқаралиқ ахбаратларға лагерлар һәққидә тунҗи болуп гуваһлиқ бәргән өмәр бекали нөвәттә кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бир қисим явропа дөләтлириниң тәклипи билән 8-марттин башлап явропани айлинип гуваһлиқ бериш паалийәтлирини давам қилмақта.
Бу җәрянда униң 13-март күни җәнвәдики б д т баш штабида уйғур дияридики йәрлик аһалиләрниң кишилик әркинликини қоғдаш темисидики гуваһлиқи зор инкас қозғиди.
Германийә, белгийә, голландийә, шиветсийә қатарлиқ дөләтләрдики зиярәт паалийәтлиридә өмәр бекали мәзкур дөләтләрниң һөкүмәтлирини хитайниң уйғур районидики җаза лагерлирини дәрһал тақаш тоғрилиқ җиддий һәрикәткә өтүшкә чақирған.
Бүгүн голландийәдин зияритимизни қобул қилған өмәр бекали өзиниң явропа дөләтлиридики гуваһлиқ бериш паалийәтлирини тонуштуруп өтти.
Мәзкур сөһбәтниң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиз.