Өмәр бекали шиветсийә парламенти вә кишилик һоқуқ органлириға җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бәргән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.04.05
omer-bekali-shiwetsiye.jpg Шаһит өмәр бекали шиветсийә ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипи вә шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң орунлаштуруши шиветсийәдә уйғур мәсилиси тоғрилиқ гуваһлиқ бәрди. 2019-Йили март.
RFA/Ömer Békali teminligen

Шаһит өмәр бекали хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бир қисим явропа дөләтлириниң тәклипи билән 8-марттин башлап явропада гуваһлиқ бериш паалийәтлиригә қатнишип, яхши инкаслар пәйда қилмақта. Униң лагерлар һәққидә бәргән гуваһлиқлири бу дөләтләрниң асаслиқ ахбаратлирида хәвәр қилинип, алаһидә диққәт қозғимақта.

Өмәр бекали шиветсийә ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипи вә шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң орунлаштурушиға бинаән бу һәптә шиветсийәгә йетип кәлгән. Өмәр бекали әпәндиниң шиветсийә зиярити давамидики тунҗи паалийити 3-апрел күни шветсийә сол партийәсиниң ташқи ишлар бөлүми мәсуллири билән көрүшүш билән башланған. 

Шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң илтимаси, шиветсийә йешиллар партийәсиниң орунлаштуруши билән 4-апрел күни шу җай вақти әтигән саәт 8 дин 9 ғичә өмәр бекали шиветсийә парламентида хитайдики җаза лагерлири һәққидә гуваһлиқ бәргән. Бу йиғинда өмәр бекали өзиниң лагердики 8 айға созулған қийин-қистақ вә қорқунчлуқ қисмәтлирини сөзләп өткән. У бешидин өткән кәчүрмишлирини техиму образлиқ аңлитиш үчүн нәқ мәйданда пут-қоллирини зәнҗир билән бағлап тутуп сөзлигән. 

Стокһолмдин зияритимизни қобул қилған өмәр бекали өзиниң бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғиниға шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсуллири, шиветсийә йешиллар партийәсиниң ташқи ишлар баянатчиси янина ханим, шиветсийә сотсиял демократлар партийәсиниң ташқи сиясәт бойичә мәсули томас һаммарберг, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң шветсийә шөбиси мәсули монс моландер әпәнди вә башқа бир қисим муһим кишиләр билән бирликтә қатнашқанлиқини билдүрди.

Мәзкур йиғинда хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң шиветсийә шөбиси мәсули ечилиш сөзи қилған. У сөзидә хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда уйғур вә қазақларға елип бериватқан зулуми билән җаза лагерлириға қамалған кишиләр тоғрисида мәлумат бәргән.

Өмәр бекали шиветсийә һөкүмитидин уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләр учраватқан зулумни тохтитиш, лагерлардикиләрни қутқузуш үчүн әмәлий һәрикәткә өтүшни шундақла “магнетский қануни” арқилиқ хитай әмәлдарлирини җазалашни җиддий түрдә тәләп қилғанлиқини һәмдә уларниң тегишлик вәдисигә еришкәнликини билдүрди.

Өмәр бекали әпәнди шветсийә парламентидики гуваһлиқ бериш йиғинидин кейин шиветсийә ташқи ишлар министирлиқидиму җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бәргән. Гуваһлиқтин кейин улар билән муһим сөһбәтләрдә булған. У йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилати шиветсийә шөбисидикиләр биләнму муһим көрүшүшләрдә болған. 

Өмәр бекали әпәнди йәнә бу қетимқи явропани айлинип гуваһлиқ бериш вә ахбаратларниң зиярәтлирини қобул қилиш җәрянида қазақистанда тутуп турулуватқан серикҗан биләшоғли билән сайрагүл савутниң тәқдири тоғрилиқму мәлумат аңлатқанлиқини билдүрди.

Қазақистанда туруп уйғур дияридики җаза лагерлири һәққидә әң актип паалийәт елип бериватқан “ата юрт пидаийлири” ниң вәзийити һәққидә өзиниң көз қаришини оттуриға қойған өмәр бекали мундақ деди: “серикҗан биләшоғли вә сайрагүл савутбайларниң тәқдириниң қандақ бөлиши қазақистанниң кәлгүсидин, йәни қазақистанниң йеңи президенти қасим җомарт тоқайевниң қазақистанда демукратийәни қанчилик дәриҗидә илгири сүридиған яки сүрмәйдиғанлиқидин бешарәт бериду.” 
Уйғур вә қазақ қериндашлири үчүн гуваһлиқ беришни тохтатмай келиватқан қазақистан пуқраси өмәр бекали әпәндиниң шиветсийә зиярити мәзгилидә шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң сабиқ рәиси вә һазирқи һәйәт әзаси ниҗат турғун әпәнди бихәтәрлик үчүн униң қешидин айрилмай биллә турған. У җаза лагеридин тирик чиққан аз сандики шаһитларниң бири болған өмәр бекалиниң шиветсийә парламентида бәргән лагерлар һәққидики җанлиқ гуваһлиқиниң күчлүк тәсир қозғиғанлиқини, буниң үнүмлүк бир нәтиҗә беридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Ниҗат әпәндиниң ейтишиға қариғанда, өмәр бекалиниң шиветсийәдики зиярәт вақти толиму қисқа болған болсиму, әмма униң паалийәтлири интайин зич вә үнүмлүк болған. У бүгүн шиветсийә парламентида хитайниң җаза лагерлири һәққидә гуваһлиқ бәргәндин кейин шиветсийәдики аммиви тәшкилатлар билән сөһбәт өткүзүшкә орунлаштурулған. 

Игилинишичә, өмәр бекали әпәнди шиветсийә зиярити җәрянида йәнә мухбирларни күтүвелиш йиғиниға қатнишидикән вә шиветсийә һөкүмитиниң бир қисим муһим орунлири билән учришишларни елип баридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.