10-Сентәбирдики “оқутқучилар байрими” да тутқундики уйғур оқутқучилар әсләп өтүлди

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.09.12
uyghur-ziyaliy-oqutquchi
Photo: RFA

Бу йил 10-сентәбир күни хитайниң һәрқайси өлкә-шәһәрлиридә 1984-йилдин буян тәбриклинип келиватқан “оқутқучилар байрими” ниң 40 йиллиқи дағдуғилиқ тәбрикләнгән. Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, 9-сентәбир күни уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт намида мәхсус баянат елан қилинип, “10-сентәбир оқутқучилар байрими” тәбрикләнгән. Уйғур аптоном райониниң һәрқайси җайлирида “шинҗаңға ярдәм” намида кәлгән хитай оқутқучилирини асас қилған һалда аталмиш “мунәввәр оқутқучилар” ни мукапатлаш йиғинлири ечилған. 10-Сентәбир күни йәнә уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруйниң башчилиқидики бир қисим һөкүмәт әмәлдарлиридин тәшкилләнгән өмәк “шинҗаң йеза игилик техника университети” вә “санҗи институти” ға берип, оқутқучилардин һал сориған.

Ма шиңруй “оқутқучилар байрими” ни тәбрикләш мунасивити билән қилған сөзидә, маарипниң “шинҗаңниң муқимлиқи вә тәрәққиятидики муһим роли” ни алаһидә алаһидә тәкитләп өткән. Шуниң билән бир вақитта йәнә оқутқучилар қошуниниң “шинҗаң маарипини юқири сүпәт билән тәрәққий қилдуруш” та ойнайдиған роли, шундақла оқутқучи байлиқини тәрбийәләш вә тәқсимләштики тәңпуңлуқни яхши сақлашни тәләп қилған.

Һалбуки, 2000-йиллардин кейин “қош тиллиқ оқутуш” намида хитайчә маарип барғанчә күчәйтиливатқан уйғур елидә 2017-йили 8-айдин башлап, тақ тиллиқ йәни хитай тиллиқ маарип омумйүзлүк йолға қоюлушқа башлиған. Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити омумий уқтуруш чиқирип, йәслидин тартип башланғуч-оттура мәктәпләргичә болған мәҗбурий маарип, шундақла алий маарип пүтүнләй хитайчә өтүлидиған болған. Шуниңдин буян “уйғур тили маарипи” пүтүнләй әмәлдин қалдурулған. Бу җәрянда уйғур оқутқучиларни күтүп турған қисмәт, ма шиңруй тилға алған “оқутқучиларниң кәспий иззәт-һөрмити вә қанунлуқ һоқуқи вә мәнпәәтини қоғдаш” болмастин, бәлки тәҗрибилик пешқәдәм уйғур оқутқучиларни түркүм-түркүмләп маарип сепидин шаллап чиқириш, һәтта түрмә-лагерларға қамаштәк ечинишлиқ қисмәт болған.

Нөвәттә чәт әлләрдә яшаватқан бир қисим уйғур оқутқучиларниң радийомизға билдүрүшичә, улар үчүн “10-сентәбир оқутқучилар байрими” тутқундики уйғур оқутқучиларни, йәни илгирики хизмәтдашлирини сеғиниш ичидә әсләйдиған мусибәтлик бир күнгә айланған.

Нөвәттә голландийәдә яшаватқан лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ ханим илгири үрүмчидә мәлум башланғуч мәктәптә узун йил оқутқучилиқ қилған икән. Униң билдүрүшичә, һәр йили хитайда тәбриклинидиған “10-сентәбир оқутқучилар байрими” күнидә, у 2017-йилдин кейин тутқун қилинған вә зиянкәшликкә учриған хизмәтдашлирини, шундақла һазирғичә түрмә азаби чекиватқан барлиқ уйғур оқутқучиларни һәсрәт билән әсләйдикән.

Америкада яшаватқан меһрай мәмтили ханим, чәт әлгә чиқиштин илгири “шинҗаң университети” ниң филологийә институти билән ахбарат вә таратқу илми институтида бир мәзгил оқутқучилиқ қилған. У кейинки мәзгилләрдә пәйдинпәй вәйран қилинған уйғур маарипида, болупму 2017-йилидин буянқи чоң тутқунда алий мәктәпләрдики уйғур оқутқучиларниң асаслиқ зәрбә бериш вә йоқитиш обйекти қилинғанлиқини билдүрди.

У, “шинҗаң университети” дики устази пирофессор абдукерим рахманниң 80 яшқа киргәндә лагерға қамалғанлиқи вә қоюп берилгәндин кейин саламәтлики әслигә келәлмәй вапат болғанлиқи; филологийә институтиниң мудири, тилшунас арслан абдулла, уйғур килассик әдәбияти кәспиниң пирофессори ғәйрәтҗан осман қатарлиқ көплигән оқутқучиларниң дәсләп лагерға қамалғанлиқи, кейинчә узун йиллиқ қамақ җазалириға һөкүм қилинғанлиқи; уйғур фолклори вә мазар мәдәнийити тәтқиқатчиси раһилә давутниң йоқилаң баһаниләр билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини ечиниш ичидә тилға елип өтти.

Раһилә давутниң чәт әлләрдики оқуғучилири вә достлири түрлүк усуллар билән униңға вә башқа тутқундики уйғур зиялийлириға әркинлик тәләп қилип кәлмәктә. Бу йил 10-сентәбир күни раһилә давутниң бир қисим оқуғучилири, чәт әлләрдики иҗтимаий алақә мунбәрлиридә раһилә давутни сеғиниш ичидә әсләйдиғанлиқини билдүрүшкән.

Пирофессор раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полатму зияритимизни қобул қилип, аписини чоңқур сеғиниш ичидә әсләйдиғанлиқини билдүрди. У һәр йилидики “10-сентәбир оқутқучилар байрими” да аписи раһилә давутниң өз оқуғучилири билән “оқутқучилар байрими” ни биллә өткүзидиғанлиқини тилға елип өтти.

Американиң вергинийә иштати файрфакис шәһиридики “меһрибан ана” уйғур тили мәктипиниң оқутқучиси вә илмий мудири рошән хәмитму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди.

У, “маарипқа әһмийәт бериш” ни тәкитләватқан хитай һөкүмитиниң гәрчә һәр йили дегүдәк аталмиш “10-сентәбир оқутқучилар байрими” ни дағдуға билән тәбрикләватқан, оқутқучиларни “һөрмәт қилиш” ни тәкитләватқан болсиму, әмма уйғур миллий маарипини йоқитиш, униң орниға “дөләт тили маарипи” намидики хитай маарипини омумлаштурушқа урунуп кәлгәнлики, уйғур оқутқучиларниң әң еғир зәрбә нишани болуп кәлгәнликини билдүрди.

Рошән ханим сөзидә хитай һөкүмити уйғур маарипини пүтүнләй йоқитиш вә уйғур оқутқучиларға зәрбә беришни нишан қиливатқан бу еғир вәзийәттә ғәрб демократик дөләтлири һөкүмәтлириниң бу мәсилигә җиддий көңүл бөлүши вә мунасип тәдбир қоллиниши керәкликини тәкитләп өтти. У йәнә хитайниң қирғинчилиқидин қутулуп, чәт әлләргә чиқалиған бир қисим уйғур оқутқучиларниң муһаҗирәттә уйғур ана тили маарипини сақлап қелиштики таянч күчләр икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.