Явропадики уйғур өсмүрлири берлинға җәм болуп, “өтмүшкә қайтиш” паалийити өткүзгән
2023.04.10

Явропа дөләтлиридин кәлгән уйғур өсмүрлири германийә пайтәхти берлинда “өтмүшкә қайтиш” паалийитигә қатнашқан.
Д у қ тәтқиқат мәркизиниң орунлаштуруши билән уйғур ана тил мәктәплиридә дәрскә қатнишиватқан әнгилийә, франсийә, белгийә, норвегийә, шиветсийә, финландийә қатарлиқ явропа дөләтлиридики уйғур өсмүрлири 7-априлдин башлап германийә пайтәхти берлинда “өтмүшкә қайтиш” паалийитигә қатнашқан.
Берлиндин зияритимизни қобул қилған д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәндиниң билдүришичә, явропа дөләтлиридики уйғур өсмүрлирини бир сорунға җәм қилип, өзара тонушуш пурсити яритип бериш вә уларни уйғурларниң тарихий мәдәнийити билән учраштуруш тунҗи қетимлиқ иш болуп, бу иштин балиларму, ата-аниларму көп хурсән болған. “өтмүшкә қайтиш” намлиқ бу паалийәткә 10 яштин 15 яшқичә болған арилиқтики 26 нәпәр уйғур өсмүрлири иштирак қилған. Паалийәт 10-априлға қәдәр давамлашқан.
Бу қетимқи паалийәтниң йетәкчилиридин бири болған д у қ тәтқиқат мәркизиниң мудири абдувәли аюп әпәндиниң баян қилишичә, улар сәпириниң тунҗи қәдимидә уйғур өсмүрлиригә германийәниң пайтәхти берлин тоғрисида изаһат берип, берлинниң 2-дуня урушида вәйран болған бир шәһәр икәнликини, худди берлинға охшаш нөвәттә уйғур қәдимий шәһәрлириниңму хитайлар тәрипидин вәйранчилиққа учраватқанлиқини, германлар берлинни қайта қуруп чиққанға охшаш, уйғурларниңму өз вәтинини, өз мәдәнийитигә лайиқ уйғур шәһәрлирини қайтидин қуруп чиқишқа иһтияҗи барлиқини чүшәндүргән.
Абдувәли аюп әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур өсмүрлири берлинда йәнә 2-дуня уруши мәзгилидә йәһудилар қирғин қилинған җаза лагерлирини зиярәт қилған. Паалийәт йетәкчилири бу арқилиқ нөвәттә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилисини уйғур өсмүрлиригә техиму инчикиләп чүшәндүргән вә йәһудилар ақивәт қәд көтүргәндәк, уйғурларниңму һаман бир күни қәд көтүридиғанлиқини илгири сүргән. Шуниң билән биргә, уйғур өсмүрлири берлинда хумболдт музейидики уйғурларға аит миң өй рәсимлирини зиярәт қилип, өз әҗдатлириниң шанлиқ мәдәнийити билән тонушуш пурситиға еришкән.
Қазақистандин кәлгән рәссам гүлназ ханим бу паалийәт мунасивити билән зияритимизни қобул қилғанда, уйғур өсмүрлириниң иҗил-инақлиқидин бәк мәмнун болғанлиқини тилға алди.
Әнгилийә уйғур ана тил мәктипиниң оқутқучиси атикәм ханимму бу паалийәтлриниң әһмийити һәққидә өз қарашлирини ипадә қилип өтти.