Оттура асия вә пакистан американиң сода җазасиға дуч келиватқан хитайға қандақ ярдәм бериду?
2024.12.09
Хитайниң уйғурларға елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә уйғур мәҗбурий әмгики сәвәблик, американиң сода җазасиға дуч келиватқан хитайниң оттура асия вә пакистан арқилиқ зиянни толдурмақчи болушқа урунуватқанлиқи диққәт қозғимақта.
4-Декабир күнидики “тунҗи язма” вә “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси гезити” ниң бу һәқтә елан қилған мақалилиридә ейтилишичә, ғәрбниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүрүшигә әгишип, хитай пакистан вә оттура асия билән һәмкарлиқ орнитип, өзиниң иқтисадий бихәтәрликигә капаләтлик қилиш йолини тутқан. Мақалидә йәнә, хитайниң нөвәттә америка вә ғәрбниң иқтисадий җазалириға қарши тәдбир елип, оттура асия вә пакистан арқилиқ зиянни толдуруш койида болуватқанлиқи көрситилгән.
Мақалидә көрситилишичә, американиң сода җазасиға дуч келиватқан хитай үчүн нөвәттә оттура асия дөләтлири вә пакистанниң истратегийәлик әһмийити күнсери ешиватқан болуп, бу хитайниң оттура асия вә пакистанға болған еһтияҗини күчәйткән.
Ундақта иқтисадини касатчилиқтин қутқузуш үчүн тиркишиватқан хитайға пакистан вә оттура асия қандақ ярдәм қилиду? американиң еғир җазасидин қечип йүргән хитайниң оттура асия вә пакистан арқилиқ зиянни толдуруш тәдбири қанчилик рол ойнайду? буниң үчүн йолға қойған “бир бәлбағ бир йол” пилани оңушлуқ давамлишаламду?
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси, доктор раймонд ко бу һәқтә пикир баян қилип мундақ деди: “мениңчә, хитайниң узун йилдин буян оттура асия вә пакистан билән қоюқ алақини сақлап кәлгәнликини ениқ билиш керәк. Хитай вә оттура асия һәққидә тохталғанда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини тилға алмай болмайду. Пакистанға кәлсәк, у хитай-пакистан иқтисадий каридори (CPEC) ниң бир қисми. Бу, хитай билән бу дөләтләр оттурисидики узун муддәтлик иқтисадий мунасивәтни көрситип бериду. Конкрет қилип ейтқанда, бу дөләтләр хитайниң җазадин қечишиға ярдәм берәләйду, болупму шинҗаңдики ишләпчиқиришқа тәсир көрситиду. Чүнки, буни әмәлгә ашурушниң асаслиқ усуллириниң бири, бәзи мәһсулатларниң келиш мәнбәсини ниқаблаш. Йәни, мәһсулатларни оттура асия, болупму пакистан арқилиқ йөткәш җәрянида уларниң ишләпчиқириш орни өзгәртилип бир тәрәп қилинған. Мәсилән, мәһсулатларни ‛пакистанда ясалған‚ дәп бәлгә қоюш арқилиқ, хитай уни дуч келидиған тәкшүрүшни азайтишқа майиллаштуриду. Бу җазалардин айлинип өтүшниң йәнә бир усули болса, оттура асия вә пакистандин ибарәт икки районни хитай таварлириниң йерим вә тәйяр мәһсулат базири қилип ишлитиштур. Чүнки, америка вә башқа дөләтләр хитай мәһсулатлирини сетишни рәт қилған әһвал астида, бу районларда у өз мәһсулатлириниң давамлиқ сетилишини қошумчә базар билән тәминләш имканийитигә игә қилиду.”
Мақалидә, хитайниң пакистан вә оттура асия дөләтлири билән техиму қоюқ мунасивәт вә чегра һалқиған һәмкарлиқ орнитиш үстидә издинип тәдбир қоллиниши униңға бир тәрәптин американиң сода җазасиға тақабил туруш йолини ачса, йәнә бир тәрәптин “бир бәлбағ бир йол” қурулуш пиланини мустәһкәмләш ролини ойнайдиғанлиқи тилға елинған.
Қазақистандики уйғур сиясий паалийәтчи вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң қаришичә, американиң сода җазасиға учраватқан хитай үчүн нөвәттә, оттура асия вә пакистан қатарлиқ дөләтләрниң тәсир көрситидиған гио-сиясий вә истратегийәлик роли интайин чоң болидикән.
Түркийәдики хәлқара мунасивәтләр анализчиси мәмәттохти атавулла әпәнди хитайниң оттура асия вә пакистан билән узун муддәтлик сиясий, иқтисадий вә бихәтәрлик җәһәтләрдин һәмкарлиқ мунасивити барлиқини тәкитләп, өз қаришини шәрһләп өтти.
Униң қаришичә, оттура асия вә пакистан қатарлиқ дөләтләрниң хитайниң американиң сода җазасидин қутулуши үчүн ярдәм қилиши, маһийәттә хитайниң хәлқаралиқ җазаларни бузуш һәмдә шу арқилиқ уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини ташқи дуняға чиқиришиға шерик болуш қилмиши һесаблиниду.
Мақалидә ейтилишичә, шаңхәй иҗтимаий пәнләр академийәсиниң оттура асия мутәхәссиси ли лифән хитайниң оттура асия вә пакистан билән болған бу сода мунасивәтлири һәққидә тохтилип, хитай билән оттура асия дөләтлири оттурисидики содиниң дәрһал кеңәймәйдиғанлиқини, доналд трампниң вәзипигә олтурғандин кейинки вәзийәткә ениқ бир нәрсә дегили болмиғачқа, “мәзкур ташқи сода мунасивәтлирини бәкму тез илгириләйду, дәп қаримайдиғанлиқи” ни оттуриға қойған.
Доктор раймонд кониң қаришичиму, доналд трамп вәзипигә олтурғандин кейинки “бир бәлбағ бир йол” пиланиниң оңушлуқ давамлишиш вәзийити һәққидә ениқ бир пикир баян қилиш қийин икән. У бу һәқтә мундақ дәйду; “тилға елишқа әрзийдиғини, хитай “бир бәлбағ бир йол” қурулушидики қәрз бериш миқдарини кемәйтти. Бу 2017 яки 2018 йиллири әтрапида башланған болуши мумкин. Петерсон институтиниң 2022-йили өктәбирдики доклатиға қариғанда, “бир бәлбағ бир йол” қурулуши мәблиғиниң тәхминән төттин бир қисми йоқалған болуп, бу, тохтамниң бузулуш нисбитиниң %25 кә йетидиғанлиқини көрситип бериду. Шуңа бу хил әһвал вақитниң узиришиға әгишип техиму начарлишиду. Хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши әзәлдин нурғун хирисларға дуч кәлди. Шуңа, мениңчә ақсарайда ким болушидин қәтийнәзәр бу қурулуш пилани дуч келиватқан хирисларда өзгириш болмайду. Чүнки, бу мәсилиләрниң көпинчиси хитай таварлирини, болупму шинҗаңда ишләпчиқирилған мәһсулатларни базар билән тәминләйдиған дөләтләр билән болған узун йиллиқ мунасивәттин келип чиққан. Әлвәттә, бу йол хитайниң бәзи җазадин қечишиға ярдәм бериду. Ахирқи һесабта, “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң мувәппәқийити қәрз вә мәбләғ селиш түрлириниң қиммитигә бағлиқ. Һалбуки, бу хилдики мәбләғ селишниң йоллуқ яки әмәслики ениқ әмәс. ”
Дәрвәқә, американиң 47-нөвәтлик пирезиденти болуп сайланған доналд трампниң вәзипигә олтурғандин кейин, американиң сода җазасидин қутулушқа урунуватқан хитайниң қоллинидиған тәдбирлири вә униң “бир бәлбағ бир йол” пиланиниң оңушлуқ давамлишиш мәсилисиму диққәт нуқтиси болмақта.
Америкадики сиясий анализчи, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсәнниң қаришичә, хитайниң нурғун дөләтләрни қәрзгә боғуп қойған “бир бәлбағ бир йол” қурулуши аллибурун ақсап қалған. У трамп башчилиқидики йеңи һөкүмәт иш башлиғандин кейинки бу дөләтләр арисидики сода мунасивити вә тәрәққият һәққидә өз қаришини баян қилип өтти.
Тәтқиқатчи мәмәттохти атавулла әпәндиниң билдүрүшичә, дәсләпки һәйвисини сақлап қалалмиған хитайниң “бир бәлбағ бир йол” пилани, трамп вәзипигә олтурғандин кейин, әгәр у 2018-йили башлиған “сода уруши” ни давамлаштурса, қаттиқ тәсиргә учрайдикән.
Мақалидә ейтилишичә, ноябирда американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға асасән, хитайниң 29 ширкитини қара тизимликкә киргүзгәнликидин ибарәт һазирға қәдәр хитайға йолға қоюлған әң чоң җаза тәдбири америка билән хитай оттурисидики зиддийәтни давамлиқ күчәйткән. Игилинишичә, 3-декабир күни американиң йеңи експорт контроли тәдбири хитайниң технологийә саһәсидики 140 ширкитигә америка техникисини експорт қилишни чәклигән. Мәлум болушичә, бу тәдбир американиң дөләт хәвпсизлик әндишилири сәвәбидин хитайниң ачқучлуқ техникиларға еришишигә чәклимә қоюш мәқсити билән бирдәкликкә игә дәп қариливатқан болуп, бу америка хитайниң һәрбий үчүн ишлитилидиған сүний әқил техникисини тәрәққий қилдуруши вә ишләпчиқиришини тосушни нишан қилған әң зор көләмлик чәкләш тәдбири болуп һесаблинидикән.