Ши җинпиң “‛үч хил күч‚ кә зәрбә бериш, хитайниң оттура асиядики 5 дөләт билән болған һәмкарлиқиниң алдинқи шәрти” дегән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.01.28
Ши җинпиң “‛үч хил күч‚ кә зәрбә бериш, хитайниң оттура асиядики 5 дөләт билән болған һәмкарлиқиниң алдинқи шәрти” дегән Хитай билән оттура асиядики бәш дөләтниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән дүләт башлиқлар синлиқ йиғини. 2022-Йили 25-январ.
Social Media

Хитай дөләт рәиси ши җинпиң 1-айниң 25-күни чүштин кейин хитай билән оттура асиядики бәш дөләтниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән дүләт башлиқлар синлиқ йиғиниға риясәтчилик қилған. Хитайниң “шинхуа агентлиқи” ниң бу һәқтә тарқатқан хәвиридин қариғанда, башлиқлар йиғиниға қазақистан президенти қасим җомарт-тоқайеф, қирғизистан президенти садир җапароф, таҗикистан президенти имамәли рахманоф, өзбекистан президенти шәвкәт мирзияйеф вә түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимоһәммәдоф қатнашқан.

Ши җинпиң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза бу бәш дөләт билән “хитай-оттура асия тәқдирдашлиқ ортақ гәвдиси” бәрпа қилишни халайдиғанлиқини билдүрүп, мундақ дегән: “хитайниң қанчилик тәрәққий қилиши вә яки хәлқара вәзийәтниң қандақ өзгиришидин қәтийнәзәр, хитай оттура асия дөләтлири ишинидиған яхши бир қошна, шерик вә қериндаш дөләт болушни давамлаштуриду.”

Ши җинпиң бу йил оттура асия дөләтлиригә 50 милйон данә ваксина ярдәм қилидиғанлиқини вәдә қилған, буниңдин башқа йәнә еликтир, ениргийә, сүний әқлил, чоң сандан (санлиқ мәлумат) амбири қатарлиқ юқири техника саһәлири бойичә һәмкарлишидиғанлиқини, техника вә илим-пән йөткәшниму нишан қилидиғанлиқини оттуриға қойған.

Ши җинпиң хитай билән оттура асия дөләтлири оттурисидики содиниң оттура асия дөләтлири мустәқил болғандин кейинки 30 йилда 100 һәссә ашқанлиқини, бейҗиң даирилириниң райондики дөләтләргә салған биваситә мәблиғиниң 14 милярд долларға йәткәнликини әскәрткән. У йәнә содини 2030-йилға барғанда 70 милярд долларға йәткүзүшни нишан қилғанлиқини билдүргән.

Ши җинпиң бу дөләтләр билән һәр саһәдики һәмкарлиқни күчәйтиш һәққидики төт хил тәклипиниң бири сүпитидә “үч хил күч” кә давамлиқ зәрбә берип, чеграни башқуруш-тизгинләш қатарлиқ җәһәтләрдики һәмкарлиқни чоңқурлаштуруп, район хәвпсизлики мудапийә торини мустәһкәм қуруш һәққидики мәхсус тәклип қойған.

Зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, хитай өзиниң оттура асия дөләтлири билән болған дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиға 30 йил болғанда, нимә мәқсәтләргә йәтмәкчи икәнлики, бу мунасивәттә уйғур мәсилисиниң негизлик мәсилә болуп келиватқанлиқини оттуриға қойди.

Доктор әркин әкрәмниң анализ қилишичә, хитай өзиниң ядролуқ дөләт хәвпсизлик мәнпәәти вә истратегийәлик мәнпәәтини қоғдашта, шундақла “йеңи йипәк йоли истратегийәсини ишқа ашурушта, оттур асиядики дөләтләр билән һәр саһәдики мунасивәтләрни раваҗландурушқа мәҗбур икән. Әмма бу мунасивәтләрниң муқим раваҗлиниши, шәрқий түркстанниң муқимлиқиға бағлиқ икән. Бу йәнә уйғур мәсилисиниң хитай үчүн оттура асиядики тәсирини кеңәйтиш үчүнла әмәс, бәлки йәнә униң кәлгүсидә әң чоң дөләт болуш арзусини ишқа ашуралишидики әң негизлик мәсилә икән.

Оттур асиядики бәш дөләт “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләтләр болуп, “үч хил күч” кә ортақ зәрбә бериш, хитай билән бу дөләтләр арисида 90-йилларниң оттурилиридин тартип давамлишип келиватқан сөһбәт темисидур. Хитай йәнә айрим мунасивәтлиридиму охшашла улардин өз дөләт тәвәликидә уйғурларниң сиясий паалийәтлиригә йол қоймаслиқни тәләп қилип кәлмәктә.

2-январ қазақистанда партлиған наразилиқ һәрикити русийә билән хитайниң бу райондики риқабитигә аит соалларни пәйда қилған болсиму, бирақ хитайниң русийәниң қошун киргүзүшини қоллиши, шундақла қазақистанға “бихәтәрлик ярдими бериш, ‛ташқий күчләр‚ гә қарши туруш” тәклипини сунуши, әзәлдин оттура асияниң демократийәлишишигә әһмийәт берип кәлгән американиңму алаһидә деққитини қозғиған иди.

Америка тинчлиқ институти 27-январ уюштурған “американиң оттура асия истратегийәси районниң нөвәттики мәсилилирини һәл қилаламду?” темисидики тор муһакимисидә, дәл мушу мәсилиләргә йәр берилгән. Мәзкур йиғида американиң оттура асиядики истратегийәлик нишанини әмәлгә ашуруш үчүн американиң оттура асияға арилишиши, росийә билән хитайниң болса райондики тәсир даириси кеңәйтиш үчүн риқабәтлишши қатарлиқ мәсилиләр асаслиқ муһакимә темиси болған.

Америка ташқий ишлар министирликиниң оттура асия вә пакистан ишлириға мәсул муавин ярдәмчи катипи Lesslie Viguerie, америка тинчлиқ институти оттура асия ишлири алий мутәхәссиси Gavin Helf, каспий сиясәт мәркизиниң рәиси, американиң қазақистанда турушлуқ сабиқ баш әлчиси ричард хогланд қатарлиқлар қатнашқан бу муһакимидә, питтсбург университети башқуруш вә базар мәркизиниң дотсенти вә мудири Jennifer Murtazashvili өз анализини оттурға қойған. У америка, хитайниң иқтисадий, сиясий вә сода һәмкарлиқини күчәйтиватқан оттура асия дөләтлири билән болған бу хил мунасивитигә арилишалмисиму, әмма бу дөләтләр шинҗаңда немә ишларниң болуватқанлиқини билип туруп, бу мәсилисини ашкара оттуриға қоялмай келиватқанлиқиниң нурғун кишиләрни азаблайдиғанлиқини тәкитлигән. У гәрчә америка оттур асияда хитай билән охшаш истратегийә қоллинишқа муһтаҗ болмисиму, әмма оттура асия дөләтлиригә маарип вә иқтисадий саһәләрдә йәниму илгириләп мәбләғ селиши вә бу саһәләргә арилишишни күчәйтиши керәкликини оттурға қойған.

Ши җинпиңниң бейҗиң қишлиқ олимпики башлиниш һарписида, йәни хәлқарада хитайни уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйибләш асасй еқимға айланған, һәрқайсий дөләт вә парламентлар хитайниң “инсанийәткә қарши җинайәтлири”, начар кишилик һоқуқ хатириси сәвәблик бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қиливатқан бир пәйттә, оттура асия дөләтлири башлиқлири билән өткүзгән синлиқ йиғинда “кишилик һоқуқни баһанә қилип башқа дөләтләрниң ичкий ишиға арилишишқа қәтий қарши туруш керәк” дегәнни тәктлиши, бу райондики өзгиришләргә йеқиндин диққәт қиливатқан америка көзәткүчилириниң күчлүк диққитини қозғимақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.