Пакистанлиқ оқуғучи көк байрақ билән хитайниң зоңза байримини бузди
2022.06.14

10-Июн җүмә күни чүштин кейин, исламабадтики пакистан дөләтлик илим-пән вә технологийә университетида хитайниң дүәнву, йәни таңзоңза байрими өткүзүлгән. Мәзкур университетниң оқуғучиси, пакистанлиқ яш муһәммәд осман әсәд бешиға уйғур допписини кийип, шәрқий түркистан байриқини үстигә артип кириш билән пүтүн залдикиләрниң диққитини тартқан. У бу арқилиқ паалийәт уюштурғучи хитайларни раһәтсиз қилған. Униң ялғуз кишилик намайишини залдики бәзи пакистанлиқ оқуғучилар ашкара қоллашқа җүрәт қилалмиған болсиму залдин чиқип кетишкә башлиған.
Муһәммәд осман әсәд бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу ялғуз кишилик намайиш елип бериштики мәқситини ортақлашти. У мундақ деди: “чүнки бу һәқтә һечким аваз чиқармиғанлиқи үчүн, пакистанда бир башлиниш болуши керәк дәп ойлидим. Шундақла пакистандики хитайларму мусулманларни чүшәнмәйду вә һөрмәт қилмайду. Мән бу арқилиқ пакистан һөкүмитидики мәнсәпдарларниң пакистан хәлқигә вәкиллик қилалмайдиғанлиқини, мәйли қандақ усулда болсун вәзийәттин хәвәрдар пакистандики мусулман хәлқиниң мәйданини өзгәртәлмәйдиғанлиқи һәққидә сигнал беришни ойлидим”.
Биз униңдин уйғурларни вә улар учраватқан ирқий қирғинчилиқни қачандин башлап қандақ билгәнликини соридуқ, у мундақ деди: “мән бурун пәқәт хитайда пакистанға қошна уйғурлардин ибарәт мусулман хәлқ яшайдиғанлиқинила биләттим. Әмма университетқа келип әркин һалда интернетқа чиқип хәлқаралиқ хәвәрләрдин вә йәнә фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқулардин уйғурларниң вәтининиң хитай тәрипидин ишғал қилинғанлиқини, хитайниң уларниң диний етиқад әркинликини боғуп зулум қилипла қалмай йеқиндин буян ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқиға даир мәлуматларға игә болдум. Нурғун доклатларни оқудум вә уйғурларға болған һесдашлиқим ичимгә патмиди. Болупму кәшмир вә пәләстиндики мусулманлар учраватқан мәсилиләр қатарлиқ дуняниң башқа җайлиридики мәсилиләргә қариғанда уйғур мусулманлири учраватқан зулумниң, техиму еғир вә җиддийликини селиштуруп чүшәнгәндин кейин, чоқум уйғурлар үчүн бир иш қилишим вә бу зулумни аңлитиш үчүн аваз чиқиришим керәкликини һес қилдим”.
Пакистан дөләтлик илим-пән вә технологийә университетиниң торидики бу паалийәт һәққидә чиқирилған еланға қариғанда мәзкур хитай фестивалини университетниң хитай тили мәркизи билән хәлқаралиқ тинчлиқ вә муқимлиқ мәркизи бирлишип тәшкиллигән болуп, мәктәп рәһбәрлири, оқутқучи-оқуғучилардин башқа, хитай әлчиси вә хитай-пакистан иқтисадий каридориға мунасивәтлик тармақлардин бәзи әмәлдарлар тәклип қилинған.
Муһәммәд осман әсәд өзи оқуватқан бу университетта, хитай һөкүмитиниң орунлаштурған байриминиң дәл өзиниң уйғурлар үчүн аваз чиқиридиған яхши пурсәт болидиғанлиқини ойлиған. Гәрчә вақит қисқа болсиму әмма у бир тәрәптин мәктәпниң имтиһаниға тәйярлиқ қилип, йәнә бир тәрәптин намайишиға тәйярлиқ көргән. У намайишиниң тәсирини күчәйтиш үчүн уйғур допписини торлардин издәп көргән, әмма тапалмай ахири, пакистандики исламабадқа йеқин равалпиндида өмәр уйғур вәхписидин ибарәт бир уйғур тәшкилати барлиқи һәққидики учурларни тапқан. У, 9-июн күни, мәзкур өмәр уйғур вәхписиниң мәсули өмәр әпәнди билән көрүшүп, хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа мусулманларға елип бериватқан зулум вә ирқий қирғинчилиқ сияситигә қарши елип бармақчи болған намайиш пиланини ейтқан. Өмәр әпәнди униңға бир уйғур допписи вә шәрқий түркистан байриқини бәргән.
Муһәммәд осман әсәдниң ейтишичә, мәзкур университетта йеқинқи йилларда хитайлар һәр йили мушуниңға охшаш хитай байрамлирини тәбрикләш паалийити өткүзүп келиватқан болуп, бу, униң тунҗи қетим қатнишиши икән. Әмма униң ейтишичә пакистандики хәлқаралиқ бир университет саналған мәзкур университетта һәр түрлүк фестивал, байрамлар өткүзүлүп туридиған болуп, бу паалийәтләр қуран тилавити билән башлинидикән. Әмма хитайниң бу байрамлиқ паалийити болса хитайчә шеир оқуш билән башланған. Паалийәттә хитайларниң әнәниви усуллирини ойнаш, хитайчә нахша ейтиш, хитайларниң түрлүк өрп-адәтлирини тонуштуруш қатарлиқ номурлар орундалған. Паалийәт уюштурғучилар, хитайлар йетишмигәчкә бирқисим пакистанлиқ оқуғучиларни хитайчә кийиндүрүп номур орундашқа қатнаштурғаникән.
Муһәммәд осман әсәдниң ейтишичә, паалийәт мувәппәқийәтсиз болған, башта залға тамашибинлар лиқ толған болсиму, паалийәт сәһнисидики хитайчә нутуқларни, тонуштурушларни һечким чүшәнмигәндин башқа, нахша ейтиватқан хитайниң арқа көрүнүшигә ишлитилгән видийолардики бирқисим қилиқсиз көрүнүшләр мусулманларға нисбәтән һөрмәтсизлик болғачқа, нурғун кишиләр раһәтсизләнгән вә аста-аста залдин айрилишқа башлиған.
Муһәммәд осман әсәдниң ейтишичә, паалийәтни тәшкиллигүчиләр униң бу ялғуз кишилик тинчлиқ билән елип барған наразилиқ һәрикитини тосуш үчүн ашкара вә яки җиддий бир тәдбир алмиған. Пәқәт паалийәт тәртипини бузмаслиқ вә техиму чоң диққәт қозғаштин сақлиниш үчүн униң әтрапиға бир қанчә кишини олтурғузуп қойған. Паалийәттин кейин бир қисим кишиләр вә оқуғучилар униңдин байрақ һәққидә сориғанда, у буниң шәрқий түркистан байриқи икәнликини ейтқан. Лекин у һазирғичә бирәр паракәндичиликкә учримиған. У өзиниң һәрикитиниң техиму көп кишиләргә тәсир көрситишини үмид қилмақтикән.
Муһәммәд осман әсәдтин намайишни немишқа ялғуз елип барғанлиқини, дост яки савақдашлириниң немә үчүн иштирак қилмиғанлиқини соридуқ. У мундақ җаваб бәрди: “паалийәткә кириштин аввал бир қанчә савақдаш вә тонушларни тинч намайиш елип баридиғанлиқимдин хәвәрләндүргәнидим. Уларниң бәзилири өзлириниң мени қоллайдиғанлиқини билдүргән болсиму әмма паалийәткә киргәндә улар аваричиликтин әнсирәп өзлирини қачурди һәтта мени байрақ билән сүрәткә тартип қоюштинму ялтайди”.
Пакистанда паалийәт қиливатқан өмәр уйғур вәхписиниң рәиси өмәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, муһәммәд әсәдниң университеттики наразилиқ һәрикитиниң, тунҗи қетим бир пакистанлиқ тәрипидин уйғурларни қоллап хитайға қарши елип берилған наразилиқ һәрикити икәнликини билдүрди. Өмәр әпәнди йәнә пакистан һөкүмити иқтисадий җәһәттин хитайға қаттиқ беқинип қалғини үчүн, уйғурлар учраватқан зулумға сүкүт қилипла қалмай һәтта хитайни ашкара қоллаватқан бир вәзийәттә, муһәммәд османниң бу пидакарлиқидин тәсирләнгәнликини вә қайил болғанлиқини билдүрди.
Муһәммәд османниң билдүрүшичә, пакистандики бәзи исламий ахбарат органлири вә бир қисим өлималар “шәрқий түркистан вәзийити” ни тонуштуруп туруватқан болсиму әмма пакистан һөкүмити билән хитайниң зич иқтисадий бағлиниши сәвәблик, пакистан даирилириниң вә орган таратқулириниң бу мәсилигә изчил сүкүт қилип турувалғанлиқи вә хитайниң тәтүр тәшвиқатлириға маслишиватқанлиқидин әпсусланмақтикән.
Муһәммәд осман әсәд зияритимиз ахирида, уйғурларниң вәзийитини аңлиған вә чүшәнгән пакистанлиқларниң һәргиз бу зулумға қарап турмайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрүш билән уйғурларға өзиниң һесдашлиқини йәткүзүшимизни сорап мундақ деди: “мән пәқәт аддий бир оқуғучи, әмма уйғурлар үчүн давамлиқ аваз чиқиримән вә пакистандики өмәр уйғур вәхписи билән һәмкарлишимән. Уйғурларниң зулумға қарши паалийитигә вә паалийәтчиләрниң әркинлик үчүн төләватқан бәдәллиригә һөрмитимни билдүримән. Уйғур хәлқиниң үмидсизләнмәсликини тиләймән. Һаман бир күни шәрқий түркстанниң мустәқиллиққа еришидиғанлиқиға, пакистанниң шу вақитта йәнә бир қошна дөләт болуп силәрни вә дөлитиңларни қоллайдиғанлиқиға ишинимән”.