Пакстандики хәлқаралиқ муһакимидә орун берилмигән уйғур мәсилиси ғулғула темисиға айланған
2022.08.12
10-Авғуст күни пакстанниң исламабадтики мариот меһманханисида “2022-йиллиқ йәр шари тинчлиқи бойичә дөләт башлиқлири йиғини” өткүзүлгән. Бу йиғинға қатнашқан бир яш, рәис сәһнисидики әрбаблардин “уйғур ирқий қирғинчилиқи” темисиниң немә учун бу йиғинниң күнтәртипидин орун алалмиғанлиқи һәққидә соал сориған.
У мундақ дәп соал қойған: “биз хитай һөкүмитиниң шинҗаң районида, йәни вәтинимиз туприқиниң йенидила рәзил қилмишларни давамлаштуриватқанлиқини билимиз, у җайда мәдәнийәт қирғинчилиқи елип берилмақта. Хитайниң ‛терроризмға қарши туруш‚ баһанисида йәрлик хәлқләрниң диний етиқадини пүтүнләй чәкләп, уларни лагерларға қамап, коммунизм идеологийәси арқилиқ меңә ююш елип бериватқанлиқини, уларниң әвлатлириниму өзигә охшаш қилип өзгәртип чиқиш үчүн түрлүк урунушларда болуватқанлиқини билимиз. Һалбуки, пакстанға вәкил болуп бу мәсилисини оттуриға қоюшқа һечким җүрәт қилип бақмиди. Немә үчүн бу мәсилә һазирғичә оттуриға қоюлмайду, шундақла мушундақ муһим йиғинларниң күнтәртипигиму киргүзүлмәйду? ”
Йәр шари тинчлиқ йиғининиң тор бетидә, бу йиғинниң көп тәрәплик сөһбәт арқилиқ йәр шари миқясида тинчлиқ бәрпа қилиш, хәлқара җәмийәттики һалқилиқ мәсилиләрни һәл қилишта чарә издәйдиған бир мунбәр икәнлики көрситилгән.
Игилишимизчә, мәзкур йиғинда уйғурлар һәққидә йоқуриқи соални ташлиғучи яш, буниңдин дәл икки ай илгири бешиға уйғур допписини кийип, шәрқий түркистан байриқини үстигә артип, өзи оқуватқан исламабадтики пакистан дөләтлик илим-пән вә технологийә университетида хитай оқуғучилар тәрипидин уюштурулған “таңзоңза байрими” паалийитиини бузған муһәммәд осман әсәд исимлик киши икән.
Пакстандики һәр хил сәһнә вә пурсәтләрдә уйғур мәсилисини аңлитишқа тиришип келиватқан пакистанлиқ яш муһәммәд осман бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өзиниң қандақ җүрәткә кәлгәнлики һәққидә сөзләп өтти:
“мән бу хәлқаралиқ муһакиминиң ечилидиғанлиқини аңлап, йиғинда уйғурларниң авази болушни вә соал сорашни нийәт қилған идим. Йәр шарида тинчлиқни илгири сүрүшни мәқсәт қилған мушундақ муһим хәлқаралиқ йиғинда, уйғурлар һәққидә бирәрму теминиң күнтәртиптин орун алмиғанлиқи ғәзипимни қозғиди. Мән пурсәт күтүп, йиғин рәисиниң кәйнидин сөз қилған тәклиплик сөзчи - карачидики чоң университетидин кәлгән даңлиқ кишилик һоқуқ мутәхәссиси сәид муаз шаһниң сөзидин кейин, униңға шундақ дәп соал қойдум.
У сөзини давамлаштуруп мундақ деди: “бу йиғинға тәклип қилинған асаслиқ сөзчиләр еланида, сәид муаз шаһниң карачидики зиявддин университети қанун факултети кишилик һоқуқ мәркизиниң мудири икәнлики, яш академик болуш сүпити билән униң йәнә исламабадта ечилип келиватқан йәр шари тинчлиқ сөһбити йиллиқ муһакимисиниң баш мәслиһәтчиси икәнлики тонуштурулған.”
Муһәммәт османниң ейтишичә, бу йиғинда сәид муаз шаһ вә башқилар кишилик һоқуқ, мусулманлар учраватқан мәсилиләр һәмдә хәлқарадики қизиқ нуқтилиқ мәсилиләр тоғрилиқ муһакимә йүргүзүп: “йәр шари тинчлиқи бойичә башлиқлар йиғини зулумға қарши туруш арқилиқ, қол тутушуп дуняниң тинчлиқи вә инақлиқини қоғдаш үчүн чақириқ қилиду” дейишкән. Һалбуки, уларниң бириму уйғур ирқий қирғинчилиқидәк зор дуняви мәсилини тилға алмиған. Пәқәт йиғин қатнашчилириға соал сораш пурсити берилгәндә, униң уйғурлар һәққидә соал сориши билән, сәид муаз шаһ амалсиз йиғин әһли алдида униң бу соалиға җаваб беришкә мәҗбур болған.
У муһәммәд усманниң соалиға қайтуруп соал қоюп: “хитайда хитайлардин кейинки иккинчи чоң милләт қайси?” дәп сориған. Муһәммәт усман “уйғурлардур” дәп җаваб бәргән. Әмма у “яқ, әң көп сандики мусулманлар хуй, йәни туңганлардур, уларда һечқандақ мәсилә йоқ” дегән. У йәнә муһәммәд османға чәт әл таратқулириниң бу мәсилә тоғрисида немиләрни дегәнликигила ишинип қалмаслиқи керәкликини агаһландурған. У йәнә америкилиқлар афғанистанда вә башқа җайларда ялған һекайиләрни иҗад қилди, бу ишларWiki Leaks да хәвәр қилинди” дегән.
Муһәммәд османниң ейтишичә, сәид муаз шаһ буниң биләнла тохтап қалмай, қаттиқ тәләппузда уйғурларниң зулумға учраш мәсилисини техиму көп мәнбәләрдин тәкшүрүп көрүшни, хитайни зиярәт қилип у йәрдә немә ишларниң йүз беридиватқанлиқини өз көзи билән көрүп келишни ейтқан. У йәнә хитай чоң қуруқлуқидики бир қисим кона мәсчитләрни тилға алған.
У йәнә шәрқий түркистанниң сиясий тарихи һәққидә тохтилип, тарихта бу районда руслар билән хитай оттурисида зиддийәт болғанлиқини, һазир болса бу зиддийәткә американиң киргәнлики бу тоғрилиқ юқири авазда сөзләшкә башлиғанлиқини тилға алған. У ахирида “һазир нурғун нәрсиләргә җаваб бәрдим, әмма булар бу қетәимлиқ йиғинниң муназирә темиси әмәс,” дәп гепини йиғиштурған.
Муһәммәд осман униң сөзлиригә ялғуз өзиниңла әмәс, бәлки йәнә нурғун иштракчиларниңму қайил болмиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “униң җаваблири мени қайил қилалмиди. Йиғинға қатнашқан башқа кишиләр вә нурғун оқуғучиларму йиғин арилиқидики арам вақтида йенимға келип, мениң тиришчанлиқимни тәқдирлиди. Улар маңа бу йиғинда хитайлар үчүн сөзлигүчиниң сөзлириниң йиргинчлик вә һәқиқәттин йирақ икәнликини ейтти. Мән пәқәт кишиләрниң бу темида техиму көп издинип, тоғра йәкүнгә келишини үмид қилимән”.
Мәзкур йиғин һәққидә пакистан таратқулири бәргән хәвәр вә ведиоларда, муһәммәд османниң уйғурлар һәққидә сориған соали вә униңға берилгән җаваблар кесип чиқириветилгән. Муһәммәд осман өзиниң буниңға һәйран қалмиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “мән йенимда олтурған бир кишигә мән соал сориғанда мени ведийоға тартип қоюшни өтүндүм, у кәшмирлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси икән, қол телефонимда мени ведийоға тартип қойди. Әмма у мениң уйғурлар һәққидә соал сориғанлиқимни көрүп, гәрчә өзиниң уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини һәмдә мениң җүритимгә қайил болғанлиқини ейтқан болсиму, әмма өзиниң бу мәсилидики мәйданини ипадиләштин еһтият қилидидиғанлиқини алаһидә әскәртип қойди.”
Муһәммәд осман иҗтимаий таратқуларда бу ведийони һәмбәһрләп, пакистан илим саһәсиниңму хитайға янтаяқ болуватқанлиқидәк йиргинчлик әһвални паш қилған.
Уйғур ирқий қирғинчилиқи йәр шаридики әң җиддий мәсилиләрниң бири сүпитидә дунявий таратқуларда көпләп тарқитилишиға әгишип, уйғурларға һесдашлиқ қилғучиларниң авазиму көпийишкә башлиған. Буниң алдида америкадики афғанстанлиқ қиз ферозә әзиз, австралийәилик кишилик һоқуқ паалийәтчиси дру павлов қатарлиқлар һәр хил чәклимә вә хәтәргә қаримай, уйғурларниң авазини аңлатқаниди.