Пакистандики “хитай пуқралири җәмийити” пакистан пуқралиқидики уйғурларға 3-қетим җәдвәл тарқатқан
2019.03.13
Пакистандики “илгирики хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин пакистан пуқралиқиға өтүп болған уйғурларға тарқитилған җәдвәл.
Пакистандики “өмәр уйғур вәхпи” ниң башлиқи өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, мәркизи равалпиндидики “хитай пуқралири җәмийити” 3-қетим пакистан пуқралиқидики уйғур аилилиригә җәдвәл тарқитип, уларниң хусусий учурлири вә уларниң уйғур дияридики биваситә уруқ-туғқанлири билән болған мунасивәтлирини тизимлаш ишини башлиған.
Равалпиндидики уйғурлардин бирәйлән өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилип, пакистандики “хитай пуқралири җәмийити” ниң пакистандики хитай әлчиханиси билән йеқин мунасивити болған бир тәшкилат икәнликини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, мәзкур җәмийәт бу йил киргәндин буян пакистандики уйғурларға “иқтисадий ярдәм” беридиғанлиқини пәш қилип җәдвәл тарқатқан һәмдә уларниң шәхси учурлирини тизимлашқа башлиған. Бу әһвал пакистандики уйғур җамаитини, шу җүмлидин униңға охшаш аллиқачан хитай пуқралиқидин ваз кәчкән, 50 йилдин буян пакистан пуқраси болуп яшаватқан уйғурларни әндишигә салмақтикән.
Униң билдүрүшичә, равалпиндидики “хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тарқитилған алдинқи 2 қетимлиқ җәдвәлни толдурған уйғур аилилириниң сани һазир 200 дин ашқанлиқи мәлум. Әмма өзигә охшаш әндишидики бир түркүм уйғурлар йеқинда мәзкур җәмийәт тәрипидин тарқитилған 3-қетимлиқ тизимлаш җәдвилини тапшурувалған. Униң дейишичә, мәзкур җәдвәлни толдурғучиларниң пәрзәнтлири мәктәптә һәқсиз оқуштин бәһримән болидикән. Униңдин бу җәдвәлни толдурғучиларниң йәнә нурғун ярдәмләрдин бәһримән болидиғанлиқи йезилған икән. Шундақ болсиму, улар бу җәдвәлни толдурушни йәнила рәт қилған икән.
Һалбуки, җәдвәл толдурушни рәт қилған уйғурларға башламчилиқ қиливатқан “өмәр уйғур вәхпи” ниң башлиқи өмәр уйғур әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, йеқиндин буян “хитай пуқралири җәмийити” вә бу җәмийәтни қоллиғучиларниң уларға болған тәһдит вә тәбиһлири күчәймәктикән.
Өмәр әпәндиниң баян қилишичә, у дәсләпки мәзгилләрдила өзиниң аллиқачан пакистан пуқралиқиға өтүп болғанлиқини тәкитләп, мәзкур җәдвәлни толдурушни рәт қилған икән. Әмма у узун өтмәй “хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тәһдиткә учриғандин кейин дәрһал равалпинди сақчи идарисигә әрз сунуп, улардин өзини қоғдашни тәләп қилған. Униң билдүрүшичә, йеқинда униң билән көрүшүш үчүн кәлгән икки хадим өзлириниң пакистан пайтәхти исламабадтин кәлгән дөләт истихбарат хадимлири икәнликини ейтип, өмәр әпәндиниң сақчи орунлириға сунған әрзини қайтурувелишни вә пакистан-хитай достлуқиға тәсир йетиш еһтималлиқи болған һәрикәтләрдә болмаслиқни агаһландурған.
Биз пакистандики уйғурларға үчинчи қетим тарқитилған тизимлаш җәдвили һәққидә техиму илгириләп мәлумат елиш үчүн равалпиндидики “хитай пуқралири җәмийити” ниң рәиси абдулрәһим әпәнди вә мәзкур җәмийәтниң әзимҗан исимлик хадимиға телефон қилдуқ.
Телефонимизни алған мәзкур җәмийәтниң рәиси абдулрәһим әпәнди мәзкур җәмийәт тәрипидин тарқитилған җәдвәлниң мәқсити нөвәттә пакистан пуқралиқида яшаватқан уйғурларға иқтисадий җәһәттин ярдәм беришни мәқсәт қилғанлиқини тәкитлиди. У пакистандики хитай әлчиханисиниң ярдимидә ечилған мәктәптә балилири оқуватқан уйғурларниң һәммиси дегүдәк бу җәдвәлни толдурғанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған әзимҗан әпәнди болса өзиниң “хитай пуқралири җәмийити” ниң хизмәтчи хадими икәнликини билдүрүп, өзиниң пакистан тәвәликигә өтүп болған уйғурларниң өй-өйлиригә кирип җәдвәлни тарқитиш вә тизимлаш хизмитини ишлигәнликини, җәдвәлни тарқитиштики мәқсәтниң иқтисадий җәһәттин қийинчилиқи бар уйғурларни ениқлап чиқип, уларниң балилириниң оқушиға вә аилә қийинчилиқиға ярдәм бериш икәнликини илгири сүрди. У бу ишниң һәргизму “өмәр уйғур вәхпи” ниң башлиқи өмәр ейтқинидәк “уйғурларниң шәхси учурлирини хитай әлчиханисиға тәминләш” әмәсликини, бу иш пакистан-хитай достлуқини техиму мустәһкәмләйдиғанлиқи үчүн пакистан һөкүмәт даирилириниңму өзлирини йеқиндин қоллаватқанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болушичә, йеқинда хитай һөкүмити йәнә уқтуруш чиқирип, пакистандин келип хитайда алий мәктәптә оқуш яки техиму юқирилап оқуш арзусида болған пакистанлиқ оқуғучилардин 7000 нәпиригә “оқуш мукапати” беридиғанлиқини елан қилған. Зияритимизни қобул қилған “хитай пуқралири җәмийити” ниң хизмәтчи хадими әзимҗан өзиниң бир балисиниң нөвәттә хитай пайтәхти бейҗиңда дәл мушу хил оқуш мукапати билән оқуватқанлиқини тәкитлиди. У йәнә өзиниң пакистан пуқралиқиға өтүп болған уйғурларни бу хил оқуш мукапатиға илтимас қилишқа дәвәт қиливатқанлиқиниму алаһидә әскәртип өтти.
Игилишимизчә, пакистанниң гилгит вә равалпинди қатарлиқ җайлирида нөвәттә 600 дин көпрәк уйғур аилиси яшаватқан болуп, пакистанға йәрләшкинигә 50 йилдин ашқан бу уйғурлар хитай пуқралиқидин ваз кечип, аллиқачан пакистан тәвәликигә өтүп болған икән. Әмма 2018-йилниң ахири вә 2019-йили киргәндин буян гилгит вә равалпиндидики бир қисим уйғурлар хитай әлчиханиси тәрипидин қурулған “хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тарқитилған бу хил җәдвәлләрни тапшурувалған. Җәдвәлдә пакистандики уйғурларниң аилә әзалири вә уларниң толуқ учурини толдуруш тәләп қилинған икән.









