Пакистанлиқ содигәр: уйғурлар қул қилиниш бәдилигә кәлгән бу яңақ қандақму сиңсун?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.12.23
Пакистанлиқ содигәр: уйғурлар қул қилиниш бәдилигә кәлгән бу яңақ қандақму сиңсун? Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә беғишлап ишләнгән картон.
Photo: RFA

Хитай һөкүмитиниң 2017-йили уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиши билән бир вақитта лагерға қамалған зор сандики уйғурларниң йәр-земинлири, бағ-варанлириниң тартивелинип, хитай көчмәнлиригә тәқсим қилиниватқанлиқи мәлум иди. Шуниң билән бир вақитта йәнә, уйғурларниң намратлиқтин қутулдуруш иш пурсити намида хитай өлкилиридики завутларға әрзан әмгәк күчи қилип йөткиливатқанлиқидин башқа, хитай өлкилиригә йөткәлмигән тәқдирдиму улар “деһқанларға ишиктин чиқса ишләйдиған җай болуш” дегәндәк сиясәтләр билән, һазир һәр йеза-һәр кәнткә қурулған хитай хоҗайинлири игидарчилиқидики кархана-ширкәтләрдә әрзан әмгәк күчи сүпитидә ишләшкә мәҗбур икәнликиму ашкарилинип кәлмәктә.

Уйғур дияри билән пакистан арисида сода қилип келиватқан, исмини ашкарилашни халимиған бир пакистанлиқ содигәр, йиллардин буян хотән наһийәси лайқа йезисидики “керәм йеза игилик мәһсулатлири чәклик ширкити” дин яңақ сетивелиш үчүн уйғур дияриға йилда бир қетим берип-келип йүрүватқан болуп, бу нөвәт барғинида у бу ширкәткә бир хитай шерикниң игә болғанлиқини, ширкәт директори керәм әбәйдулланиң исми ширкт вивискисидин еливетилмигән болсиму әмма башқуруш, пул-муамилә ишлириниң һәммисигә шу хитайниң мәсул икәнликини көргән. Директор керәм әбәйдулла бу узун йиллиқ һәмкарлашқучи пакистанлиқ содигәр билән параңлишишқиму петиналмиған.

Бу пакистанлиқ содигәр у җайда, бир топ ишләмчиләрниң ширкәткә сақчи машинисида елип келингәнликигә шаһит болған вә уларниң ишләватқан көрүнүшлирини телефон арқилиқ тартивалғаникән. У бир қисим сүрәт вә видийолирини радиомиз билән ортақлашти.

Буларда, хитайларниң башқурушида, еғирлиқи 40-50 килолуқ яңақ тағарлирини искилаттин машиниларға, еғир қәдәмлири билән тохтимай тошуп ишләватқан уйғурларниң көрүнүшлири бар.

Бу пакистанлиқ содигәрниң ейтишичә бу ишләмчиләр йәрлик деһқанлар болуп күнигә 10 саәттин артуқ ишләйдикән, айда әң юқири болғанда 500 йүән мааш алалайдикән һәтта бәзилиригә мааш берилмәйдикән. Пакистанлиқ содигәр бу ишләмчиләрниң сақчи машинисида сақчиларниң назаритидә елип келингәнликигә, уларниң бәдәнлириниң аҗизлиқи, роһиниң төвәнликигә охшаш нормал адәмләрдин пәрқлиқ тәрәплиригә қарап уларни лагердин елип кәлгәнләр болуши мумкин дәп пәрәз қилған.

Хотән наһийәсидики “керәм йеза игилик мәһсулатлири ширкити” һәққидики очуқ мәнбәләрдин дәрвәқә, мәзкур ширкәтниң-2012 йили-1айниң-9 күни хотән наһийә, лайқа йеза, дакуй кәнтигә қурулғанлиқини, “қануний баш вәкили-имин керм әбәйдулла” дәп йезилғанлиқини, сода даирисиниң деһқанчилиқ мәһсулатлирини сетивелиш вә сетиш икәнликидәк учурларни көрәләймиз.

Пакистанлиқ содигәрниң ейтишичә, хотән наһийәсиниң лайқа йезиси дакүй кәнтидики яңақ содигири керәм тәдриҗий тиҗарәт көлимини кеңәйтип, яңақларни илғап таллайдиған, ююп тазилайдиған әслиһәләрни киргүзгән, деһқанлардин сетип алған яңақлар пишшиқланғандин кейин, пүтүн уйғур дияри, хитай, һәтта пакистан вә башқа мәмликәт базарлирида сетилидиған дәриҗигә интайин тез тәрәққий қилғаникән.

Ширкәтниң номуриға телефон уланди. Ширкәт директори керәм телефонни алған болсиму әмма соаллиримизға өзиниң җаваб берәлмәйдиғанлиқини, бизниң хитай директор билән алақилишишимизни өтүнүп телефонни қоювәтти.

Керәм директор ейтип бәргән униң хитай шерикиниң телефон номури уланди. Әмма у бәлки чәтәлдин кәлгән номур икәнликини сәзгән болуши мумкин, телефонимизға җаваб бәрмәй қоювәтти вә изчил уланмиди.

Хотән вилайитиниң содигәр чақириш учурлирида көрситилишичә лайқа йезисидики деһқанларниң кирими асаслиқи бағвәнчилик, яңақ қатарлиқлардин кириду. Хотән наһийәсиниң йиллиқ бағвәнчилик мәһсулат миқдари 6000 тоннидин ашиду, хотән наһийәсиниң йәрлик непиз постилиқ яңиқи мәззилик вә майлиқ, яңақ меғизи озуқлуққа бай болупла қалмай, йәнә алаһидә давалаш үнүмигиму игә болуп, хотән наһийәси

2002-Йили хитайниң даңлиқ, әла сүпәтлик вә алаһидә яңақ тавар базиси наһийәси тизимликигә киргүзүлгән. Хотән наһийәсиниң қәғәз постилиқ яңиқиниң хитай ичигә сетилипла қалмай, йәнә германийә, әнглийә, канада, австралийә, хоңкоң вә макавға експорт қилинидиғанлиқиму тонуштурулған.

Хитайлар “узун өмүр көрүш мевиси” дәп тәрипләйдиған непиз постилиқ яңақ, хотән лайқадики деһқанларниң асаслиқ кирим мәнбәсидур. Бу йәрлик байлииниң талан-тараҗ қилинғанлиқи, “шинҗаң гезити” ниң 2019-йили-9 январ тарқатқан “хотән вилайити ‛үч кичик‚ қурулуш арқилиқ намратлиқтин дәл җайида қутулдурушқа түрткә болди” темилиқ хәвиридин ашкариланди.

Хәвәрдә көрситилишичә-2018йилидин буян, хитай даирилири хотән вилайитидә “йезида көләмлик кархана болуш, кәнттә намратларни йөләш сехи болуш, аилидә он кичик қурулуш болуш” ни ишқа ашуруш намида, оттура, кичик, микро карханидин 659 ни киргүзгән. Хәвәрдә кәнт аһалилириниң ениқлап чиқилған 173 миң мо һойла-арам йеригә, йемәк-ичмәк карханилирини удуллаштуруш арқилиқ, намратлиқтин қутулдуруш намида йәнә түрлүк һәмкарлиқ копиратипидин 8600 дин көпрәки қурулғанлиқи көрситилгән.

Хәвәрдин мәлум болушичә хитай даирилири “шинҗаң мевичилик гуруһи” ни қурушқа башлиған болуп, йеқин кәлгүсидә барлиқ йәккә мевә сода базарлирини бир туташ башқуруш арқилиқ, деһқанлардин сетивелиш, пишшиқлаш, амбарда запас сақлаш, сетиш қатарлиқ мулазимәтләрни қелиплаштурмақчи икән.

Хотән наһийә лайқа йеза дакой кәнтидики 8 йил илгирила йәрлик деһқанларниң һойла-арам бағвәнчиликиниң яңақ мәһсулатлирини қәрәллик сетивелип, хәлқаралашқан яңақ сода базирини ачалиған ширкәт директори керәмниң ширикити-2019 йили хитай содигәр билән шерикләшкәндин кейин баштин кәчүргән өзгиришләр, аталмиш деһқанларға нәп йәткүзидиған бу хил қелиплаштуруш сиясәтлириниң, әмәлийәттә уйғурларни бир өмүр хитай ширкәтлириниң мәнпәәти үчүн қул орнида ишләшкә мәҗбур қилидиған сиясәт икәнликиниң ихчам көрүнүши һесаблинидикән.

Пакистанлиқ содигәр өзиниң хотән наһийәсидики керәм ширкитидин башқа йәнә, яңақ сатидиған 10 дин артуқ йәрлик ширкәтләрни арилаш җәрянида, бу ширкәтләрниңму һәммисиниң хитай билән шерикләшкән ширкәтләргә айланғанлиқини көргән. У тонушлиридин сүрүштә қилиш арқилиқ өзи сода қилип кәлгән йәнә нурғун пулдар баққал вә карханичи уйғурларниң асасән лагерларға соланғанлиқини, мал бисатиниң хитай һөкүмити тәрипидин тартивелинғанлиқини билгән.

Бу пакистанлиқ содигәр, өзиниң уйғурлар қул қилиниватқан бу ширкәтләрни өз күзи билән көргәндин кейин толиму биарам болғанлиқи, шуңа бу паҗиәлик әһвални бизгә йәткүзүшни қарар қилғанлиқини билдүрүп: “хотәнниң даңлиқ яңақлири ялғуз пакистанла әмәс йәнә нурғун дөләтләргә бариду, уйғурлар қул қилиниш бәдилигә кәлгән бу яңақ қандақму сиңсун?” деди.

Чүнки у хотәндин яңақ сетивелиш җәрянида, ялғуз әрләрла әмәс бәлки аял һәтта кичик балиларниңму, яңақ тазилаш, ақлаш, тошушқа охшаш еғир әмгәкләргә селиниватқанлиқини көргәникән.

Дәрвәқә йеқинқи мәзгилдә, тик ток қатарлиқ хитай иҗтимаий алақә вастилирида хотән, қағилиқ, ақсу қатарлиқ җайлардики яңақ мәһсулатлириниң базарға тәйяр болғанлиқи һәққидә херидар чақириватқанлар асасән хитай көчмәнләр, яңақ ақлаш вә тошушқа охшаш еғир әмгәккә селиниватқанларниң болса уйғур деһқанлар, һәтта қучиқида йешиға тошмиған балиси бар аяллар, қурамиға йәтмигән 8-10 яшлиқ балилар икәнлики ипадилиниду.

Уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси хәлқара, җүмлидин америка һөкүмитиниңму күчлүк инкасни қозғап, америка уйғурларни мәҗбурий әмгәккә салған җовән ширкити, хотәнниң лоп наһийәсидики хитай чач завути, ақсудики хуафу кийим-кечәк ширкитидәк хитай карханилириниң мәһсулатлирини чәклигән. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси йеқинда буйруқ чүшүрүп, шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәниниң пахта мәһсулатлириниң америкаға киришини бирдәк чәклигәниди.

Һалбуки уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләп, хәлқара мал тәминат зәнҗирини қоғдашниң үнүмлүк йоли-һәр қайси дөләтләрниң америка дөләт мәҗлисигә охшаш “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” чиқириш тәшәббус қилиниватқан бир пәйттә, уйғур диярида мәҗбурий әмгәкниң һәр түрлүк мәһсулатларниң ипләпчиқирилишида давам қиливатқанлиқи, пакистанлиқ содигәрниң боғузидин өтмигән уйғур қуллуқ әмгикиниң мәһсулати болған хотән яңиқиниң һәтта америкаға қәдәр кириватқанлиқи ашкариланди.

Америкадики пакистанлиқ вә башқа оттура пәрқ әллиридин кәлгән содигәрләр ачқан дуканларни тәкшүрүшимиз давамида көпинчә дуканларға киргүзүлгән яңақ, бадам, қақ, қуруқ үзүмгә охшаш қуруқ мевиләрниң әсли келиш мәнбәсиниң уйғур дияри икәнлики мәлум болди.

Америка вирҗинийәдики бир пакстанлиқ ачқан һалал талла базириниң башқурғучиси, өзлириниң маракәшлик бир содигәр арқилиқ киргүзүп келиватқан “қәғәз постилиқ шинҗаң яңиқи ға 7 доллар дәп баһа қоюлғанлиқи, айда бир қетим мал киргүзүп келиватқанлиқини, бу яңақниң сүпити алаһидә яхши болғачқа, херидарларниң яхши күришигә еришип балдурла түгәп кетидиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң сода торлирида хотән наһийәсидин чиқидиған қәғәз постилиқ яңақниң һәр килосиниң баһаси 70 йүәндин 100йүәнгә қәдәр болуп, әмма йәрликтин улар нәччә һәссә төвән баһада, йәни 10йүәндин 14 йүән арилиқида сетивалидикән.

Пакистанлиқ содигәр хотән яңақлириниң сүпитиниң есиллиқиға қаримай баһасиниң әрзан болушидики сәвәбниң, униң әмгәк тәннәрхиниң төвәнлики йәни уйғурларниң әрзан әмгәк күчи сүпитидә ишлигәнлики икәнликини билдүрди. Шуңа хотән яңақ содисидин содигәрләр интайин көп пайда алалайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.