Париждики уйғурниң қәлби-париж уйғур ана тил мәктипи
2022.06.28
Муһаҗирәттики уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдә арқиму-арқидин уйғур мәктәплирини ечип, балилириға уйғур тили өгитиш вә миллий кимлик йетилдүрүш үчүн тиришип кәлмәктә. Фирансийәдики уйғур муһаҗирлириму өз пәрзәнтлиригә өз миллий тил-йезиқини өгитип, ана тили вә мәдәнийитини сақлашқа тиришиватқан болуп, париж шәһиридики уйғур ана тил мәктипи әнә шуниң җүмлисидиндур.
Бу һәптә париж уйғур мәктипиниң бир йиллиқ маарип программиси тамамланған болуп, келәр һәптидин етибарән париждики уйғур пәрзәнтлири язлиқ тәтил мәвсумиға қәдәм басидикән.
Париж уйғур ана тил мәктипи явропа уйғур институти қармиқидики бир маарип қурулуши болуп, 2017-йили қурулған. Париж ана тил мәктипи фирансийәдики уйғур пәрзәнтлиригә ана тил маарипи вә уйғур мәдәнийити дәрслири беришни асаслиқ нишан қилған болуп, фирансийә шәрқшунаслиқ университети париж уйғур мәктипини керәклик синип вә әслиһәләр билән тәминлигән.
Коруна вируси сәвәблик икки йилдин буян тақилип қалған париж уйғур ана тил мәктипи өткән йили карантин тәдбирлири түгигәндин кейин оқуғучиларға қайтидин ечиветилгән.
Нөвәттә париж уйғур мәктипидә үч синип болуп, балиларға тил дәрси бериш билән бирликтә уйғур өрп-адити вә мәдәнийәт-сәнитини өгитишни мәқсәт қилған мәдәнийәт дәрслириму берилидикән. Һазир 25 уйғур балиси дәрс алмақтикән.
Явропа уйғур институтиниң мудири дилнур рәйһан ханим уйғур тили курслири вә мәктәплириниң уйғурларниң миллий мәвҗутлуқини сақлаш вә пәрзәнтләрдә миллий кимлик йетиштүрүштики роли, мәқсити вә нишани тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.
Дилнур рәйһан ханимниң билдүрүшичә, хитайниң уйғурларға қаратқан системилиқ ирқий қирғинчилиқи уйғурларниң миллий кимлики вә мәдәнийитигә еғир тәһдит салмақта. Уйғур елидики маарип вә мәмурий органлирида уйғур тилиниң ишлитилиши асасий җәһәттин чәкләнгән болуп, уйғур пәрзәнтлири хитай тилида маарип тәрбийәси елишқа вә өз тили һәм мәдәнийитини йоқитишқа мәҗбурланмақта. Чәтәлләрдики уйғурларниң өзлириниң миллий кимлики, тили вә мәдәнийитини сақлап қелиш вә раваҗландуруш арзуси техиму күчәймәктә. Париждики уйғур ана тили мәктипи әнә шу арзуларниң ипадисидур.
Париж уйғур ана тил мәктипиниң мудири мәһмут әһмәд зияритимизни қобул қилип, муһаҗирәттики уйғур пәрзәнтлириниң ассимилятсийә болуп кетиш хәвпиниң юқири икәнликини, өз миллитидин пәхирлиниш туйғуси йетилдүргәндила балиларниң уйғурлуқ кимликини сақлап қалғини болидиғанлиқини ейтип мундақ деди:
“тил билән мәдәнийәт охшашла муһим нуқта. Балиларға тил өгитиш билән бир вақитта уйғурлуқ пәхирлик туйғусини йетилдүрүш интайин муһим. Буниң үчүн мәдәнийәт интайин муһим рол ойнайду. Мәдәнийәт балиларда өз миллитидин пәхирлиниш туйғуси йетилдүриду”.
У йәнә уйғурларға қаритилған хитайниң системилиқ ирқий қирғинчилиқиға қарши туруш үчүн муһаҗирәттики уйғур пәрзәнтлиридә миллий кимлик йетилдүрүшниң, миллий мәвҗутлуқни сақлап қелишниң интайин муһим икәнликини тәкитлиди.
Уйғур ана тил мәктипи париж уйғур җамаитиниң топлинидиған, вәтән сеғинишлирини қандуридиған бир миллий сорунниң шәкиллинишидә муһим рол ойнимақта. Һәр һәптә париждики уйғур ата-анилар вә өсмүрләр топлинип, уйғур тилида һәр хил мәдәнийәт вә маарип паалийәтлирини елип бармақта.
Уйғур ана тил мәктипиниң тил оқутқучиси, тонулған шаир мәрдан әһәтәли зияритимизни қобул қилип, балиларниң уйғур тили вә мәдәнийитигә болған қизғинлиқи вә мәзкур мәктәпниң фирансийәдики уйғур җамаити үчүн немидин дерәк беридиғанлиқи тоғрисида тохтилип өтти.
Уйғур институти париж шәһәрлик һөкүмәттин париж шәһири ичидин мувапиқ бир йәр аҗритип беришни илтимас қилған болуп, илтимас өткән йили 9-март күни париж шәһәрлик мәҗлисидә толуқ аваз билән мақуллуқтин өткән. Тәқсимләнгән йәр париж уйғур мәктипи вә мәдәнийәт мәркизи сүпитидә ишлитилидиған болуп, институт мәмурийити буниң фирансийәдики уйғур пәрзәнтлиригә уйғурлуқ кимлики вә мәдәнийитини сиңдүрүшкә интайин пайдилиқ икәнликини билдүрмәктә.