Хитай уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини ташқи базардин ички базарға йүзләндүрмәктә

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.08.14
Хитай уйғурларни мәҗбурий пахта теришқа салмақта!
Yettesu

Америка пирезиденти җо байден имза қойған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” (UFLPA) 2022-йили 21-июндин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиғаниди.

Мәзкур қанунға асасән уйғур диярида ишләпчиқирилип, америкаға импорт қилинидиған һәр қандақ мәһсулатниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи йоқлуқи қайил қиларлиқ дәлилләр билән испатланмиғучә, америка базириға кериши чәклиниду. Болупму хитайниң експорт қиливатқан пахта мәһсулатлири уйғур елидә мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилғанлиқи үчүн, нурғунлиған даңлиқ чәт әл кийим-кечәк ширкәтлири “уйғур райони пахтиси” ни байқут қилди.

Хитайниң ички базарға йүзлиниши експорт зийинини толдуралмайду

Америка һөкүмити “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” арқилиқ “уйғур райони пахтиси” да ишләнгән мәһсулатларни омумйүзлүк чәкләш йолға қоюлған икки йилдин артуқ вақиттин бери, хитайниң тоқумичилиқ вә кийим-кечәк експортида зор бошлуқ келип чиққан.

Бу һәқтә, “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 10-авғуст хәвәр қилишичә, пахта мәһсулатлирини хәлқара базарға селиши қийинлашқан хитай, “шинҗаң пахтиси” мәһсулатлирини сетишта дөләт ичидики базириға йүзләнмәктикән. Һалбуки, хитай пахта тоқумичилиқ саһәсидики шәхсләр хитай ички базириниң көлими кичик болмисиму, әмма хитайниң ички базири чәт әл херидарлириниң “шинҗаң пахтиси” дин ваз кечиши кәлтүрүп чиқарған бошлуқни толдурушта қийниливатқанлиқини ейтқан.

Хитай һөкүмити американиң ембаргосиға қарши нурғун йәрлик етибар бериш сиясәтлирини чиқирип, хитай тоқумичилиқ карханилирини уйғур районида тутуп турушқа тиришиватқан болсиму, әмма хитайдики бир лөңгә завутиниң хоҗайини хоң, мәһсулатлириға берилгән “заказниң бурунқидәк әмәслики” ни билдүргән.

Мәзкур хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, хоң “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезити мухбириға өзиниң америка херидарлириниң заказ беришидин үмид күтмәйдиғанлиқини, һазир нурғун херидарларниң дөләт ичидә икәнликини билдүрүп, бундақ болғанда “һеч болмиғанда чиқимни азайталаймиз. ” дегән. Хоңниң ейтишичә, дөләт ичи базири чәт әллик херидарларниң айрилишидин келип чиққан бошлуқни толдурмайдикән.

Чәт әл ширкәтлири уйғурларниң мәҗбурий әмгики бар пахтидин һәзәр әйлимәктә

Нурғун кишиләр пахтини тилға алғанда, уни кийим-кечәк вә йотқан-көрпә ясашқа ишлитилиду дәп ойлайду. Әмәлийәттә, пахта дөләт контрол қилидиған истратегийәлик материялларниң бири.

Хитай санлиқ мәлуматлиридин ашкарилинишичә, хитайниң чәт әлләргә експорт қилидиған пахта мәһсулатиниң %90 и уйғур елидин чиқиду. Дуня пахта тәминатиниң төттин бир қисми уйғур елидә ишләпчиқирилмақтикән.

Болупму уйғур дияридин қиммәт баһалиқ әла сүпәтлик пахта експорт қилиниду. Мәлуматларға қариғанда, уйғур диярида чиқидиған узун талалиқ пахтиниң хәлқара базарда һәр тонниси 17000 долларға сатқили болиду, адәттики пахтиниң һәр тонниси 12000 доллар. Йәни 2 тонна уйғур пахтисини 3 тонна адәттики пахтиға алмаштурғили болиду. Малийә нуқтисидин ейтқанда, хитай уйғур елиниң пахтисини експорт қилиш арқилиқ техиму көп пул тапалайду. Бу йәрдә ишләпчиқирилған пахта һәр йили тәхминән 5 милйон 500 миң тонна келиду у хәлқара базарға селиниду. Адәттә хитайдики пахта тоқумичилиқ завутлири, тәннәрхи юқири, сүпәтлик “уйғур райони пахтиси” ни унчә көп ишлитәлмәйду. Бәлки башқа дөләтләрдин нәрхи әрзан пахтини импорт қилип кәлгән.

Америкада хитайниң уйғур диярида мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған пахта вә пахта тоқумичилиқ мәһсулатлири експортиға чәклимә қоюлған бир мәзгилидә, нурғунлиған даңлиқ чәт әл кийим-кечәк ишләпчиқарғучилири “уйғур райони пахтиси” ни байқут қилмақта.

Хитайниң әң чоң пахта ишләпчиқириш базисиға айландурулған уйғур дияридики, ирқи қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк күчи ишлитиш тоғрисидики әйибләшләр 2019-йилила америка вә явропа бирләшмисидә оттуриға чиқишқа башлиғандин кейин, мәҗбурий әмгәкму мәтбуатларниң муһим нуқтисиға айланғаниди. Хәлқара кийим-кечәк маркилири, болупму Nike вә H&M қатарлиқлар бу әндишиләргә 2020-йили арқа-арқидин инкас қайтурғаниди.

Қанун вә чәклимиләрниң нәтиҗилири көрүлмәктә

Уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилилири һәққидики қанунларниң мақуллинишида изчил рол ойнап кәлгән, америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң хизмәтчиләр директори перо този (Piero Tozzi) әпәнди, хитайниң нөвәттә пахта експортида йүзләнгән қийинчилиқини, өзиниң ички базиға йүзлиниш арқилиқ йениклитиш урунушлириға баһа берип мундақ деди:

 “‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ қатарлиқ қанунларниң мувәппәқийити, шундақла кишиләрниң уйғур райони уйғур аптоном районидики мәҗбурий әмгәк вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә болған тонушиниң омумйүзлүк ешиши шүбһисизки, районидин кәлгән пахта вә тоқумичилиқ буюмлири експорт базириға чәклимә қойди. Тәбиийки хитай компартийәсиниң рәһбәрлик қатлими експорт сетиш зийинини толуқлаш үчүн, дөләт ичи базириға кәңри йүзлиниду, булар пүтүнләй йеңилиқму әмәс.

Мәсилән, биз 2021-йили, H&M ға охшаш ғәрбтики ширкәтләрниң, мәҗбурий әмгәк әндишиси сәвәбидин, тәминләш зәнҗиридә уйғур районидин мәнбәгә еришмәслик арзусини ипадилигән бир вақитта, йәнә бир тәрәптин хитай, Netflix дә қоюлған йүрүшлүк филим арқилиқ америка көрүрмәнлиригә тонулған чин ләнгә охшаш хитай чолпанлирини ишқа селип, хитайниң дөләт қоллиған тәшвиқатида ‛уйғур райони пахтиси‚ ни даңлатқаниди. Шуңа хитай дөләт ичидики бу давалғушларни, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә карханиларниң шерикчиликини азайтишни халайдиғанларниң ғәлибиси дәп қараш керәк”.

Хитай өзиниң тәшвиқатлириға қариғанда, 2023-йилиға қәдәр уйғур дияриниң пахта ишләпчиқириш миқдари 5 милйон 112 миң тонна болуп, хитайниң омумий мәһсулат миқдариниң %90 тин көпрәкни игилигән. Уда бәш йил пахта ишләпчиқириш миқдари 5 милйон тоннидин ешип, муқимлиқини сақлап кәлгән.

Уйғур дияри пахта ишләпчиқириш көлими вә омумий мәһсулат миқдари җәһәттә, уда 30 йил мәмликәт бойичә биринчи орунда туруп кәлгән болуп, шуңиму хитай “шинҗаң пахтиси” тәшвиқатида “дунядики пахта хитайға, хитай пахтиси уйғур райониға қарайду” дәйду.

Һалбуки уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилишни давам қилип кәлмәктә. Техи йеқиндила, 2024-йили 15-мартта ечилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси ваң венбин уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилип, уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини “намратлиқтин қутулдуруш” , “киримини ашуруш” дегән сөзләр билән ақлашқа урунғаниди. Шундақла у “21-әсирдики әң даңлиқ рәзил қанунларниң бири” дәп әйиблигән американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” вә җаза тәдбирлириниң, хитай мәҗбурий әмгәк мәһсулати експортини чәкләштә нәтиҗилик болуватқанлиқини ашкарилап қойғаниди.

Хитай һөкүмәт таратқулиридики учур архиплириға қариғанда, хитай 2015-йилдин башлап, уйғур районида мәхсус түр мәблиғи, йәни ток вә қатнаш толуқлимиси арқилиқ тоқумичилиқ вә кийим-кечәк кәспини тәрәққий қилдурушқа башлиған. Шуниңдин кейинки бир қанчә йилда, хитай ичидики пахта тоқумичилиқ завут карханилири уйғур елигә йәрлишишкә башлиған.

Бу мәзгил дәл хитайниң уйғур елидә уйғурларни тутқун қилиш вә мәҗбурий әмгәк лагерлириға түркүмләп қамашқа башлиған охшаш бир вақитқа тоғра келиду.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң хәвиридә ейтилишичә, гәрчә бу чәклимиләрниң уйғур райони иқтисадиға көрсәткән тәсирини толуқ өлчәшкә болидиған аммиви санлиқ мәлуматлар аз болсиму, әмма бу районниң биваситә мәбләғ селиши %54.6 Төвәнлигән, йәрлик һөкүмәтниң сөзигә қариғанда, 2021-йили аран 50 милйон 140 миң доллар мәбләғ селинған.

Үрүмчи таможнисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, сода җәһәттә, уйғур райониниң 2023-йили америкиға қилған омумий експорти 373 милйон доллар әтрапида болуп, 2020-йилдикигә селиштурғанда%92 төвәнлигән.

Һалбуки, хитай һөкүмитиниң йеқинқи мәзгилләрдә, хитайниң пахта експортида көрүлүватқан зиянни әң төвән сәвийәгә чүшүрүш үчүн уйғур диярида хитай ширкәтлирини маслаштуруш сиясәт тәдбирлирини бирликтә җиддий елип бериватқанлиқини көрәләймиз.

 Даириләр “бир завут, бир мәһсулат” дегәндәк тәдбирни қоллинип, пахта санаәтниң өзгиришини илгири сүрүш үчүн күчлүк һәрикәтләндүргүч күч топлимақтикән. Хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, -6 айниң 27-күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт үрүмчидә 2024 йиллиқ “уйғур райониниң пахта вә тоқумичилиқ, кийим-кечәк кәспини удуллаштуруш паалийити” өткүзүлгән. Паалийәттә аталмиш “уйғур райониға ярдәм бериватқан өлкә, биваситә қарашлиқ шәһәрләр” , дөләт ичидики тоқумичилиқ, кийим-кечәк саһәсидики башламчи карханилар, пул муамилә аппаратлири айрим айрим һалда алақидар вилайәт, област, шәһәрләр вә уйғур райони ичидики тоқумичилиқ, кийим-кечәк карханилири билән һәмкарлиқ келишими имзалиған.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати: “хитай уйғурларға төләм вә җаваб бериши керәк”

Әмма хитайниң диққәтни, хәлқара базарда пахта експортиниң төвәнлишини кәлтүрүп чиқарған негизлик мәсилә болған, мәҗбурий әмгәкни бикар қилиш вә кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа әмәс, бәлки йәнила ички базарға йүзлиниш арқилиқ қийин өткәлдин өтүвелишқа қаритиватқанлиқи, кишилик һоқуқ саһәсиниң йәниму күчлүк әйиблишигә учримақта.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай бөлүми мувәққәт директори мая ваң буниңға қарита радийомизда қайтурған язма инкасида, хитайни мундақ дәп әйиблиди:

 “биз хитайниң експорттики тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәк күчи ишлитиш җәһәттә ‛пакиз‚ тәминләш зәнҗирини, дөләт ичи истемали үчүн болса ‛мәйнәт‚ болуш мәсилисигә җаваб бәргәндә, униң бу хил усулниң ширкәтләрниңму әндишисини қозғаватқанлиқини көрдуқ. Бу хил усулда бир қатар мәсилиләр бар. Алди билән, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң системилиқ вә очуқ-ашкара болушини пәрқләндүрүшни интайин қийинлаштуруветиду. Иккинчидин, һөкүмәтләрниң кишилик һоқуқни қоғдаш мәҗбурийити бар. Хитай һөкүмити тәминләш зәнҗирини айриш үчүн күч сәрп қилишниң орниға, инсанийәткә қарши туруш җинайитини тохтитиши, халиғанчә қолға елип түрмигә солиған, еғир зиянға учратқан йүз миңлиған уйғур вә башқа түрк мусулманлириға төләм вә җавабкарлиқни бериши керәк.”

Америка хитай мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш тәдбирлирини йәниму күчәйтмәктә

Бултур елип берилған бир түрлүк тәкшүрүштә байқилишичә, америкада сетиливатқан пахта кийимләрниң %16 идә уйғур елидин кәлгән тала бар икән. Уйғур елидин кәлгән пахта дуня кийим-кечәк санаитидә кәң қоллинилиду. Америка таможна хадимлири тәминат зәнҗириниң мәҗбурий әмгәк билән булғанмиғанлиқини испатлиялмисила, таможна хадимлири уйғур районида ишләпчиқирилған һәр қандақ мални тутуп қалиду.

2024-Йили 5-айниң 17-күнидин башлап, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә чәкләш тизимликигә, бу нөвәт хитайдики йинтәй пахта санаәт чәклик ширкити, хитай пахта гуруһиға тәвә хенән әшя оборот бағчиси чәклик ширкити, нәнгуң хоңтәй пахта чәклик ширкити, шәндуң әшя оборот бағчиси чәклик ширкити, шинҗаң пахта чәклик ширкити қатарлиқ 26 пахта санаитигә даир ширкәт вә завутларни қошти.

Мәзкур қанун имзаланғандин буян, UFLPA йәни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” чәкләш тизимликигә киргән хитай ширкәтлириниң сани 65 кә йәтти. Хитайниң уйғур мәҗбурий әмгәк пахтисини ишлитип кәлгән бу ширкәтләр һазир, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң чәклимисигә учрайду.

Бу, американиң уйғур мәҗбурий әмгәк пахтилиридин чәкләш тәдбирлирини техиму илгири сүргәнликини көрситип турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.