Обзурчи лук һаллам: пәрһат турсунниң “арқа коча” романи һелиһәм кишиниң тенини шүркәндүриду

Мухбиримиз җәвлан
2023.03.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Муһаҗирәттики уйғурлар өз шеирийитини сақлап қелиш үчүн күрәшкә атланған Тонулған уйғур язғучи, шаир вә доктор пәрһат турсун.
Photo: RFA

Хитай түрмисидә йетиватқан даңлиқ язғучи пәрһат турсунниң “арқа коча” намлиқ романиға йезилған обзор 2023-йиллиқ “антони бургес сәнәт обзори мукапати” ниң иккинчи дәриҗилик мукапатиға еришкән. Әнглийәлик язғучи, тәһрир вә обзорчи лук һаллам (Luke Hallam) язған бу обзор 3-айниң 5-күни “муһапизәтчи” торида елан қилинған.

Бу обзорда, язғучи пәрһат турсунниң 2018-йилда тутқун қилинип, 16 йиллиқ кесилгәнлики әскәртилгәндин кейин, униң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши қозғиған ирқий қирғинчилиқ һәрикитиниң бир қурбани икәнлики, әмма униң ашу милйонлиған қурбанларға охшимайдиған йери, у қалдуруп кәткән романлар вә шеирларниң кишиләр қәлбидә қозғиған әкс садасиниң барғансери күчлүк болуватқанлиқи оттуриға қоюлған.

Обзорчи лук һаллам зияритимизни қобул қилип, бу обзорни йезиш сәвәбини баян қилип мундақ деди: “мән пәрһат турсунни ‛атлантик‚журнилида чиққан обзор арқилиқ тонуған. ‛арқа коча‚ намлиқ романға йезилған бу обзорда униң қалтис язғучи икәнлики, 2018-йил хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинғанлиқи, һазир униң инглизчә романиниң нәшр қилинғанлиқи һәққидә учур берилгәниди. Буни оқуғандин кейин мән романни сетивелип оқудум, гәрчә бу романниң һәҗми кичик болсиму, униң мәзмунидики чоңқурлуқ вә психик тәсвирләр мени җәлп қиливалди. У һәқиқәтән өзигә хас услубқа игә язғучи иди. Мән бу романни оқуп болғанда обзор йезип, антони бургес фонди уюштурған бу мусабиқигә қатнаштурдум. Антони бургес иҗтимаий мәсилиләргә көңүл бөлидиған даңлиқ обзорчи иди. Бу романму уйғурларниң һекайиси арқилиқ уларниң бешиға кәлгән паҗиәләрни кишиләргә аңлитидиған есил роман иди. Мән мушу роман һәққидә обзор язсам, кишиләр у романни сетивелип оқуйду. Техиму муһими, хитайда йүз бериватқан бәзи ишларни биләләйду, дәп ойлидим”.

Пәрһат турсунниң “арқа коча” намлиқ романи уйғуршунас антрополог дәррен байлер вә бир намсиз тәрҗиман тәрипидин инглизчиға тәрҗимә қилинип, 2022-йил 9-айда коломбийә университети тәрипидин нәшр қилинғаниди.

Хитай түрмисидә йетиватқан даңлиқ язғучи пәрһат турсунниң “арқа коча” намлиқ романиға обзор язған әнглийәлик язғучи, тәһрир вә обзорчи лук һаллам (Luke Hallam) әпәнди.
Хитай түрмисидә йетиватқан даңлиқ язғучи пәрһат турсунниң “арқа коча” намлиқ романиға обзор язған әнглийәлик язғучи, тәһрир вә обзорчи лук һаллам (Luke Hallam) әпәнди.
Twitter/Luke Hallam

Дәррен байлер радийомизға қилған сөзидә, пәрһат турсунниң бу романи һәққидә йезилған обзорниң бу романни техиму көп кишиләргә, җүмлидин әнглийәдики оқурмәнләргә тонутушта муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бундақ обзорлар вә ‛атлантик‚журнилида чиққан башқа обзорлар бу китабниң даңқини чиқириду. Бу роман йәнә америкадики даңлиқ “ню-йорклиқлар” журнили тәрипидин ‛2022-йилниң әң яхши китаби‚ дәп баһаланди. Бу демәклик, бу романни техиму көп кишиләр оқуйду вә униңға диққәт қилиду һәмдә уйғур әдәбиятиға барғанчә қизиқидиған болиду. Мениңчә, чәт әлләрдиму уйғур мәдәнийити атмосфераси шәкиллиниватиду, бу бир яхши әһвал, чүнки бу кәлгүсидә уйғур җәмийитиниң хитайдин яки өзлириниң ана дияридин башқа йәрдиму давамлиқ қурулидиғанлиқидин дерәк бериду”.

Обзорда ейтилишичә, “арқа коча” намлиқ романда үрүмчидә йеңидин ишқа чүшкән намрат бир уйғур яшниң кечидә қоналғу издәп үрүмчиниң арқа кочисида кетиватқанда пәйда болған көңүлсиз, азаблиқ туйғулири устилиқ билән ипадиләнгән; аптор нурғун символлуқ ишарәтләр арқилиқ үрүмчиниң соғуқ, қараңғу, хунүк, мудһиш бир кечисини сүрәтләп бәргән. Мәсилән, арқа кочида көрүнгән деризиләрниң мәйнәтлики “еғизидин қан еқиватқан адәмниң шөлгийи” гә охшитилған; шәһәрниң һәммә йерини қаплиған ис-туманлар адәмниң терисидинму өтүп кетидиған вирусқа охшитилған. Аптор йәнә бу хил қорқунчлуқ муһитта яшаватқан кишиләрниң бир-биригә нәштәрдәк тикилип, немигидур ғәзәпләнгән, әмма бу ғәзипини кимдин чиқиришни билмәйватқан, теңирқаватқан, тит-тит болуватқан роһий һалитини ипадиләп бәргән.

Түрмидики уйғур язғучи пәрһат турсун әпәндиниң “чоң шәһәр” намлиқ романи америкадики коломбийә университети нәшрияти тәрипидин “арқа коча” (The Backstreets) дегән нам билән инглиз тилида нәшр қилинди.
Түрмидики уйғур язғучи пәрһат турсун әпәндиниң “чоң шәһәр” намлиқ романи америкадики коломбийә университети нәшрияти тәрипидин “арқа коча” (The Backstreets) дегән нам билән инглиз тилида нәшр қилинди.
npr.org

Обзорчиниң қаришичә, пәрһат турсун бу романида мудһиш, қабаһәтлик бир муһитни, кишиниң нәпсини сиқидиған бир кәйпиятни яратқан болуп, үрүмчиниң әң тар, мәйнәт йеригә қапсилип қалған, ташливетилгән вә еғир бесим астида яшаватқан кишиләрниң буруқтурмилиқ, ечинишлиқ һаятини сүрәтләп бәргән. Бу романниң услуби йеқинқи йилларда мода болған өз кәчмиш романлириға охшайдиған болуп, апторниң һаят тәҗрибиси вә һессияти наһайити чоңқур сиңдүрүлгән.

Обзорчи лук һаллам бу мақалисидә мундақ язиду: “арқа коча” да кетиватқан йигит бу кочида яшаватқанларни учритиду, әмма уларниң һечқайсиси униң билән гәплишишни халимайду вә әрваһтәк бир көрүнүп, бир йоқайду. Бу романни оқуп ахирқи бир нәччә бәткә кәлгүчә, баян қилғучи (мән) ниң зади нәгә маңғанлиқини билмәймиз, ахирқи бәттә андин униң роһий азабиниң мәнбәси ашкарилиниду. Бу роман һәқиқәтән бәзиләр ейтқандәк, уйғурларниң күлпәттә қалғанлиқини ипадиләмду? бу әсәр 1990-йилларниң бешида, йәни һазирқи бастуруш башлиништин хели бурунла йезилған. Тәрҗиман дәррен байлер бу романниң кириш сөзидә ейтқандәк, у вақитлардиму шинҗаңда өй чеқиш, йәр игиләш, сақчиларниң зораванлиқи вә диний бастуруш мәвҗут иди. Әсәрдә тәсвирләнгән қараңғулуқ вә қабаһәт мәлум нуқтидин шу чағдики зулумни әкс әттүриду”.

Дәррен байлер бу романниң кишиләрниң уйғур дияридики вәзийәтни чүшиништә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрүп мундақ дәйду: “мәнчә һазир кишиләр пәрһат турсунни дуняви сәвийәдики язғучи дәп тонушқа вә әсәрлирини оқуш керәк дәп қарашқа башлиди. Чүнки барғансери көп адәм униң китабидин уни чүшиниватиду. Шундақла униң язғанлиридин милйонлиған инсанларниң немишқа лагерға соланғанлиқини аңқириватиду”.

Обзорчи лук һаллам “пәрһат турсунниң бу романи сизниңчә бүгүнки паҗиәдин һәқиқәтән бешарәт бәргәнму” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “мәнчә, биз уни 20 йилдин кейин йүз беридиған ишлар һәққидә бешарәт бәргән дейәлмәймиз. Бирақ у вәзийәтниң тәрәққият йөнилишини билгән. Мана бу мәзкур китабниң қалтис тәрипи вә кишигә әң тәсир қилидиған йеридур. Чүнки у кәлгүси хәтәрни биваситә оттуриға қоймиған бәлки бир хил қорқунчлуқ кәйпият яратқан. У бу китабни язғиниға 25 йил бопту, оқуса һелиһәм кишиниң тенини шүркәндүриду”.

Мәлуматларға қариғанда, “антони бургес сәнәт обзори мукапати” “көзәтчи гезити” дә 30 йилдин артуқ ишлигән мухбир, тәнқидчи вә блогер антони бургес (Antony Burgess) фонди тәрипидин 2012-йил тәсис қилинған мукапат болуп, мәзкур гезиттә елан қилинған обзорларни баһалайдикән; бу обзорлар китаб, нахша пластинкиси, кино, көргәзмә, музика кечилики, иҗтимаий таратқулардики көңүл ечиш яки телевизийә программилириға йезилған обзорларни өз ичигә алидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.