Фридирк фолман: “пәрһат турсун әдәбият әркинлики вә уйғур хәлқи үчүн күчлүк бир аваз”
2022.10.06

Хитай түрмисидики атақлиқ язғучи пәрһат турсун шиветсийә қәләмкәшләр җәмийитиниң “тухолискй әдәбият мукапати” ға еришкән.
Пәрһат турсун уйғур һазирқи заман модернизм әдәбиятиниң типик вәкиллиридин бири болуп, пәрһат турсунниң 2017-йили башланған чоң тутқунида хитай һөкүмити тәрипидин 16 йиллиқ кесиветилгәнлики мәлум болғаниди.
Шиветсийә қәләмкәшләр җәмийити 30-сентәбир баянат елан қелип, “әдәбият әркинликиниң күчлүк авази” болған пәрһат турсунниң бу мукапатқа лайиқ көрүлгәнликини билдүргән.
Баянатта пәрһат турсунға: “1990-йиллардин бери уйғурлар арисида йеңи бир әдәбият-сәнәт еқими яратқан уйғурларниң әң муһим модернист язғучиси” дәп баһа берилгән.
Шиветсийә қәләмкәшләр җәмийити түрмидики язғучилар комитетиниң муавин рәиси фиридирк фолман(Fredrık Fällman) зияритимизни қобул қилди. У пәрһат турсунниң бу мукапатқа лайиқ көрүнүши һәққидә тохтилип мундақ деди:
“тухолискй мукапати зиянкәшликкә учриған, тәһдиткә учриған яки сүргүн қилинған аптор яки нәшриятчиларға берилиду. Пәрһат турсун 16 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Пәрһат турсун әдәбият әркинлики вә уйғур хәлқи үчүн күчлүк бир аваз. Шуниң үчүн пәрһат турсун бу мукапатни елишқа һәқлиқ”.
Пәрһат турсунниң “чоң шәһәр” намлиқ романи коломбийә университети нәшрияти тәрипидин инглиз тилида нәшр қилинғандин кийин, хәлқарада зор тәсир қозғиған болуп, “вол-ситрет журнили”, “ню-йорк вақти”, “иқтисадшунас” қатарлиқ дуняниң әң даңлиқ ахбарат васитилиридә мәхсус хәвәрләр вә обзорлар елан қилинғаниди.
Фиридирк фолман зияритимиз давамида пәрһат турсун һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди: “пәрһат турсун тил билән әдәбий тәҗрибә елип барған муһим модернист язғучиларниң бири.
Иҗтимаий өлчәм вә әнәниви чәклимиләргә қарши җәң елан қилғанлиқи, һәқ вә һоқуқлиридин ваз кәчмигәнлики муһим бир амил. Униң шеирлири, һекайилири, романлири, қолға кәлтүргән тәҗрибилири пәвқуладдә вә кишини тәсирләндүриду. У, инсанларниң кәчүрмишлириниң рәсимини сизған”.
Шиветсийә қәләмкәшләр җәмийитиниң әзаси абдушүкүр муһәммәд әпәнди зияритимизни қобул қилип, пәрһат турсунниң бу мукапатқа еришиш җәряни вә мукапатниң пәрһат турсунға берилгәнликиниң сәвәблири тоғрисида тәпсилий тохталди.
“тухолискй” мукапати зиянкәшликкә учриған яки сүргүнгә мәҗбурланған язғучи яки нәшриятчиларға берилидиған бир мукапат болуп, әдәбият әркинликини тәшәббус қилиш вә сиясий зулумға қарши туруш җәһәттин муһим әһмийәткә игә икән.
Мәлум болушичә, мукапат тарқитиш мурасими бу йил 15-ноябир күни ситокһолмда өткүзүлидикән.