Хитайниң PVC пластик пол каһишлириму ‍уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған

Мухбиримиз әркин
2022.06.29
Хитайниң PVC пластик пол каһишлириму ‍уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған Уйғур елидики PVC ишләпчиқириш завутида техника үгитиливатқан уйғур қизи
Photo: RFA

Нөвәттә, PVC пластик пол каһишлири америка, канада вә башқа иқтисади бар дөләтләрдә интайин базарлиқ болған қурулуш материялидур. Америкадики Home Depot қатарлиқ зәнҗирсиман қурулуш материяллири дуканлирида сетилидиған бу хил аталмиш “алий дәриҗилик пол каһишлири” истемалчиларниң өйиниң полини әрзан баһада алмаштурушиға имканийәт яритип кәлгәниди. Лекин әнглийәдики һаллам шефелд университетиниң һелена кенидий хәлқара адаләт мәркизи билән америкадики бир тәтқиқат орниниң йеқинда елан қилған доклатида ашкарилинишичә, хитайниң америка қатарлиқ дөләтләргә импорт қилинған PVC пластик пол каһишлириғиму уйғур мәҗбурий әмгики арилашқаникән.

Бу мәркәзниң американиң мәйин штатидики материял тәтқиқат орни билән бирлишип тәйярлиған “бастуруш үстигә бина қилиш” намлиқ доклатида, PVC пластик каһиш санаитиниң қандақ қилип уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанғанлиқи вә бу мәһсулатниң тармақ ширкәтләр арқилиқ америкаға қандақ киргәнлики тәпсилий баян қилинған.

Доклатта ейтилишичә, буниңда хитайниң уйғур елидики аталмиш “ешинча әмгәк күчлири” ни ишқа ‍орунлаштуруш намидики мәҗбурий әмгәк программисиға актип иштирак қилип кәлгән “шинҗаң җоңтәй химийә ширкити” билән “шинҗаң тйәнйе ширкити” һалқилиқ йол ойниған. Доклатта, уйғур елидә ишләпчиқирилған PVC пол каһишлири дуняда ишләпчиқирилған PVC мәһсулатлириниң хели зор салмиқини тәшкил қилидиғанлиқи, бу ширкәтләрниң бу мәһсулатларни вийетнам арқилиқ америка қатарлиқ дөләтләргә чиқиридиғанлиқи билдүрүлгән.

6-30-2022.png

Һелена кинидий мәркизиниң мәзкур доклатни тәйярлашқа қатнашқан тәтқиқатчиси нюрилла әлима 29-июн бу һәқтики зияритимизни қобул қилди. Униң ейтишичә, юқириқи икки хитай ширкитиниң уйғурлар дияридики йәттә орунда PVC пластик материяллирини ишләпчиқириш завути бар болуп, бу йәттә завут дунядики PVC мәһсулатиниң 10 пирсәнтини ишләпчиқиридикән.

Нюрилла әлима мундақ деди: “америкадики ширкәтләр сатидиған пол каһишлири вейтнамдики ғайәт чоң бир завутта қачилиниду. ‛җүфең йеңи материяллири‚ намлиқ бу завут хитай ширкитиниң бир тармиқи. Бу хил пластик пол каһишлириниң бәзилиригә муһитқа зиянлиқ әмәс, дәп бәлгә қоюлған. Бу мәһсулат америка истималчилириға вейтнамда ишләпчирилған, дәп тонуштурулсиму, бирақ бу ширкәт ишләткән мутләқ көп қисим PVC материяли уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ завутларда ишләпчиқирилған. Җүфең, җоңтәй ширкитиниң PVC мәһсулатлирини ‍ишлитиду. Һалбуки, хитайниң дөләт игиликидики җоңтәй ширкитиниң уйғур диярида 4 завути бар. Дөләт игиликидики йәнә бир ширкәт болған “шинҗаң тйәнйе” дунядики 2-чоң PVC ишләпчиқириш завути. Буларни йиғинчақлисақ уйғурлар диярида җәмий йәттә PVC ишләпчиқириш завути бар болуп, булар дуня PVC мәһсулатиниң 10 пирсәнтини тәшкил қилиду.”

Нюрилла әлиманиң ейтишичә, тәтқиқат гурупписи PVC пол каһишлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқини ениқлашта ишни австралийәдин башлиған. Улар австралийәгә импорт қилинған PVC мәһсулатлириниң материяллириниң келиш мәнбәсини тәкшүрүп, бу материялларни шинҗаң җоңтәй ширкитиниң ишләпчиқарғанлиқи, һалбуки бу ширкәтниң райондики мәҗбурий әмгәк программисиға қатнашқанлиқиға аит дәлилләргә еришкән.

Нюрилла әлима: “биз алди билән австралийәдики PVC мәһсулатлириға қаридуқ. Бу мәһсулатларниң материяллириниң қәйәрдин кәлгәнликини тәкшүрүп, униң материяллириниң уйғур дияридин келидиғанлиқини байқидуқ. Шуниңдин кейин биз тәкшүрүш арқилиқ райондики йәттә орунда PVC материяллирини ишләпчиқириш завути барлиқи, бу завутларниң ишләпчиқириши дунядики PVC мәһсулатлириниң 10 пирсәнтини тәшкил қилидиғанлиқи байқидуқ. Шуниң билән биз буниңға җиддий қарап, буни тәкшүрүшкә кириштуқ. Нәтиҗидә, биз бу ширкәтләрни таптуқ, җоңтәйниң райондики ‛ешинча әмгәк күчлири‚ни орунлаштуруш программисиға қатнашқанлиқи байқидуқ. Буниң билән уйғур диярида бунчилик көп PVC мәһсулати ишләпчиқирилса, бу нәгә бариду, дегән соал туғулди. Шуниң билән биз из қоғлаш арқилиқ очуқ мәнбәләрдин вә бу ширкәтниң доклатлиридин, шундақла импорт-експорт санлиқ мәлумат амбиридин уйғур елидики мәзкур мәҗбурий әмгәк мәһсулатиниң қандақ қилип америка базириға киргәнликини ениқлидуқ.”

Доклатта ейтилишичә, хитайда 2019-йилниң ахирлиридин башлап корона вируси юқуми партлап, пүтүн завут-карханилар, ишчи-хизмәтчилириниң бихәтәрлики үчүн тақалған болсиму, бирақ “шинҗаң җоңтәй химийә ширкити” ишләпчиқиришни тохтатмиған. Доклатта, мәзкур ширкәтниң юқум әвҗигә чиққан бир вақитта, хотәндин уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини йөткәп келип ишләткәнлики, униң һөкүмәтниң аталмиш “ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш” программисиға асасән 5500 дин артуқ уйғурни ишләткәнлики, бу программиниң қуллар әмгики вә мәҗбурий әмгәк системисидин пәрқләнмәйдиғанлиқи тәкитләнгән.

Уйғур тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, йеқиндин бери ашкарилиниватқан доклат вә һөҗҗәтләр хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикини “намратлиқтин қутқузуш” намида түзүмләштүрүватқан болуп, бу хәлқара әмгәк тәшкилатиниң һәқиқий рәвиштә тәкшүрүш елип беришини техиму тәқәзза қилмақтикән. Дуня қурултийиниң явропа иттипақида турушлуқ вәкили коен ступ мундақ дәйду: “йеқинда елан қилинған доклат хитай һөкүмитиниң ‛намратлиқтин қутқузуш‚ намида йолға қойған сияситиниң нәтиҗисидә садир қилип кәлгән қилмишлирини түзүмләштүрүшкә урунуватқанлиқини көрсәтмәктә. Шуңа, һәрқандақ тәкшүрүшниң уйғурлар билән сөзлишиш, уйғур ишчилар билән ‍учришип, уларниң мәҗбурий ‍ишләватқан-ишлимәйватқанлиқи яки мааш берилидиған-берилмәйдиғанлиқини ениқлашни техиму зөрүр қилмақта.”

Коен ступниң ейтишичә, уйғур ишчилар билән сөзлишиш уларниң уйғурларниң һәқиқий әһвалини чүшинишниң ачқучи икән. Коен ступ: “шуңа, бизниң уйғурлар билән алақә қуруп, уларниң немә үчүн бу завутларда ишләйдиғанлиқи, уларниң бу орунларда мәҗбурий әмгәккә зорлиниши яки буниңда башқа мәқсәтләрниң бар-йоқлуқини чүшинишимиз ачқучлуқ әһмийәткә игә. Уйғурлар әркин сөзләшкә еришсә хитай һечнемини йошуруп қалалмайду” деди.

Лекин һеленна кинидий мәркизидики тәтқиқатчи нюрилла әлиманиң билдүрүшичә, улар хитайниң PVC завутлиридики уйғур ишләмчиләрниң конкрет әмгәк шараитиға даир тәпсилатларға игә болмисиму, лекин тәкшүрүш җәрянида бу завутлардики химийәлик булғиниш вә муһит бузғунчилиқиниң интайин еғир икәнликини байқиған. Нюрилла әлима мундақ деди: “мән бу завутлардики ишчиларниң конкрет хизмәт шараитини билмәймән. Чүнки, биз уйғур елигә берип, ишчилар билән уларниң әмгәк шараити тоғрисида сөзлишип бақмидуқ. Бирақ бизниң муһит мутәхәссисимиз җим, у бизниң мәзкур доклатни язған 2-аптор. У 20 йилдин артуқ вақиттин бери бу хил химийә санаитиниң муһитқа болған буғунчилиқини тәтқиқ қилип кәлгән. Униң тәтқиқатиға асасланғанда уйғур районида еғир мәсилә бар икән. У уйғур районидики булғиништәк булғинишни һечқачан көрүп бақмиған. Биз бу тоғрилиқ доклатимизниң бир бабида мәхсус тохталдуқ.”

Доклатта ейтилишичә, хитай ширкәтлири уйғур районидики PVC ишләпчиқиришида симапни ишлитидиған болуп, бу ишлитиш америкадики PVC ишләпчиқириш завутлирида тохтитилғаникән. Доклатта, уйғур ишчилириниң завут йенидики ятақларда туридиғанлиқи вә буниң кәлтүрүп чиқарған зийиниға уйғур ишчилириниң ‍өзи мәсул икәнлики билдүрүлгән. Доклатта мәзкур доклатниң апторлиридин җим валлетниң бу һәқтики сөзи нәқил кәлтүрүлүп: “дөләт ишләпчиқиришни контрол қиливатқан вә буниң тәсирини һесабқа алмайдиған бу көләмдики бир шараитта, немә ишларниң болуватқанлиқини тәсәввур қилғили болмайду. Йәршарида һава килимати вә зәһәрлик булғиниш бириккән, ишчилар һәптиниң һәр күни 24 саәт яшайдиған униңға ‍охшаш җай йоқ” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.