Уйғур райони даирилириниң помпейони тәнқидләш үчүн асаси қатламларға буйруқ чүшүргәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.02.01
Уйғур райони даирилириниң помпейони тәнқидләш үчүн асаси қатламларға буйруқ чүшүргәнлики дәлилләнди Уйғур районидики мәлум йезида мәһәллә арилап хитай тәшвиқати елип бериватқан бир гуруппиларниң бири.
Social Media

26-январ күни бирләшмә агентлиқниң бейҗиңда турушлуқ мухбири дакикаң өзиниң тветтир һесабида уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтиниң һөкүмәт хизмәтчилиригә әвәткән бир көрсәтмисиниң копийәсини ашкарилиди. Көрсәтминиң баш қисмида мундақ баянатлар йәр алған: “органлар вә тәшкилатлар, йеқинда америка сабиқ ташқи ишлар министири помпейониң җуңгоға қарши қилған сөзигә җавабән қисқа син ишләңлар, син көрүнүши үчүн: 1) хитай тили яхши болған уйғур хизмәтчиләрни таллаңлар. 2) Помпейониң сөзигә ениқ позитсийә билдүрүңлар”.

Биз бу уқтурушниң әмәлийлишиш әһвалини айдиңлаштуруш үчүн хотәндики алақидар органларға телефон қилдуқ. Хотән қариқаштики бир әдлийә понкити хадими бу көрсәтмини һәрдәрҗилик партком тәшвиқат органлири билән әдлийә вә сақчи органлириниң бирликтә тәшвиқ қиливатқанлиқи һәм орунлаштуруватқанлиқини ашкарилиди.

Мәзкур көрсәтминиң давамида, ишлинидиған видийолуқ баянатларда “помпейониң җуңгоға қарши сөзигә қәтий қарши туримән, мениң униңға ғәзипим кәлди” дегән җүмлиләрни қоллиниш алаһидә тәләп қилинған. Көрсәтмидә бу баянатларниң, партийәни, дөләтни вә уйғур райони вәзийитини мәдһийәләш билән ахирлишиши тәләп қилинған. Дейилгәндәк, йеқинқи бир һәптидин буянқи помпейоға қарши баянатларда, сәт вә әдәпсиз җүмлиләр қоллинилған болса, аталмиш милләтләр иттипақлиқи вәзийитигә қарита “анарниң данисидәк уюшуш” қатарлиқ бәттәм охшитишлар йәр алған.

Көрсәтмидә йәнә, “мән җуңголуқ, мән вәтинимни сөйимән, мән хизмәт вә турмушта хушалмән” дегән җүмлиләрни ишлитиш шәрт қилинған.

Хотән қариқаштики сақчи хадимлири аһалиләрни помпейоға қарши баянат бәргүзүш үчүн юқиридин уқтуруш тапшурувалғанлиқини дәлиллигән болсиму, өз тәвәликидин помпейоға қарши гәп қилишқа кимләрни бекиткәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди. Қариқаш базарлиқ сақчиханидики йәнә бир хадимму, өзлириниң мәзкур көрсәтмә бойичә орунлаштуруш елип бериватқанлиқини рәт қилмиди. Әмма у баянат бәргүзүш үчүн кимләргә немиләрни өгитиватқанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, буниң дөләт мәхпийәтлики икәнликини тәкитләп, җаваб беришни аччиқланған һалда рәт қилди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучлар, мәлум болушичә, американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейоға қарши баянат бәргәнләр қатарида, уйғур кишилик һоқуқ вә демократийәни илгири сүрүш җәмийитиниң рәиси рабийә қадир ханимниң нәвриси айдидар қаһарму бар болуп, рабийә ханим алдинқи күни бу тәшкилат тор бетидә баянат елан қилди; инглизчә вә уйғурчә икки хил тилда елан қилған мәзкур баянатта, хәлқара җамаәткә мундақ соал қоюлған: “йеқинқи 30 йилда, хитайниң қайси бир пуқраси, бир министир әмәс, бир йеза башлиқини тәнқид қилип бақти? тәнқид қилғучилар болған болса, уларниң ақивити немә болди? демәк, 38 уруқ-туғқини түрмә вә лагерға ташланса, уни сүрүштиму қилалмиған, мениң телефонумни елишқиму җасарәт қилалмайдиған нәврәмгә, хитайниң ғоллуқ ахбаратида тәнқидий пикир баян қилиш җасарити нәдин кәлгән вә у әркинликни униңға ким бәргән?”.

Бу тәшвиқатниң әқлий нормал адәмни алдиялмайдиғанлиқини илгири сүргән, рабийә қадир ханим, хитай тәрәп ирқий қирғинчилиқ җинайити садир қиливатқан болғачқа, көңлидики җинайәт туйғусиниң тәсири билән тәшвиқатчилиқта өзиниң әқлий тәңпуңлуқини йоқитип қойғанлиқи вә башқиларниң әқлий қабилийитини хата мөлчәрләватқанлиқини тәкитлигән. У, хәлқара җамаәтни хитайниң бу дәриҗидә төвән сәвийәлик өзини ақлашлирини диққәт билән көзитишкә вә вәзийәт һәққидә ақиланә һөкүм чиқирип уйғур қирғинчилиқи мәсилисидә тоғра мәйданни таллашқа дәвәт қилған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида, хитайниң уйғур районида америка сабиқ ташқи ишлар министири майк помпийоға қарши баянат елан қилиш һәққидә уқтуруш чүшүргәнликиниң дәлилләнгәнлики диққитиңларға сунулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.