Америка ташқи ишлар министири хитайни уйғур паалийәтчиләр вә лагер шаһитлириниң аилисигә зиянкәшлик қилмаслиққа чақирди
Америка ташқи ишлар министири баянат елан қилип хитайни уйғур паалийәтчиләр вә лагер шаһитлириниң аилисигә зиянкәшлик қилмаслиққа чақирди.
-
Мухбиримиз гүлчеһрә
2019-11-05 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Америка ташқи ишлар министири майк пампейо, 5-Ноябир күни елан қилған баянатиДа мундақ дәп билдүргән: “хитай хәлқ җумһурийитиниң, чәтәлләрдики уйғур мусулман паалийәтчиләр вә лагердин қутулуп чиққанларниң аилә тавабиатлирини тутқун қилғанлиқиға аит нурғун хәвәрләрдин әндишилиниватимиз, уларниң бәзилириниң аилә тавабиатлириниң суйиқәсткә учриши америка ташқи ишлар министирлиқи юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән болған учришишлардин кейин садир болған.
Мән америка ташқи ишлар министирлиқи намидин, хитай һөкүмитиниң биваситә бастурушлириға қарши турған вә тәсир көрсәткән фурқәт җәвдәт, арафат әркин, зумрәт давут қатарлиқ җәсур шәхсләрдин вә уларниң аилә тавабиатлиридин сәмимий һал сораймән. Болупму зумрәт ханим яшанған дадисиниң йеқинда вапат болғанлиқидин хәвәр тапқан. Хәвәрләргә қариғанда у шинҗаңда көп қетим хитай даирилириниң тутқуни вә сорақлириға учриған вә йеқинда намәлум сәвәбләр билән вапат болған.
Уйғур һәққанийәт һекайичиларниң җасарити, хитайниң инсан һоқуқлирини дәпсәндә қилиши, җүмлидин диний әркинликлирини бастурушиға алақидар һәқиқәтни ениқлашта интайин муһим. Биз бейҗиңни йәнә бир нөвәт чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға қаратқан барлиқ тәһдит вә паракәндичиликлирини тохтитишқа, асассиз тутқун қилинған уйғурларни қоюп беришкә вә уларниң аилә тавабиатлири билән әркин алақидә болушиға йол қоюши вә тәсиргә учратмаслиққа чақиримиз”.
Америка ташқи ишлар министири майк помпейониң мәзкур баянати елан қилинғандин кейин, ташқи ишлар министири баянатта алаһидә тилға алған шәхсләрдин америкада паалийәт елип бериватқан фирқәт җәвдәтни зиярәт қилдуқ. Фирқәт өзиниң бу баянатни көргәндин кейин зор илһам алғанлиқини билдүрди вә америка ташқи ишлар министирлиқиниң өз аилисигила әмәс пүтүн уйғурларниң вәзийитигә җиддий көңүл бөлүватқанлиқини ипадә қилсиму йәнила уйғурларниң мәйли вәтән ичи яки сиртида болсун еғир бәдәл төләватқанлиқи, америка вә дуня җамаитини уйғурларниң бу зулумдин балдуррақ қутулуши үчүн әмәлий һәрикәт қилишқа чақиридиғанлиқини вә өзиниңму бу йолда һәр қандақ бәдәлгә қаримай давамлиқ тиришидиғанлиқини ипадилиди.
Фирқәт җәвдәтниң ғулҗидики аниси башта лагерға елип кетилип андин 7 йиллиқ кесилгәнлики мәлум болғаниди. Фирқәтниң тохтимай мәтбуатларға хитайниң униң аниси вә уйғурларға қаратқан зулумлирини аңлитип гуваһлиқ бериши вә америка ташқи ишлар министирлиқиниң бесими сәвәблик хитай даирилири униң анисини 3 ай илгири қоюп бәргән болсиму, лекин униң анисиниң йәнила хитай даирилириниң тохтимай тәһдит қилиши вә паракәндичиликлиридин қутулалмай келиватқанлиқи мәлум.
Арафат әркинму өзиниң америка ташқи ишлар министири пампейо билән көрүшүп аилисиниң вә уйғурларниң лагерларға қамилиш әһвалидин мәлумат бәргәндин кейин вәтәндики аниси вә уруқ- туғқанлириниң давамлиқ тәһдитләргә учриғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министири пампейо лагер шаһити зумрәт давутни мәхсус тилға елип униң дадисиниң намәлум сәвәбләр билән өлүп кәткәнликини әскәрткәндин башқа, өзиниң шәхсий тивиттер бетидә зумрәт давутниң дадисиниң вапатиға қайғурғанлиқини билдүрүп, зумрәттин алаһидә һал сорайдиғанлиқини ипадилигән.
Йеқиндин буян америкида өзиниң лагердики кәчмишлири һәққидә гуваһлиқ беришкә башлиған зумрәт давут, уйғур елидә қалған аилә тавабиатлириниңму зулум вә зиянкәшликкә учраватқанлиқидин әндишә қилмақта иди.
Зумрәт қайта зияритимизни қобул қилип, тимән атиси давут абдурахман һаҗимниң уштумтут өлүмигә “хитай һөкүмитиниң, йеқиндин буянқи қийин-қистақлири сәвәб болди” дегән гуманлирини оттуриға қойди.
Зумрәт 24-сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 74-нөвәтлик омумий йиғини ечиливатқан бир пәйттә америка ташқи ишлар министирлиқи орунлаштурған “шинҗаңдики кишилик һоқуқ кризиси” темисида бир муһакимә йиғинида өзиниң хитай даирилири тәрипидин 2018-йили 31-март күни өйидин сәвәбсизла тутқун қилинип, лагерға қамап қоюлуш җәрянлирини сөзләп өткән вә хәлқара җамаәттин уйғурларға ярдәм берип, уларни бу зулумдин қутулдурувелишни тәләп қилғаниди. Зумрәт давут, дадисиниң 11-өктәбир вапат болғанлиқ хәвирини алған. 13-Өктәбирдә болса хитай мәтбуатлири униң акисиниң зумрәтниң гуваһлиқлирини инкар қилған видийосини тарқатқаниди.