шәрқий түркситан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитиниң уюштуруши билән 200 дин артуқ уйғур яшниң тәшкиллинишидә қурулған 16 команда икки һәптидин буян истанбулда путбол мусабиқиси елип барди. "һурра уйғур путбул мусабиқиси" дәп аталған бу мусабиқә 21-авғуст йәкшәнбә күни кәчтә ахирлашти вә биринҗи болған команда 5000 лира нәх пул вә лоңқа билән мукапатланди.
йәкшәнбә күни өткүзүлгән ахириқи һәл қилғуч мусабиқә тамашбинларниң қизғин алқиш вә гүлдүрас садалири ичидә наһайити һаяҗанлиқ кәйпият ичидә өтти.

ахириқи һәл қилғуч мусабиқә төт күчлүк команда арисида ойналған болуп, "оқу уйғур" командиси чимпийон болди, улар 5000 лира нәх пул вә лоңқа билән мукапатланди, "удун" командиси иккинҗи болуп, 3000 лира нәх пул вә лоңқа билән мукапатланди, "әйнәк" командиси үчинчи болуп, 2000 лира нәх пул вә лоңқа билән мукапатланди.
нәтиҗигә еришкән командиларға мукапат тарқитиш мурасимида, дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмит, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмйитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман, шәрқий түркситан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитиниң рәиси таһир көкбайрақ қатарлиқлар сәһнигә чиқип, чимпийон болған командиоларға мукапат тәқдим қилди вә путбул маһирлирини қизғин тәбриклиди.

биринчи, иккинчи вә үчинчи болған командиларниң путбул маһирлириға йәнә айрим-айрим һалда медалийон тәқдим қилинди.
биз бу мусабиқә тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн шәрқий түркситан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитиниң рәиси таһир көкбайрақ билән сөһбәт елип бардуқ. таһир көкбайрақ әпәндиниң билдүрүшичә, бу мусабиқә 8-айниң 6-күни башлинилип 21-күни ахирлашқан. җәмий 16 уйғур командиси мусабиқиға қатнишип, чимпийонлуқни талашқан вә ахирида үч команда биринчи, иккинчи вә үчинчи болған.
таһир көкбайрақ бу мусабиқиниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: "бу мусабиқиниң әһмийити шуки, шәрқий түркситанлиқ яшларниң өз ара бир-бирини тонуши, улар оттурисда достлуқ, инақлиқ, иттипақлиқ вә өз ара ишәнч турғузуш үчүн мусабиқә сорини һазирлап бәргәнликимиздур. биз муһаҗирәттики, болупму түркийәдики уйғур яшлириниң яман йолға кирип кәтмәй, сағлам вә әқиллиқ чоң болушниң асаси тәнтәрбийә паалийәтлири дәп қараймиз."

таһир көкбайрақниң билдүрүшичә, бу мусабиқини дуня уйғур қурултийи вәхписи билән хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики қатарлиқ истанбулдики иҗтимаий тәшкилатлар мадди вә мәнивий җәһәттин қоллап-қуввәтлигән икән.
таһир көкбайрақ сөзиниң ахирида, путбул мусабиқисиниң бу йил 4-қетимлиқи өткүзүлгәнликини, йилдин-йилға тәрәққий қиливатқанлиқини илгири сүрди. у йәнә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң бу хилдики тәнтәрбийә паалийәтлирини маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлишини тәләп қилди.
мусабиқидә "әйнәк" командисиниң каптани болған сәрдар әпәнди бу путбул мусабиқисини ойнаш җәрянида көп санда йеңи уйғурлар билән тонушқанлиқини вә дост болғанлиқини билдүрди. у бу мусабиқидә өз командисиниң биринчиликни қазиналмиған болсиму, әмма бир мунчә йеңи яшлар билән тонушуп достлуқ орнатқанлиқини баян қилди.

биз йәнә бу қетимлиқ мусабиқини баштин-ахир маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап қуввәтлигән дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
абдурешит әпәнди, бу қетимлиқ мусабиқиниң қатнашқучиларниң көп болуши билән алаһидә чоң паалийәт болғанлиқини, бу мусабиқә арқилиқ уйғур яшларниң бир-бири билән тонушуп достлуқ орнитип, буниңдин кейин техиму чоң аммивий паалийәтләрни өткүзүшкә асас салғанлиқини билдүрди.
у мундақ деди: "әқилфон вә интернит бүгүндәк яшлиримизни өзигә әсир қиливалған, пүтүн вақтини игиливалған мушундақ бир мәзгилдә бу хил тәнтәрбийә паалийәтлириниң кәң қанат яйдурулуши, наһайити чоң әһмийәткә игә."

абдурешит әпәнди ахирида дуня уйғур қурултийи вәхписиниң уйғур яшлириниң тәнтәрбийә паалийәтлирини һәр заман маддий вә мәнивий җәһәттин қоллайдиғанлиқини билдүрди.

