Қайнам-ташқинлиққа толған 2021-йиллиқ “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқиси ғәлбилик ахирлашти

Мухбиримиз нуриман
2021.09.07
Қайнам-ташқинлиққа толған 2021-йиллиқ “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқиси ғәлбилик ахирлашти 2021-Йиллиқ “америка уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә маһирлар кичик сәбийләрниң һәмкарлиқида мәйданға киргән көрүнүши. 2021-Йили 6-сентәбир.
Photo: RFA

2-Сентәбирдин 6-сентәбиргичә американиң вирҗинийә штатида өткүзүлгән 2021-йиллиқ “америка уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқиси 6-сентәбир күни кәчтә ғәлибилик ахирлашти. Бу қетимлиқ мусабиқә “америка уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқисиниң алтинчи қетимлиқ мусабиқиси болуп “уйғур бирләшмә командиси”, “уйғур бирләшмә классик командиси”, “марийланд уйғур командиси”, “бостон-ню-йорк бирләшмә уйғур командиси”, “сан-франсиско уйғур командиси” вә “изчилар командиси” қатарлиқ алтә команда қатнашти.

Әң ахирқи һәл қилғуч мусабиқә “уйғур бирләшмә командиси” билән “уйғур бирләшмә классик командиси” арисида наһайити кәскин елип берилди. Әң ахирқи һәл қилғуч мусабиқисини көргили кәлгән тамашибинлар алдинқи күнләргә қариғанда хилила көп иди. Мусабиқә ахирқи минутлириғичә иккидә икки нәтиҗә билән давам қилди. Тамашибинларму путболчиларға охшашла җиддийләшти, әң ахирқи бир минутта “уйғур бирләшмә командиси” қарши тәрәпниң вартасиға бир топ киргүзүши билән мәйдан қийқас-чуқанларға толди. Көп қетим чемпийон болған “уйғур бирләшмә командиси” йәнә бир қетим “америка уйғур лоңқиси” ни алғаниди.

“уйғур бирләшмә командиси” ниң тренери җүрәт заһир әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “бу мусабиқә һәқиқәтән җәң мәйданиға охшаш җиддий болди. Бир-биригә қарши командида ойниған ака-укилар бар, һәтта бизгә қарши ойниған командиниң тренери мениң иним болиду. Мениң командам утқан вақиттики һессиятни ипадиләп бәргили болмайду.”

У йәнә мундақ деди: “ашу аддий бир дүгиләк топ һәр йили йүздин артуқ яш уйғур балиларни бир йәргә җәм қиливатиду. Бу мусабиқиниң мәқсити топ тепишла әмәс, мушу пурсәттә яшлиримиз арисида достлуқ орнитилиду.”

Өткән икки йилда таҗсиман вируси түпәйлидин аммиви йиғилиш паалийәтлири зор чәклимигә учриғанлиқтин мәзкур мусабиқиму тохтитип қоюлған иди. Шу сәвәбтинму нөвәттики вәзийәтниң йол қойған даириси ичидә өткүзүлгән бу мусабиқә америкиниң һәр қайси штатлиридин кәлгән уйғур җамаитиниң қизғин алқишиға еришти. Путбол мусабиқиси 2-сентәбирдин 6-сентәбиргичә һәр күни чүштин кейин алтидин онғичә орунлаштурулған болуп, чүштин бурун мусабиқә көргили кәлгәнләр үчүн дала паалийәтлири орунлаштурулди.

Дала паалийәтлириниң мәзмуниму наһайити мол болуп балилар үчүн мәхсус балилар оюнлири орунлаштурулди. Муһаҗирәттики уйғурларға тонушлуқ болған “уйғур коллектипи дукини” (Uyghur collective) shop), “әпәндим дукини” (Ependim shop) қатарлиқ тор бәтлиридә уйғур мәдәнийитини, тилини тонуштуруп келиватқан яшлар бу қетимлиқ дала паалийитигиму тор бәтлиридә сетиливатқан һәрхил доппилар, өзгичә лайиһиләнгән майкилар, балилар үчүн елипбә китаблири, сөз оюн картилирини алғач кәлгән болуп дала паалийитигә кәлгән җамаәт бәс-бәстә сетивелишқан.

“америка уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқиси җәрянида орунлаштурулған паалийәтләргә баштин-ахири сөйүнүш ичидә қатнашқан сүрәййә аблимит ханим өзиниң бу җәрянда һес қилғанлирини биз билән ортақлашти.

Сүрәййә ханим вә җүрәт заһир әпәндиләр ейтқандәк бу қетимлиқ паалийәт пәқәтла бир путбол мусабиқиси болмастин бәлки, муһаҗирәттики уйғурларниң өзлүкини сақлап қилиш йолида көрситиватқан тиришчанлиқниң намайәндиси иди.

Мусабиқигә қатнашқан алтә командиниң бири болған “изчилар командиси” йеңидин қурулған команда болуп, бу командиниң бир путбол маһири зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бизниң команда әзалири путбол мусабиқиси җәрянида баштин-ахири биллә һәрикәт қилдуқ. Достлуқимиз техиму күчәйди. Түнүгүнки мусабиқини көргили кәлгән тамашибинларму бәк көп иди, бәкму һаяҗанландим. Бу хил муһит кәлгүси әвладлиримиз үчүн бәк муһим”.

“уйғур бирләшмә командиси” ниң тренери җүрәт заһир әпәндиниң ейтишичә әгәр имканийәт яр бәрсә 2022-йиллиқ “америка уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқиси канада уйғур җамаитиниң қоллиши билән канадада өткүзүлидикән.

“сан-франсиско қизлар валибол командиси” ниң тренери айкезәр адил келәр йили “америка уйғур лоңқиси” ни талишиш мусабиқисигә қизлар үчүн валибол мусабиқиси орунлаштуруш пилани барлиқини, валибол мусабиқисигә қатнишишини халайдиған қизларниң өзи билән алақиләшсә болидиғанлиқини билдүрди. Бу қетимлиқ мусабиқиниң ечилиш мурасимида сан фирансисикодин кәлгән қизлар чоңлар билән валибол мусабиқиси тәшкиллигән болуп, “америка уйғур лоңқиси” ниң бир түри сүпитидә қизлар валибол мусабиқиси орунлаштуруш пиланини оттуриға қоюшқан иди. Улар асасән америкада туғулуп чоң болған уйғур қизлар болуп, валибол арқилиқ уйғур қизлар бирлишип өзлүкини тепишқа интиливатқаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.