Мәдинә һилалиддин: “сиңлим дөләтни парчилаш гумани билән сотлиниветипту”
2019.10.04
Һазир түркийәниң анталя шәһиридә туруватқан мәдинә һилалиддин ханим зияритимизни қобул қилип, сиңлиси мәвлудә һилалиддинниң икки йилға йеқин җаза лагерида тутуп турулғандин кейин қоюп берилгәнликини, узун өтмәйлә “дөләтни парчилаш җинайәти” дегән гуман билән қайта тәкшүрүш үчүн тутуп кетилгәнликини баян қилди.
Бир йилдин буян хәлқара мәтбуатларда хитайниң уйғур диярида бир милйондин артуқ уйғур, қазақ вә башқа түркий милләт кишилирини “тәрбийәләш мәркизи” дәп ативалған “йиғивелиш лагерлири” ға солап, уларға қарита меңә ююш, җисманий, мәниви һәтта етник җәһәттин хорлаш елип бериватқанлиқи, көп санда кишиләрниң “дөләтни парчилашқа урунуш” җинайити билән сотлиниватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқалмақта.
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда түркийәдә оқуп юртиға қайтқан көп санда кишиләр җаза лагерлириға ташланған, бәзилири һәтта “бөлгүнчилик” җинайити билән кесиветилгән яки сотлиниватқан икән. Булардин бирси ғулҗа шәһиридә туғулуп чоң болған мәвлудә һилалиддиндур.
Һазир түркийәниң анталя шәһиридә туруватқан мәвлудәниң өз ачиси мәдинә һилалиддин ханим бу һәқтики зияритимизни қобул қилди. У алди билән бизгә сиңлисиниң тәрҗимали тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “сиңлим мәвлудә һилалиддин 1986-йили 7-айниң 1-күни ғулҗа шәһири или кочиси 5-мәһәллә 33-қоруда туғулған. 1992-Йилидин 1998-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик 4-башланғуч мәктәптә оқуған. 1998-Йилидин 2001-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик 5-оттура мәктәптә толуқсиз оттура мәктәпни оқуған. 2001-Йилидин 2004-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик 7-оттура мәктәптә толуқ оттура оқуған.”
Мәдинә һилалиддин ханим сиңлиси мәвлудәниң 2006-йили алий мәктәп оқуш мәқсити билән түркийәгә келип, 2013-йилиниң башлирида оқуш пүттүрүп юртиға қайтқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “сиңлим мәвлудә 2006-йили алий мәктәптә оқуш үчүн түркийәгә кәлгән. Түрк тили тәйярлиқ синипини пүттүргәндин кейин түркийәниң самсун шәһридики 19-май унивәрситетиниң ингилиз тили кәспигә қобул қилинған. Бир йил бу кәсиптә оқуғандин кейин кәспини өзгәртип, İстанбул университетиниң игилик башқуруш кәспидә оқуп пүттүрди. Алий мәктәпни пүттүргәндин кейин 2012-йилиниң ахири 2013-йилиниң башлирида юртиға қайтип кәтти.”
Мәдинә һилалиддин ханим сиңлисиниң 2017-йилиниң ахирида тутуп кетилгәнликини, һазир “дөләтни парчилаш” җинайити билән сотлиниватқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “сиңлим мәвлудә ғулҗиға қайтқандин кейин шәхсий ачқан тил мәктипидә түркчә вә ингилизчә дәрс бәргән. 2017-Йилиниң ахирида җаза лагериға елип кетилгән болуп, 2019-йили 5-айда қоюп берилгән. У қоюп берилип узун өтмәйла 2019-йили 6-айниң 12-күни ‛дөләтни парчилаш мәқсити бар‚ дегән гуман билән қайта тәкшүрүмиз дәп елип кетилгән. Мәвлудә һилалиддин түркийәдә оқуватқан мәзгилдә һечқандақ сиясий паалийәткә қатнашмиған.”
Биз мәвлудә ханим тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн ғулҗа шәһри қазанчи мәһәллисидики сақчи идарисиға телефон қилған болсақму телефонни һеч ким алмиди.
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда түркийәдә оқуватқан яки оқуш пүттүрүп кәткән оқуғучиларниң көпинчиси тутуп кетилгән. Бу оқуғучилар тоғрисида түркийә немиләрни қиливатиду? бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн түркийә ташқий ишлар министирлиқиға телефон қилдуқ. Ташқий ишлар министирлиқиниң бир хадими бу һәқтә елхәт язсақ җаваб берилидиғанлиқини деди. Биз елхәт язған болсақму, җаваб қайтурмиди.
Мәвлудә билән түркчә тәйярлиқ синипида биллә оқуған, кейинму арилашқан, һазир истанбулда туруватқан мәмәтәмин әпәнди мәвлудәниң түркийәдә оқуш җәрянида һечқандақ сиясий паалийәтләргә қатнашмиғанлиқини баян қилди.
Мәвлудә һилалиддинниң ғулҗа шәһиридә биллә оқуған савақдиши һәнифә камал ханим өзиниң мәвлудә билән биллә оқуғанлиқини, униң һечқандақ сиясий паалийәткә қатнашмиғанлиқини тәкитлиди.
1986-Йилидин бүгүңичә көп санда уйғурлар түркийәгә келип оқуған болуп, буларниң бәзилири оқуш пүттүргәндин кейин уйғур елигә қайтқан.