“вәтәнпәрвәр” диний зат абдулла нураҗи 7 яшлиқ балиниң өлүми һәққидә мәлумат бәрди (2)

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.04.15
xumdan-305.png Хумдан
Public Domain

Биз алдинқи қетимлиқ программимизда, пичанда йүз бәргән 7-яшлиқ уйғур балиниң 52 яшлиқ хитай көчмән тәрипидин чанап өлтүрүлүш вәқәси вә вәқәниң җимиқтурулуш җәряни һәққидә бир қисим мәлуматларни диққитиңларға сундуқ. Бүгүнки программимизда шу һәқтики мәлуматларниң давамини аңлитимиз.

Программимизниң бу қисмида вәқә йүз берип иккинчи күни җамаәтниң тутуп кетилгән балиларни қоюветишни тәләп қилип, җәсәтни йәрликигә қоюшни кечиктүргәнлики, бир түркүм яшларниң сақчихана алдиға топлинип адаләтсизликкә наразилиқ билдүргәнлики вә шу күни йолға қоюлған бихәтәрлик тәдбирлири һәққидә мәлумат беримиз.

Бу мәлуматларни, вәқәни бесиқтурушта һөкүмәт тәрәптә туруп нәқ мәйданда вәзипә өтигән пичан наһийилик ислам җәмийитиниң муавин рәиси аталмиш вәтәнпәрвәр диний зат абдулла нураҗиниң өз еғизидин аңлидуқ.

Мәлум болушичә, вәқә йүз бәргән күни, хитай сақчилириниң шунчә қаттиқ контроллуқлириға қаримастин бир түркүм яшлар, қоллириға болқа вә палта қатарлиқ сайманларни елип, хумдан вә хумдан әтрапидики өйләргә һуҗум қилған. Һуҗумда бир қисим өйләрниң ишик вә деризилири чеқилған. Хитай сақчилири бу балилардин бирқанчисини тутқун қилған. Шу күни тутулғанларниң сани бизгә елхәт арқилиқ йәткүзүлгән учурлардин мәлум болушичә 20 әтрапида, абдулла нураҗиниң билдүрүшичә 3 нәпәр болуп, бу өлгүчиниң уруқ-туғқанлири арисидики нәврә вә әврә оғуллар.

Вәқә йүз бәргән күни диний зат абдулла нураҗиниң нәсиһәтлири вә хитай партком секретариниң вәдисигә асасән, көпчилик җәсәтни үрүмчигә әкирип намайиш қилиштин ваз кәчкән болсиму, әтиси җәсәтни йәрликкә қойидиған чағда җамаәтниң ғәзипи қайтидин қозғалған. Улар тутулған яшларниң қоюп берилишини тәләп қилип тавутни заратгаһлиққа елип меңишни рәт қилған. Бу арилиқта 20-30 нәпәр яш сақчихана алдиға берип, балиларниң тутулушиға наразилиқ билдүргән. Улар сақчилар вә сақчи башлиқлири билән такаллишип, сақчиларниң қилмишлирини әйиблигән. Улар сөзидә “хитай уйғурни өлтүрсә, қамақта уйғур ятамду?” дегәндәк соалларни оттуриға қойған.

Мусибәтлик аилигә әтигән саәт 6 дә топланған җамаәт тавутни елип меңишни изчил рәт қилғандин кейин, даириләр чарисиз, қамақтики балиларни қоюп беришкә буйруқ чүшүргән, қоюп берилгән балилар, сақчиларниң өзлиригә зораванлиқ қилғанлиқини ейтип, сақчихана башлиқиниң өзлиридин әпу соришини тәләп қилған. Абдулла нураҗи ариға чүшүп яшларға һессиятқа берилмәслик, ғәзипини тутувелиш һәққидә пәнний-нәсиһәт қилған, даириләр абдулла нураҗиниң пәнний-нәсиһәтлири карға кәлмигәндин кейин, лүкчүндики бир диний затни ишқа салған, у затниң пәнний‏-нәсиһәтлиридин кейин қамақханидин қоюп берилгән яшлар, җамаәткә қошулған вә җамаәтму тавутни елип меңишқа мақул болған. Нәтиҗидә 4 саәтлик талаш-тартиш вә “содилишиш” тин кейин мейит заратгаһлиққа ачиқилған.

Абдулла нураҗиниң билдүрүшичә, шу күндә диғар йезисиниң пүтүн йоллирида һәр йүз метирида 2-3 тин сақчи вә һәрбий вәзипә өтигән. Диғар йезисиниң қошна йезилар билән тутушидиған ғол йоллирида сақчи вә һәрбийләр нөвәттә туруп йезидикиләрни сиртқа чиқармиған, сирттикиләрни йезиға киргүзмигән. Диғар, лүкчүн вә даланкариз йезисида 2 күн телефон вә интернет мулазимити тохтитип қоюлған. Йәнә ашкарилинишичә, йеза вә наһийиниң хитай әмәлдар вә кадирлири вәқә йүз бәргән мәйданға, болупму җамаәт топлашқан җайға йеқин келәлмигән; улар вәқә йүз бәргән җайдин бир километир йирақлиқта қоманданлиқ штаби қуруп йирақтин назарәт вә контрол қилған.

Мейит йәрликидә қоюлғандин кейин бихәтәрлик күчлири вәзиписини охшашла давамлаштурған. Вилайәт вә аптоном райондики хитайниң бир қисим уйғур әмәлдарлири нәқ мәйданға келип вәзийәтни баштин-ахир көзитип турған. Шу күни вәқә бесиққандин кейин, наһийилик партком вә һөкүмәтниң икки хитай әмәлдари диний зат абдулла нураҗини мәхсус зиярәт қилип, униңға алаһидә рәһмәт ейтқан вә униң интайин чоң бир вәқәниң алдини алғанлиқини ейтқан, партийә вә һөкүмәтниң униң бу төһписини мәңгү унтумайдиғанлиқини ейтқан. Бу мәдһийиләрдин у чәксиз мәмнун болған.

1971-Йилдин башлап имамлиқ қиливатқан абдулла нураҗи наһийилик вә йезилиқ хәлқ қурултийиниң вәкили, шундақла наһийилик ислам җәмийитиниң муавин рәиси.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.