Америкиниң адәм содиси доклатида уйғурларға алаһидә орун берилди
2017.06.29

Америка дөләт ишлар министирликиниң бу қетимқи Адәм содиси доклатиДа хитай дунядики мәҗбурий әмгәк түзүми йолға қоюлуватқан әң начар дөләтләр қатариға тизилди. Доклатта йәнә уйғурлар районидики алақидар әһваллар әң гәвдилик мисал тәриқисидә тилға елинип, хитай һөкүмитини бу мәсилиләрни тездин һәл қилишқа чақирди.
Инсанийәт җәмийитидики әң қәбиһ җинайәтләрдин бири дәп қариливатқан адәм содиси вә мәҗбурий әмгәк йиллардин буян һәрқайси һөкүмәтләрниң һәмдә ахбарат васитилириниң диққитидә болуп кәлмәктә.
Бу мунасивәт билән һәрқайси дөләтләрдә бу әһвалларниң қайси дәриҗидә мәвҗут болуватқанлиқиму пүтүн дуня көңүл бөлүп келиватқан мәсилиләрдин һесаблиниду. Америка дөләт ишлар министирлики һәр йили мунасивәтлик санлиқ мәлуматлар вә пакитлар асасида дунядики дөләтләрдә “адәм содиси” ниң мәвҗут болуш әһвалини охшаш болмиған дәриҗигә айрип, системилиқ доклат тәйярлашни өзиниң вәзиписи қилип кәлмәктә.
Америка дөләт ишлар министирликиниң адәм содиси вә мәҗбурий әмгәк һәққидики 2017-йиллиқ доклати 27-июн күни елан қилинди. Америка дөләт ишлири министири рекс тиллерсон бу қетимқи доклат елан қилиш мунасивити билән сөз қилип, адәм содисиниң “заманимиздики әң қабаһәтлик һәқ вә һоқуқ мәсилисиниң бири” икәнликини, “һазир дуня миқясида һәр йили 20 милйон кишиниң адәм содисиниң қурбани болуп кетиватқанлиқини, шуниң үчүн 21-әсирниң бу әһвалларға хатимә беридиған бир әсир болуп қелишини үмид қилидиғанлиқи” ни билдүрди.
У, бу һәқтә қилға сөзидә хитайдики адәм содиси вә мәҗбурий әмгәк саһәсигә даир йиллиқ көрсәткүчиниң бу йил техиму төвәнлигәнликини, мушу сәвәбтин хитайниң бу җәһәтләрдики әһваллар әң еғир дәриҗидә мәвҗут болуватқан дөләтләр қатариға тизилғанлиқини билдүрди.
Америка дөләт ишлар министирлики елан қилған йиллиқ доклатта хитайниң адәм содиси вә мәҗбурий әмгәкни түгитиш җәһәттә әң төвән дәриҗидики тәләпниму орунлимиғанлиқи сәвәблик бу йил 4 дәриҗилик баһалашта 3-дәриҗидики дөләтләр қатариға тизилғанлиқи ейтилиду.
Мәлум болушичә, бу җәһәттики әһваллар әң еғир болған өзбекистан, түркмәнистан, русийә, иран қатарлиқ дөләтләрму хитай билән бир гуруппиға тизилған.
Радийомиз илгири көп қетим хәвәрләр бәргән уйғур яшлириниң ичкири өлкиләргә мәҗбурий йөткилиши һәмдә ичкиридики завутларға әрзан әмгәк күчи сүпитидә ишқа орунлаштурулғанлиқи, шуниңдәк уйғурлар дияридики һәрқайси җайларда йиллардин буян давам қилип кәлгән һашар әмгики бу қетимқи доклатта алаһидә мисал тәриқисидә тилға елинған.
Мәнбәләрдә көрситилишичә, хәлқарадики “адәм содиси” (Human Trafficking) аталғусиниң шәрһиси йәнә мәҗбурий әмгәкниму өз ичигә алидиған болуп, бу адәттә шәхсләрниң ғурурини пайхан қилиш, шуниңдәк инсан һәқлирини аяқ-асти қилиш, дәп қарилидикән.
Доклатта уйғурлар дияридики йәрлик даириләрниң уйғур яшлириниң ирадисигә хилап һалда уларни районниң өзидә вә сиртида мәҗбурий әмгәккә салғанлиқи, гәрчә йәрлик һөкүмәт бу йилниң бешида бу хилдики һадисиләрни бикар қилиш һәққидә қарар алған болсиму, бу қарарниң әмәлийәттә иҗра болмиғанлиқи алаһидә йәр алиду.
Америкидики җорҗтовн университетиниң профессори, адәм содиси вә хәлқара мунасивәт саһәсидики мутәхәссис марк лагин (Mark P. Lagon) Бу қетимлиқ доклат һәққидики зияритимизни қобул қилди.
У өзиниң америка дөләт ишлири министири рекс тиллерсон бу йилқи доклатни елан қилған йиғиниға қатнашқанлиқини ейтқач, хитайниң немә үчүн бу қетимқи доклатта адәм содиси бойичә әң начар көрсәткүч тизимликигә тизилғанлиқини қисқичә чүшәндүрүп өтти.
У бу һәқтә мундақ деди: “мән дөләт ишлири министири рекс тиллерсон доклатни елан қилған вә сөз қилған мурасимға қатнаштим. Мениңчә бу доклат бәкму кәң миқяста тәйярланған. Хитай буниңдики адәм содиси саһәсидә толиму җиддий орун тутидиған бир дөләт, чүнки хитайда һөкүмәт тармақлири һәрхил мәҗбурий әмгәкләрниң, җүмлидин түрмиләрдики мәҗбурий әмгәкләрниң пайдисиға тәң шерик болиду. Шуниң билән бир вақитта хитай тәвәсигә қечип кәлгән шималий корейәликләргә қачқунлар сүпитидә әмәс, бәлки кәлгән йеригә қайтурулидиған әмгәкчи көчмәнләр сүпитидә муамилә қилиш изчил түрдә хитайниң бир түрлүк сиясити болуп давам қилмақта. Бу шуни чүшәндүридуки, бу инсанлар у җайда вәһшиянә йосунда әмгәк күчи вә җинсийәт үчүн експилататсийә обйекти болиду.”
Вашингтон шәһиридики “америка әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сара кук (Sarah Cook) йиллардин буян хитайниң һәмдә тибәт, уйғур қатарлиқ милләтләрниң сиясий вә диний мәсилилирини көзитип келиватқан мутәхәссис. У бу қетимқи доклат һәққидә зияритимизни қобул қилип, хитайниң “адәм содиси” көрсәткүчидә бундақ начар орунға чүшүп қелишиниң тунҗи қетимлиқ иш әмәсликини, буниңда бирнәччә түрлүк амилниң мәвҗутлуқини тәкитлиди.
У, бу һәқтә мундақ деди: “мән доклатни көрүп чиқиш җәрянида әмәлийәттә униңдики бәзи тарихий характерлик мәсилиләргә қарап чиқтим. Йәни 2013-йилиму хитай бир қетим мушундақ төвән дәриҗилик көрсәткүчкә еришкән иди. Мениңчә шуниңдин кейин хитайниң әмгәк билән өзгәртиш системисини бикар қилиши нәтиҗисидә бу җәһәттики әһвалларда бәзи яхшилинишниң болидиғанлиқидин бешарәтләр көрүлүшкә башлиди. Әмма шуниңдин кейин пүткүл системида раһәтсиз болған бир тәвриниш оттуриға чиқти. Худди мушу қетимлиқ доклатта көрситилгәндәк башқа көплигән саһәләрдә мәҗбурий әмгәкниң мәвҗут болуватқанлиқи, болупму сиясий, миллий, диний саһәләрдики мәһбусларниң хитай тәвәсидә давамлиқ мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи кишиләрниң диққитидә болуп кәлди. Шуниң билән бир вақитта адәм содисиға мунасивәтлик башқа әһваллар, болупму шималий корейәдин қечип кәлгәнләр дуч келидиған ечинишлиқ қисмәтләрму бизгә мәлум болушқа башлиди. Шуңа мениңчә мушу әһвалларниң һәммиси бир нуқтиға мәркәзлишип, хитайниң бу йилқи алақидар көрсәткүчтә йәнә бир қетим мушундақ төвән орунға чүшүп қелишиға сәвәб болған. Шуниң билән хитай 2013-йилидики баһалашта тизилған 3-дәриҗилик орунға йәнә бир қетим қайтип кәлди.”
Хитайдики адәм содиси зиянкәшликиниң қурбанлиридин бири болуп келиватқан уйғурларниң бу җәһәттики қисмәтлири һәққидә профессор марк лагин доклатта тилға елинған бәзи мәсилиләр тоғрилиқму тохталди.
Шуниң билән биргә у өзи америка дөләт ишлар министирликигә қарашлиқ “адәм содисини көзитиш вә униңға қарши күрәш қилиш ишханиси” ниң мудири болуп хизмәт қилған вақитлардики алақидар әһвалларға бирләштүргән һалда бу йилқи доклатта тилға елинған бәзи мәсилиләрни қарап чиқишниң муһимлиқини тәкитлиди.
Униңчә доклатта ейтилған йәрлик даириләрниң уйғур деһқанлирини мәҗбурий йосунда деһқанчилиқ әмгәклиригә қатнаштуруш арқилиқ “қанунсиз паалийәтләр” гә арилишип қелиштин тосмақчи болғанлиқи, әмәлийәттә болса 2017-йили 4-феврал күни йәрлик һөкүмәтниң мәҗбурий әмгәкни пүтүнләй әмәлдин қалдуруш һәққидә уқтуруш тарқатқанлиқи, шундақ болушиға қаримай бу әһвалларниң давамлиқ мәвҗут болуши қатарлиқларниң өзила уйғурларниң бу җәһәттә қандақ қисмәтләргә муптила болуватқанлиқини көрситип бериштә йетәрлик пакитлар һесаблинидикән.
У, бу һәқтики сөһбәт җәрянида мундақ деди: “хитай һөкүмити ‛шинҗаң‚ дәп атайдиған райондики уйғурлар толиму қабаһәтлик әһвалда турмақта. Омумән қилип ейтқанда уйғур хәлқи зулумниң вә диний зиянкәшликниң нишани болуп келиватиду. Шуниң билән биргә уйғурлар һәдисила ‛террорчилар‚ дәп қариливатиду, гәрчә әмәлийәттә бундақларниң сани наһайити аз болсиму. Әмди биз сөзлишиватқан (уйғурлардики) мәҗбурий әмгәк болса, хитай миллитиниң миллий һөкүмранлиқиниң, болупму уларниң район миқясидики иқтисадий һөкүмранлиқиниң бир тәркиби қисми һесаблиниду. Демәк, һазирқи дөләт түзүми әмәлийәттә аптономийә һоқуқидин бәһримән болушқа тегишлик бу районни мушу йол арқилиқ контрол қиливатиду. Әмди уйғурларниң хитайдики башқа өлкиләргә мәҗбурий йосунда йөткилишигә кәлсәк, бу әмәлийәттә хитайларға хитай дөлити ‛шинҗаң‚ дәп атайдиған бу өлкини контрол қилишниң йолини ечип бериватиду.”
Хитай-америка мунасивити изчил түрдә хәлқара ахбарат саһәсидә қизиқ муһакимә нуқтилириниң бири болуватқан, йәнә келип доналд трамп ақсарайға киргәндин буян америка билән хитайниң һәр тәрәплимә мунасивитидә җиддий тәрәққиятлар барлиққа келиватқан мушундақ бир мәзгилдә мәзкур доклатниң елан қилиниши һәмдә хитайниң әң начар көрсәткүчтин орун елиши хәлқарада зор ғулғула қозғиғанлиқи мәлум.
Шуниң билән биргә уйғурларниң бу қетимқи доклатта алаһидә мисал сүпитидә тилға елиниши һәмдә уйғур мәсилисиниң йәнә бир қетим бу ғулғула ичигә елип кирилиши хәлқараниң диққитини чәкмәктә.