Мәктәп даирилири профессор абдубәсир шүкүриниң тутқун қилинғанлиқини инкар қилмиди
2018.10.17
2018-Йили әтияз мәзгилидин башлап, уйғур дияридики университетларда оқутуш вә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан бир түркүм зиялийларниңму арқа-арқидин тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқалған. Радийомизға кәлгән учурлардин үрүмчидики педагогика университетиниң профессори, абдубәсир шүкүриниңму 2018-йил қишлиқ тәтил мәзгилидә тутқун қилинғанлиқи ашкариланди.
Профессор абдубәсир шүкүри уйғур классик әдәбияти, түркологийәгә мунасивәтлик тәтқиқат әсәрлири билән тонулған уйғур билим игилириниң бири. Һазир явропада яшаватқан уйғурлардин илгири шинҗаң педагогика университетида оқуған бирәйлән өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән, зияритимизни қобул қилип, профессор абдубәсир һәққидә өзи билидиған әһвалларни баян қилди.
“мән илгири шинҗаң педагогика университети әдәбият факултетида оқуған чеғимда, абдубәсир муәллим маңа чоңқур тәсир қалдурған оқутқучилардин бири иди. Шу мәктәптә оқутқучилиқ қиливатқан бир тонушумдин аңлишимчә, профессор абдубәсир шүкүри 2018-йил қишлиқ тәтил мәзгилидә йәни шу мәктәпниң әдәбият институтидики профессор абдуқадир җалалидин тутқун қилинған чағда йәнә башқа бирқанчә нәпәр оқутқучи билән бирла вақитта тутқун қилинған икән. Лекин, һазир уларниң қәйәргә қамалғанлиқи һәққидә ениқ учур йоқ икән”.
Радийомиз уйғур бөлүми бу йил 4-ай мәзгилидә педагогика университети мәктәп даирилиридин игилигән учурларда профессор абдуқадир җалалидинниң 2018-йил 1-айниң 29-күни үрүмчидики дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири тәрипидин тутқун қилинғанлиқи һәққидики учурларни дәлиллигән иди.
Әйни чағда мәзкур университетниң аманлиқ башқармиси сиясий ишлар бөлүминиң мәсули фең венчяң фең венчяң абдуқадир җалалидинниң 29-январ күни үрүмчи шәһәрлик дөләт аманлиқи сақчилири тәрипидин тутуп кетилгәнликини баян қилған иди.
Профессор абдубәсир шүкүриниң тутқун қилиниш сәвәбини билиш үчүн педагогика университетидики мунасивәтлик мәктәп даирилиригә телефон қилдуқ. Мәктәпниң кадирлар бөлүми вә оқутуш башқармисиға қилған телефонлар җавабсиз қалди. Әмма мәктәпниң әдәбият институти вә мәктәп қоғдаш бөлүмигә қилған телефонлиримиз уланди.
Әдәбият институти ишханисидин телефонимизни алған аял хадим абдубәсир муәллимниң тутқун қилиниши сәвәбини билмәйдиғанлиқини билдүрди. У: “шундақ, бу шинҗаң педагогика университетиниң әдәбият институти. Әмма кәчүрүң бу әһвалниң тәпсилати бизгә ениқ әмәс. Бу ишларни биз һәммимиз билмәймиз, кәчүрүң” дәп җаваб бәрди.
Шинҗаң педагогика университетиниң күнлүн оқутуш райони дәп нам берилгән үрүмчи теббий университет йолидики кона мәктәп райониға җайлашқан қоғдаш башқармиси вә венчүән оқутуш районидики хизмәтчи хадимлар, гәрчә профессор абдубәсир шүкүриниң қачан вә немә сәвәбтин тутқун қилинғанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб беришни рәт қилған болсиму, әмма улар абдубәсир шүкүригә алақидар мәсилиләрни үрүмчидики җамаәт хәвпсизлик орунлиридин игилишимиз керәкликини билдүрүп, телефонни қоювәтти.
Профессор абдубәсир шүкүриниң тутулуп кәткәнлики һәққидә өзи аңлиған әһвалларни баян қилған йәнә бирәйлән, үрүмчидә җәмийәттә гәп тарқалғанлиқини әмма мәктәпниң рәсмий йосунда бу вәқәни ишчи-хизмәтчилиригә техи уқтурмиғанлиқини баян қилди.
У мундақ деди: “аңлишимчә шинҗаң педагогика университетида 2017-йилиниң әтияз мәзгилидила оқутқучилар арисида икки йүзлимиликкә қарши ипадә билдүрүш һәрикити башланған икән. 2018-Йили қишлиқ тәтилдин кейин йәни хитайниң чаған байримидин кейин үрүмчидә мәзкур мәктәптики оқутқучилардин профессор абдубәсир шүкүри, абдуқадир җалалидин қатарлиқларниң дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилири тәрипидин елип кетилгәнлики һәққидә хәвәрләр тарқилипту. Қишлиқ тәтилдин кейин оқутқучилар мәктәпкә йиғилғинида, мәктәп бойичә ‛икки йүзлимиликкә қарши‚ сиясий өгинишләр кәң-көләмдә уюштурулуп, һәммила адәм язма ипадә билдүрүш һәрикити елип берилған. Әйни чағда мәктәп даирилири абдубәсир шүкүри вә абдуқадир җалалидинниң интизамға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн тәкшүрүлүватқанлиқини ағзаки уқтурған. Әмма улар һәққидә һөҗҗәтлик уқтуруш тарқатмиған. Лекин, оқутқучилар арисида уларниң ‛икки йүзлимилик‚ җинайити билән әйиблинип тутқун қилинған болуши мумкинлики һәққидә вә пәрәзләр барғанчә күчәйгән икән”.
Нөвәттә хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлүватқан профессор абдубәсир шүкүри илмий тәтқиқат билән шуғуллинип, уйғур классик әдәбияти, түркологийәгә мунасивәтлик тәтқиқат әсәрлири билән тонулуп, хитай һөкүмити тәрипидин етирап қилинип әтиварлинип ишлитилгән уйғур сәрхиллиридин бири иди.
Абдубәсир шүкри1964-йили пичан наһийәсиниң пичан йезисида туғулған. 1983-Йилдин 1988-йилғичә мәркизий милләтләр университетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң педагогика университетиниң әдәбият факултетида оқутқучилиққа тәқсим қилинип, уйғур классик әдәбияти вә әдәбият оқутуш методи қатарлиқ кәсипләрдин дәрс бәргән.
Униң уйғур мәдәнийити, уйғур классик әдәбияти вә түркологийәгә аит тәтқиқат мақалилиридин “уйғур хәлқ дастани ‛ақ үлүмбәрдихан‚ вә шаман дини”, “тутемниң мәниви асаси һәққидә”, “‛оғузнамә‚ вә ‛манас‚”, “йеңи платонизм вә миститизм”, “шәрқ әдәбий ойғиниш дәвриниң мәшһур тәсәввуп шаири қул хоҗа әһмәд йәссәви вә униң пәлсәпиви қарашлири”, “‛көзгү‚ ниң шаманизимдики мәдәнийәт мәниси” қатарлиқ бир түркүм илмий мақалилири вә бир қисим әдәбий обзорлири таки у тутқун қилинғанға қәдәр хитайдики нопузлуқ илмий журналлар вә уйғур тилидики әдәбий журналларда үзлүксиз елан қилинип кәлгән.
2000-Йили униң “‛палнамә‚ вә қәдимки уйғурларни дуня қарашлири” намлиқ тәтқиқат китаби “шинҗаң хәлқ нәшрияти” тәрипидин нәшр қилинған. “нутуқ вә нутуқшунаслиқ” намлиқ китаби алий мәктәпләрниң дәрслики сүпитидә ишлитилгән.
Абдубәсир шүкүри 2002-йилидин 2003-йилиғичә японийә шәрқшунаслиқ институтиниң тәклипи билән мәзкур институтта сақлиниватқан қәдимки уйғурчә язма ядикарлиқларниң каталогини ишләшкә қатнашқан.
Абдубәсир шүкүри йәнә хәлқара алтайшунаслиқ илмий җәмийитиниң әзаси, җуңго язғучилар җәмийитиниң әзаси, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ язғучилар җәмийитиниң әзаси, турпаншунаслиқ илмий җәмийитиниң әзаси, шинҗаң хәлқ еғиз әдәбияти җәмийитиниң һәйәт әзаси, җуңго уйғур классик әдәбияти вә он икки муқам илмий җәмийитиниң һәйәт әзаси қатарлиқ илми вәзипиләрдә болған.