Сақчиханиларда уйғур аялларниң хорлашқа учраватқанлиқи мәлум

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.12.15
hijap-romal-yaghliq-reshatka-jaza.jpg Төмүр решаткилиқ һойлиға соланған һиҗапланған уйғур аяллири.
RFA/Ruqiye

Хитай һөкүмитиниң уйғур елида, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан җәнубтики үч вилайәт, бир областта “диний радикаллиққа қарши туруш, әсәбийликни йоқитиш” дегән намлар билән уйғур аяллириға мәҗбурий йосунда елип бериливатқан мусулманчә кийинишни, һиҗаблинишни чәкләш һәрикәтлири чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап келиватқан мәсилә. Йеқиндин буян радийомизға бу һәқтә кәлгән инкаслардин, хитай һөкүмитиниң “диний радикаллиқ вә әсәбийликкә қарши туруш” тики әсәбий чарилирини иҗра қилғучиларниң уйғур қиз, аяллириниң диний етиқад әркинликини дәпсәндә қилипла қалмай, уларни диний радикаллиқ, әсәбийликкә бағлап тутуп сорақ қилиш, сиясий-идийә хизмити ишләш җәрянида, роһий вә җисманий җәһәтләрдә хорлап, һәр түрлүк зорлуқ-зомбулуқ қиливатқанлиқиму мәлум болмақта.

Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда уйғур елидики әсәбийликкә қарши туруш дегән нам билән җәнубтики һәрқайси шәһәр, наһийә вә йезиларда түрлүк шәкилдики бастурушлири сәвәблик чәтәлләргә чиқишқа мәҗбур болуватқанларму аз әмәс. Диний әсәбийликкә қарши туруш, әсәбийликни түгитиш дегән шоарлар астида елип бериливатқан бу һәрикәтләр хәлқара мәтбуатлардинму орун елип кәлди вә күчлүк инкас қозғиған иди. Хитай һөкүмитиниң аталмиш диний радикаллиқ, әсәбийликкә қарши туруш үчүн елип бериватқан паалийәтлириниң өзи чекидин ашқан әсәбийлик дәпму мулаһизә қилинмақта. Диний етиқади күчлүк бир аилә болғанлиқи, дадиси сақал қоюп, аниси һесабланғанлиқи сәвәблик даириләрниң тохтимастин тәһдит вә тәқиплиригә учриғанлиқтин, аилисидикиләрниң һавалиси билән йеқинда оқуш йоли билән түркийәгә кәлгән бир уйғур яш, радийомиз билән алақилишип, юртида болуватқан зулумларни аңлитиш мәҗбурийитим бар дәп билгәнлики үчүн, радийомизға телефон қилғанлиқини ейтти. Униң дейишичә, һазир диний җәһәттин тәқипләш техиму еғирлашқан. Даириләр илгири уйғур һиҗаблиқ аялларниң йүзини ечишини буйриған болса, әмди боюнлириниңму ечип қоюши керәклики һәққидә бәлгилимиләрни чиқирип қаттиқ иҗра қиливатқан икән. Хитай һөкүмитиниң бекиткән кийиниш өлчимигә хилап кийингәнләр байқалғанда, улар қаттиқ муамилә, тәһдиткила әмәс, кишилик һәқ-һоқуқлири түрлүк шәкилләрдә дәпсәндичиликкә учримақта икән. Бу инкас қилғучи балиниң сақчи ағинисидин аңлишичә, түрмиләрдә уйғур қиз-аялларниң хорлуққа учриши техиму еғир болуп, улар хитай сақчилар тәрипидин бозәк қилинғанда, һәтта уйғур сақчиларму арилишалмайдиған һалға келип қалған.

Аялларниң адәттики солақханилардиму бу хил әһвалларға дучар болидиғанлиқиға шаһит болған йәнә бир уйғурму бир қанчә күн алдида малайшиядин радийомиз билән алақилишип, хитай даирилириниң мусулманларниң диний етиқад әркинликини техиму қаттиқ чәкләшкә уруватқанлиқини, һәтта қиз, аялларниң ғуруриға, номусиға тегидиғанлиқини, қаттиқ тәһдит селип җисманий җәһәттинму қийин-қистақларға алидиғанлиқини, өз күзи билән көргәнликини билдүрди.

Униң дейишичә, 6 ай илгири, телефонида диний мәзмундики бир сүрәт байқалғанлиқи үчүн үрүмчидики ямалиқ сақчиханисида 3 күнчә қамап сораққа тартилиш җәрянида, бу уйғурму нурғун һиҗаблиқ яш уйғур қиз, аялларниң сақчилар тәрипидин сөрәп сорақханиға елип кирип кетилгәнликини, бир қанчә саәтләрчә уларниң қийин-қистақларға елинған авазлириниң аңлинип турғанлиқини вә ахирида бу бигунаһ қизларниң чачлири чувулған, қорқуп кәткән бичарә қияпәтләрдә чиқип кетидиғанлиқини көрүп турған.

Уйғур елида хитай һөкүмити инсан ирадисигә хилап һалда уйғур аяллириға елип бериливатқан бу хил чекидин ашқан һәрикәтләр гәрчә инкас қилғучилар еғзидин бизгичә йетиватқан болсиму, бу хил хорлуққа биваситә учриғучилар реҗим вә қорқунч һәмдә номус қилғанлиқи қатарлиқ сәвәбләрдин дәрдини аңлиталмай келиватқан болуп, бу һәқтә чәтәлләргә чиққан нурғун уйғур аяллириму бизгә бу һәқтики дәрдини ейтқан болсиму, әмма һазирчә аилисидикиләрниң бихәтәрлики вә өзиниң йүз абруйини ғурурини сақлаш үчүн аңлатмаслиқимизни өтүнгән иди.

Көзәткүчиләрниң агаһландурушичә, хитайниң диний радикаллиққа қарши турушқа мунасивәтлик чарә-тәдбирлири асасән йәрлик тәдбирләр болуп, чәк-чеграси ениқ айрилмиғанлиқи, сақчи яки башқуруш хадимлириниң һоқуқ даирисиму ениқ бәлгиләнмигәнлики қатарлиқ сәвәбләр билән әслидинла қануний вә кишилик һоқуқи капаләткә игә болмиған бу районда уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлирини техиму еғир дәриҗидә дәпсәндичиликкә учратмақта. Бу йәнә мушу йосунда давамлашса, хитайниң башқуруш тәдбирлирини иҗра қилғучилар билән авам оттурисидики тоқунушни күчәйтидиғанлиқи ениқ.

Германийә “хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати” йеқинда елан қилған баянатида, хитайниң етиқад әркинлики арқилиқ, сиясий радикаллиқниң алдини елиш орниға, диний етиқадни чәкләп, уйғурларда консерватип диний чүшәнчиниң, диний ашқунлуқниң күчийишигә илһам бериватқанлиқини илгири сүргән иди.

Бу һәқтә йәнә “хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати” ниң асия ишлар директори улрих делиус, қаттиқ диний контроллуқ хитай җәмийитигә бихәтәрлик ата қилалмайдиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.