Қанун факултети оқуғучиси идрис абдулмиҗит 3 айдин бери истанбулда назарәт астида

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.09.21
idris-abdulmijit.jpg 3 Айдин бери истанбулда назарәт астида туруватқан, истанбул шәһәр университети қанун факултетиниң 4-йиллиқ оқуғучиси идрис абдулмиҗитни қутулдуруш үчүн савақдашлири ясиған торбәт.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә җумһурийитиниң 1992-йили башлиған түркий милләт оқуғучилирини түркийәгә әкелип оқутуш пилани даирисидә түркийәдә оқуватқан идрис абдулмиҗит 2016-йили 6-айниң 26-күнидин бери истанбул җамаәт хәвпсизлик идарисиниң истанбул қумқапидики чәтәлликләрни тутуп туруш орнида ятмақта.

Истанбул шәһәр университети қанун факултетиниң 4-йиллиқида оқуватқан идрис абдулмиҗитни қутулдуруш үчүн савақдашлири иҗтимаий таратқуларда “идрис абдулмиҗиткә әркинлик”дегән намда паалийәт башлиған.

2011-Йили түркийәгә оқуш үчүн кәлгән идрис абдулмиҗит түркийә билим сәнәт вәхпи тәрипидин қурулған истанбул шәһәр университети қанун кәспидә оқушқа башлиған. Уни 4 йилдин бери тонуйдиған оқутқучиси җиһан әпәндиниң бизгә бәргән мәлуматиға асасланғанда, у, атуштин болуп, мәктәптә наһайити яхши оқуған һәтта оқутқучилири уни мәктәптә оқутқучилиққа елип қелишни ойлишиватқан оқуғучи икән.

Униң түркийә сақчи даирилири тәрипидин тутуп кетилишидики сәвәб немә? униң һазирқи вәзийити қандақ? сотниң 3 ай давамлишишидики сәвәб немә? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн идрис абдулмиҗитниң түркийә мусапирлар җәмийитидики адвокати мустафа әпәндигә телефон қилған болсақму, бирақ у соалимизға һазирчә җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Идрис абдулмиҗитни балдуррақ қутулдуруш үчүн тиришиватқан җиһан муәллим вә узун йил шәрқий түркистан вәхпидә уйғур оқуғучилар хизмитини ишлигән һамит гөктүрк әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Истанбул шәһәр университети оқутқучиси җиһан әпәнди идрисниң тутқун қилиниш җәряни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:
“идрис абдулмиҗит университетимизниң қанун кәспи 4-синип оқуғучиси иди. 6-Айниң 26-күни иқамитиниң муддитини узартиш үчүн көчмәнләр идарисигә барғанда, у йәрдә уни сақчилар тутқун қилған. У, алди билән сақчи идарисигә елип берилған, кейин истанбул қумқапи районидики җ х идарисиниң чәтәлликләр шөбисигә елип берилған.” һәмдә, идрис абдулмиҗит һәққидә түркийә чеграсидин қоғлап чиқириш қарари барлиқини, әмма, һазирчә буниң тохтитилғанлиқини баян қилип “җ х идариси идрис абдулмиҗитни түркийәдин қоғлап чиқириш қарари барлиқи илгири сүрди. Әмма бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрмиди. Идрис 4 йилдин бери түркийәдә әмма 3 айдин бери назарәтханида ятмақта” деди.

Җиһан әпәнди идрис абдулмиҗит оқуватқан мәктәпниң адвокат тутуп қутқузуш үчүн йол меңиватқанлиқини баян қилип мундақ деди:
“адвокат арқилиқ қутулдурушқа тиришиватимиз. Адвокатимиз юқири сотқа әрз сунуп идрис абдулмиҗитни қоғлап чиқиришниң алдини алди. Вақитлиқ тохтатти дәйли. Сот давамлишиватиду, әмма немә сәвәбтин тутуп кетилгәнлики тоғрисида ениқ мәлумат берилмәйватиду”

Уйғур оқуғучи идрис абдулмиҗитниң оқутқучи җиһан әпәнди бу делониң 3 айға созулуп кетишидики сәвәб тоғрисида тохтилип мундақ деди:
“идрис тутқун қилинғандин кейин түркийәдә нурғун вәқәләр болди. Әдлийә хизмәтлири яхши маңмайватиду. Идрисниң мәктәптики савақдашлири бу делони сүрүштә қиливатиду. Биз оқутқучиси болуш сүпитимиз билән уни қутулдуруш үчүн қолимиздин кәлгәнни қиливатимиз.”

Җиһан муәллим идрисниң наһайити яхши тиришчан бир оқуғучи икәнликини баян қилип мунуларни деди:
“факултетимиздики пүтүн муәллимләр вә оқуғучилар идрисни тонуйду. Тиришчан әлачи оқуғучи иди. Чәтәллик вә түркийәлик оқуғучилар билән дост болуп өтәтти. Һәммә адәмгә салам берип, һал сорап туридиған әлачи оқуғучи иди. Муәллимлири мәктәптә оқутқучи қилип елип қелишни ойлаватқан бала иди. Әслидә мәктәптә оқуштин башқа ишларни ойлимайдиған бир оқуғучи иди. Биз идрисниң балдуррақ әркинликкә еришишини үмид қилимиз.”

Узун йил түркийәгә оқушқа кәлгән уйғур оқуғучиларниң хизмәтлиригә мәсул болған һамит гөктүрк әпәнди идрисниң ишиниң 15-июл һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсигә тоғра келип қалғачқа узун сүргәнликини, буни сәвр билән сақлаш керәкликини баян қилди.

Һамит гөктүрк әпәнди нормалда түркийә қануни бойичә мундақ мәсилиләр бир ай ичидә бир тәрәп болуши керәкликини, әмма һазир алаһидә вәзийәт елан қилинған болғачқа бу муддәтниң узартилғанлиқини баян қилди. Әң ахирида һамит гөктүрк әпәнди түркийәдә оқуватқан оқуғучиларниң диққәт қилишқа тегишлик ишлири һәққидә тохталди.

Уйғурларниң көпләп түркийәгә келип оқуши 1990-йилларниң башлирида башлиған болуп, һазирғичә җинайәт садир қилип кесилгән яки түркийә чеграсидин қоғлап чиқирилған оқуғучи йоқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.