Кучаниң бостан кәнтидә мәсилә тапшурған 7 киши үстидин очуқ сот ечилған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.01.31
mekit-kolliktip-sot.jpg 22-Май үрүмчи әтигәнлик базар һуҗумидин кейин, уйғурларға террорчи қалпиқини кийдүрүп, мәкит наһийисидә ечилған коллектип сот мәйданидин көрүнүш. 2014-Йили 10-июн.
Oqurmen teminligen

Өткән һәптә ақсуниң шаяр наһийисидә мәсилә тапшуруш сиясий һәрикити давамлишиватқанлиқи һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Бүгүн ашкарилинишичә, куча наһийисиниң узун базар бостан кәнтидә очуқ мәйдан соти ечилип 7 киши үстидин һөкүм чиқирилған. Һөкүмдә мәсилә тапшурған 4 киши 1 йилдин 3 йилғичә кесилип, җазаси сиртта иҗра қилинишқа буйрулған; мәсилисини толуқ тапшурмиған икки киши нәқ мәйданда койза-кишәнләнгән һаләттә сот коллегийисигә өткүзүп берилгән.

Узун базарлиқ сақчи понкитиниң бостан кәнтигә мәсул сақчи хадими вә бостан кәнтидики бир мәһәллә башлиқиниң ашкарилишичә, мәзкур очуқ мәйдан сотиға 1000ға йеқин киши қатнашқан.

Җазаланғанлар сәйпидин һемит, әхәт абдуллаһ вә мәликә һемит қатарлиқлар болуп, буларниң ичидә қилмиши әң еғир болғанлири доминика арқилиқ һиҗрәт тәшвиқатини көргән, аңлиған вә тарқатқанлар икән.

Мәлум болушичә, хитайниң бу түр очуқ мәйдан сотлири 2014‏-йили 6-айда башланған қаттиқ зәрбә бериш долқунидин кейин башланған. Сиясий делоларни йиллардин бери йепиқ һаләттә ечип келиватқан вә бу сәвәбтин хәлқара җамаәтниң тәнқидигә учрап келиватқан хитай даирилириниң, әмдиликтә бирдинла очуқ сотни таллиши, таллиғандиму очуқ мәйдан сотини таллиши вәзийәт көзәткүчилириниң диққитини тартмақта. Әмма, бу җаза һөкүмлирини йәрлик хәлқтин йошурмиған, әксичә кәң көләмдә билдүрүшкә тиришиватқан хитай даирилириниң, бу сотлирини ахбараттин йошуруши йәни дунядин йошуруши, көзәткүчиләрниң диққитини тартқан йәнә бир нуқта. Көзәткүчиләр бу әһвалға асасән, очуқ мәйдан сотлириниң мәқситиниң уйғур җәмийитидә вәһимә пәйда қилиш икәнликини, йәни хитайниң дөләт террорини дунядин мәхпий, әмма уйғур җәмийитигә нисбәтән ашкара елип бериватқанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.