Қарақашта йүз бәргән 7 нәпәр хитай ишчини пичақ тиқип өлтүрүш вәқәсиниң тәпсилати ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.07.09
yusup-exmet-qadir-305.jpg Тутуш буйруқи чиқирилған 11 нәпәр уйғурниң иккиси йүсүп әхмәтқадир(сол) вә мәмәтели турсуннияз.
http://uy.ts.cn

Хитайниң уйғур районлуқ җ х назарити йеқинда 11 нәпәр уйғур яш үстидин чиқарған тутуш буйруқида, булардин икки нәпириниң қарақаш дәрясиниң су тосмисини ясаватқан ишчиларни өлтүрүш вәқәсигә четишлиқ икәнликини баян қилған ; әмма, вәқәниң баш-ахири вә қанчә кишиниң өлгәнлики һәққидә мәлумат бәрмигән иди. Мухбиримизниң йеқинқи ениқлашлири давамида бу вәқәниңму тәпсилати ашкариланди. Мәлум болушичә, хотәнниң ханериқ йезисидин болған 7 нәпәр пидаий, 6-айниң 20-күни сәһәрдә қарақаш дәрясида ишләватқан хитай көчмәнлиригә һуҗум қилип 5 нәпирини нәқ мәйданда өлтүргән вә 4 нәпирини яриландурған; яридарлардин 2 нәпири дохтурханида җан үзгән. Төвәндә бу вәқәниң тәпсилатини вәқәгә четишлиқ гумандарларни тутушқа биваситә һәмкарлашқан бир кәнт партком секретариниң өз еғизидин аңлайсиләр.

Секретар: йеқинда наһийилик парткомниң шуҗиси кәптикән, алайитән мән билән сөһбәтләшкили, “деһқанниң наһийилик парткомға немә пикри бар , немә тәлипи бар, мушуниңға бир җаваб берип бақсаң” дәйду. Мән униңға “деһқанниң партийә вә һөкүмәткә рәһмити болса барки, башқа гепи йоқ, бир тәлипи мушу нөвәттики делони тезрәк паш қилип, бизниң көңлимизни бир арамиға чүшүрүп қойсикин дәйдиған тәлипи бар” девидим күлүп кәтти у.
Мухбир: бу делому силәрниң ханериқта йүз бәргәнму?
Секретар: йоқсу. Қатиллиқ делоси қарақашта йүз бәргән; әмма җинайәт гумандарлири ханериқ тәрәпкә қарап қечиптикән, тәкшүрүш мушу тәрәптә болди асаслиқи.
Мухбир: бу вәқәниң баш-ахири қандақ?
Секретар: қарақаш дәрясиниң су тосмисни ясаватқан хәнзу йолдашлар икән улар; җинайәт гумандарлири шу хәнзу ишләмчиләрдин 9 нәпиригә зиян -зәхмәт йәткүзүп қоюпту. (Җинайәт гумандарлири) вәқәни садир қилип болуп, дәряниң бу тәрипигә өтүп ханериқ тәрәпкә қарап қечиптикән. Тәкшүрүш давамида гумандарлар ханериқтики 4 кәнттин болуп чиқти.
Мухбир: гумандарлар хәнзу ишчиларға немә билән һуҗум қипту?
Секретар: пичақ билән, 55 сантиметирлиқ бир пичиқи(қиңғирақ) йолда чүшүп қалған икән; (сақчилар) бизгә көрсәтти; қарисақ төмүрчи ясиған пичақ әмәс, башқа ишларға(турмушқа) ишләткини болидиғандәк әмәс(адәм үлтүрүштин башқа).
Мухбир: хәнзу ишчилардин қанчиси өлүпту?
Секретар: бәши нәқ мәйданда өлүпту; төти яридар болуп, яридардин иккиси дохтурханида өлүпту. Ичкиридин ишләмчиликкә кәлгәнләркән.
Мухбир: сақчилар нәқ мәйданға йетип келәлмәптиму?
Секретар: сақчилар хәвәр тепип нәқ мәйданға йетип кәлгүчә 1-2 саәт вақит өтүпту, аңғичә гумандарлар қечип кетипту.
Мухбир: нәқ мәйдандики хәнзу ишчиларниң сани қанчә икән? қаршилиқ көрсәрмәптиму?
Секретар: йигирмә нәччә чеғи, җаңпаңниң(чедирниң) ичидә йетиптикән; сәһәрдә уштумтутла һуҗумға учрапту; қаршилиқ көрситәлмәпту.

Мухбир: вәқә садир қилғучилар у хәнзу ишчилар арисидики мәсилә немә икән?
Секретар: хәнзулар билән мәнлик талишиш; милләт айримичилиқиниң күчийип кәткәнлики дәп ойлидим әмди.
Мухбир: йәрлири тартивелинған ишлар йоқмикән?
Секретар: йоқ, йоқ, ундақ иш йоқ. Ишлисә маашини бәрмигән дегәндәк әһвалму йоқ.
Мухбир: һуҗумчиларниң сани қанчә икән?
Секретар: йәттә. 5 Нәпири тутулди, икки нәпирини техичә издәватимиз. Деһқанға бәк аваричилик болуп кәтти; азрақла ақ-қарини пәрқ етәләйдиған яшлар йүрәкзадә болуп кәтти) тола сорақ қилинип(.
Мухбир: гумандарлар ханериқниң асаслиқ қайси кәнтидин болуп чиқти?
Секретар: асаслиқи бай, чапа? тонуң? кәнтидин болуп чиқти. (Буларни издәймиз) асас қатлам кадирлириниң ағзиға иссиқрақ аш кирмигили , кечә-кечиләп уйқусиз йүрүватқили 2-3 һәптә болди. Бу қечип йүргәнләрниң орни байқилип болди, исми турақлишип болди, әмди қоғлап зәрбә беритимиз дәп турсақ, әмди тулумдин тоқмақ чиққандәк, бу иш(ханериқ вәқәси) чиқти. Ишлар авуп кәткини тудия-әмди?!

Җ х назаритиниң тутуш буйруқидин мәлум болушичә, мәзкур вәқәгә четишлиқ қечип йүргән икки гумандарниң бири йүсүп әхмәт қадир, йәнә бири мәмтили турсуннияздур; тутуш буйруқидин йәнә мәлум болушичә, 25 вә 27 яшқа киргән бу икки пидаий, хотән наһийисидә бу йил 4-айниң 23-күни йүз бәргән, бир оттура мәктәпниң икки нәпәр аманлиқ хадимини пичақ билән өлтүрүп җәситигә от қоюветиш вәқәсигиму иштирак қилған. Әмма бу вәқәниң тәпсилати һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.