2016-Йили сичүәндә аз дегәндә 3 уйғур “тор террорлуқи” билән әйиблинип қолға елинған
2016.12.22

Хитайниң сичүән өлкилик җамаәт хәвпсизлик назарити йеқинда 2016-йил ичидә паш қилинған “террорлуққа” аит 9 типик делони елан қилған. Бу 9 делониң йәттиси тор террорлуқиға алақидар болуп, улардин 3 кишиниң уйғур икәнликини пәрәз қилиш мүшкүл әмәс.
Хитай һөкүмити яки хитай ахбарат васитилиридә, бу үчәйләнниң толуқ исми, салаһийити, кимлики, сичүәнгә келиштики мәқсити, кәспий вә башқа җәһәттики әһваллириға даир һечқандақ учур берилмигән.
Уларниң кимликигә даир бирдин -бир йип учи уларниң “шинҗаңлиқ” икәнлики вә исминиң баш һәрипниң хитайчидики уйғур исимлириға хас тәләппузидур. Хитай “җуңго хәвәрләр тори”ниң ашкарилишичә, бу үчәйлән, 2016-йили 2-айда сичүәнниң ляңшән вә гуаңйүән шәһәрлиридә қолға елинған.
Биз сичүәнниң гуаңйүән шәһәрлик җ х идарисигә телефон қилған болсақму, лекин кәчлик нөвәтчиләр учур беришни рәт қилди. Бир кәчлик нөвәтчи хадим, қайси айдики “тор террорлуқи” ға аит уйғур тутқунларниң әһвалини сораватқанлиқимизни сориди.
Сақчи хадими мундақ деди: “вәй! шундақ, бу гуаңйүән сақчи идариси. Сиз қайси орундин. Сиз бу ишни әтә күндүзи телефон қилип сорисиңиз боламду. Бу санлиқ учурларға күндүзи телефон қилсиңиз болиду.Буни күндүзи сораң боламду, биз буни һазир билмәймиз. Мәндә һазир учурлар йоқ, буни күндүзи сораң. Сиз )шинҗаңлиқлар(ниң қайси айдикисини сораватисиз. Сиз нимини соримақчи. Сиз сориған бу ишларни сақчи понкити бир тәрәп қилиду. Биз билмәймиз. Өз вақтида қайси сақчи понкитиға дело мәлум қилинған болса, шу сақчи понкити бир тәрәп қилиду.”
Хитай“җуңго хәвәрләр тори”ниң қәйт қилишичә, үчәйләнниң бири террорлуққа аит бир син көрүнүшини башқиларға йоллиғанлиқи сәвәблик қолға елинған. Қалған иккийлән ака-ука болуп, террорлуққа даир башқа бир син көрүнүшини чүшүргәнлики, көргәнлики вә башқилар билән шерикләшкәнлики сәвәблик тутқун қилинған.
Хитайниң анти-терорлуқ қануни кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тәнқидигә учрап кәлгән. Америкида олтурушлуқ тор әркинлик паалийәтчиси ли хоңкуан әпәндиниң қаришичә, бу қанун наһайити мүҗмәл вә иластикилиқ болуп, бу аманлиқ күчлириниң уни сүйиистимал қилишиға йол ачидикән.
Ли хоңкуән мундақ дәйду: хитяй һөкүмити 60 нәччә йилдин бери (сөз әркинликигә) наһайити қопал тосқунлуқ қилип кәлди. Сәддичин тосмиси буниң типик мисали. Сәддичин тосмиси асаси қанунға хилап. Бирақ сиз буни қандақ сүрүштүрисиз. Чүнки, хитайда буни сүрүштүридиған мустәқил механизм йоқ. Һечқандақ бир сот сәддичин тосмисини бикар қилалмайду. Бу әһвалда сиз террорлуқни тәшвиқ қилмисиңизму, лекин хитай һөкүмити һәрқандақ баһанә сәвәбни көрситип, өз яхши көрмәйдиған адәмләрни, хусусән уйғурларни террорлуққа бағлап җазалиялайду.”
Ли хоңкуән йәнә, нормал тор паалийити билән тор террорлуқ һәрикитиниң пәрқлиқ икки хил уқум икәнликини, бирақ хитай һөкүмитиниң уйғурларға кәлгәндә бу икки хил уқумни арлаштуривәткәнликини билдүрди.
Ли хоңкүән мундақ дәйду: “тор террорлуқиниң ениқлимиси наһайити қаттиқ. Мәсилән, сиз җоңнәнхәйгә, дөләт органлириға яки коммунистик яшлар иттипақиниң ториға һуҗум қилип, бу торни бузувәттиңиз, нурғун учурларни оғрилап кетип, бу торни паләч һалға чүшүрүп қойдиңиз дәйли, мана бу тор терорлуқи, мана бу тор бузғунчилиқидур. Мана буни тор террорлуқи десә бир гәп. Қарши тәрәпкә әмили бузғунчилиқ кәлтүрүп чиқарса, қарши тәрәпниң нурғун мәхпий учурлирини оғрилап кәтсә, буни тор терорлуқи десәк болиду.”
Әмма ли хоңкүәнниң қаришичә, хитай һөкүмити террорлуқ, дәватқан нурғун нәрсиләр террорлуқ әмәс. У, буни хитай аманлиқ күчлириниң көпләп муқумлиқ пули елиш үчүн ойдуруп чиқириватқанлиқини илгири сүрди.
Ли хоңкүән: “ униң муқумлиққа аҗратқан пули наһайити көп. Хитайниң муқимлиқ пули униң һәрбий хам чотидинму җиқ. Сақчи органлири бу пулдин пайдилиниш үчүн шинҗаң мәсилисини көптүрүп көрситиватиду. Қәйәрдә уйғур көрсә, шу йәрдә террорлуқ бар, маңа пул керәк, дәватиду. Әмәлийәттә буниң террорлуқ әмәсликини уларму билиду. Улар уйғурларға увал қиливатиду”дәп көрсәтти.
Сичүән өлкилик җ х назаритиниң ашкарилишичә, мәзкур өлкидә бу йил паш қилинған 9 террорлуқ делоси ичидики 7 типик тор террорлуқ дилосиниң қалған 5 и, хитай пуқралириға четишлиқкән.
“җуңго хәвәрләр ториниң учурида, тор террорлуқиға аит бу 5 делониң охшашла чәтәл террорлуқ син көрүнүшлирини, һөҗҗәт, материяллирини чүшүрүш, тарқитиш, көрүшкә даир вәқәләр рикәнлики, уларниң қануни җавабкарлиққа тартилғанлиқини билдүргән.