Муһәммәтели нияз: “түркийәдин қайтқан һәдәм хәйригүл нияз вә акилирим тутқунда”

Мухбиримиз меһрибан
2018.10.24
xeyrigul-niyaz-305.jpg Түркийә мармара университетида хәлқара тиҗарәт кәспидә магистирлиқни түгитип, үрүмчидә саяһәт ширкити ачқан хәйригүл нияз ханим. Тутқун қилинип, 8 йил кесилгән.
Muhemmetéli Niyaz teminligen

Түркийәдә магистирлиқ унвани үчүн оқуғандин кейин германийәгә келип йәрләшкән уйғур яш муһәммәдели ниязниң билдүрүшичә, униң түркийә мармара университетида хәлқара тиҗарәт кәспидә магистирлиқни түгитип үрүмчидә саяһәт ширкити ачқан һәдиси хәйригүл нияз тутқун қилинип 8 йил кесилгән. Муһәммәт ели ниязниң билдүрүшичә у йәнә юртидики икки акисиниңму тутқунда икәнлики һәққидики хәвәрни алған. Диққитиңлар меһрибан тәйярлиған программиниң тәпсилатида болсун.

Хитай даирилириниң алдинқи йилларда мисир, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни юртлириға мәҗбурий чақиртип кетип, тутқун қилғанлиқиға аит хәвәрләр оттуриға чиққан иди. Йеқинда игилигән әһваллардин илгирики йилларда бу дөләтләрдә оқуғандин кейин юртлириға қайтип өз алдиға игилик тиклигән бир түркүм уйғур яшлириниңму тутқун нишани қилинғанлиқи һәққидики учурлар көпәйди.

2011-Йили түркийә дөләтлик оқуш мукапатиға еришип, истанбулдики мармара университетида хәлқаралиқ тиҗарәт кәспидә магистирлиқ унвани үчүн оқушни тамамлиғандин кейин, үрүмчигә қайтип саяһәт ширкити ачқан хәйригүл ниязниң тутқун қилиниши әнә шу хил паҗиәләрниң бири.

Һазир германийәдә муһаҗирәттә яшаватқан муһәммәдели нияз әпәнди, 2015-йили оқушини тамамлап юртиға қайтқан һәдиси хәйригүл ниязниң 2017-йил 5-айда тутқун қилинғанлиқи һәққидә өзи игилигән әһвалларни аңлатти.
Муһәммәд ели нияз әпәндиниң билдүрүшичә, түркийә дөләтлик оқутуш мукапатиға еришкән хәйригүл нияз, 2011-йили йил ахири, йәни 11-12-айларда мәзгилидә истанбул мармара университетидики оқушини башлиған. Таки оқуши түгигәнгә қәдәр түркийәдики һечқандақ тәшкилатниң сиясий паалийәтлиригә қатнашмай, оқуши биләнла болған хәйригүл нияз 2015-йили үрүмчигә қайтип кетип бир мәзгил саяһәт ширкәтлиридә ишлигән. 2016-Йил бешида, мәхсус түркийә саяһити мулазимити билән шуғуллинидиған “ниса саяһәт ширкити”ни қуруп тиҗарәт башлиған. Әмма 2017-йил 3-4-ай мәзгилидә хәйригүл нияз германийәдики иниси муһәммәдели ниязға өзиниң үрүмчи сақчи даирилириниң аварә қилишиға учриғанлиқи һәққидики әһвалларни ейтқан. 2017-Йил 4-айниң 30-күни һәдә -ининиң тордики ахирқи учришишидин кейин хәйригүл нияз ғайиб болған. Шундин кейин муһәммәдели нияз һәр хил йоллар арқилиқ сүрүштүрүп, һәдиси хәйригүл ниязниң 2017-йил, 5-айниң бешида тутқун қилинғанлиқи, кейин юрти ақсуниң тоқсу наһийәсигә елип кетилип, 8 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинғанлиқи, у қурған “ниса саяһәт ширкити” ниңму буйруқ билән тақилип, барлиқ-мал мүлүклириниң мусадирә қилинғанлиқидин хәвәр тапқан.

Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән түркийәниң истанбул шәһиридин зияритимизни қобул қилған ш ш әпәнди, нөвәттә түркийәдә магистирлиқ оқушини давамлаштуруватқан уйғур оқуғучиларниң бири болуп, у хәйригүл ниязни йеқиндин тонуйдиғанлиқини билдүрди.

У баянида өзи түркийәгә оқушқа кәлгән мәзгилидә, хәйригүл ниязниң өзигә һәр җәһәттин һәдиләрчә ғәмхорлуқта болғанлиқини билдүрди. У, түркийәдики мәзгилидә мәктәптә оқуши биләнла алдираш өткән, әтраптики достлири вә тонушлириға нисбәтән қизғин, ярдәм сөйәр тәсир қалдурған хәйригүл ниязға охшаш бир билим игисиниңму тутқун қилинип җазалиниши, уйғур диярида нөвәттә чәтәлләрдә оқуған уйғур зиялийлириниң тутқун нишаниға айланғанлиқидәк қорқунчлуқ вәзийәтни көрситидиғанлиқини тәкитлиди.

Муһәммәдели нияз әпәнди йәнә башқилардин аңлиған учурлардин, һәдиси хәйригүл нияздин башқа уйғур елидики қериндашлиридин йәнә чоң акиси йүсүп нияз вә кичик акиси яқуп ниязларниңму тутқун қилинғанлиқи һәққидә хәвәр алғанлиқини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, 1977-йили туғулған чоң акиси йүсүп нияз йүк аптомобили шопури болуп, у 2015-йил бешида тутқун қилиништин илгири компютер мулазимәт ширкити ачқан икән. 2016-Йил 1-ай мәзгилидә униң 4 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи хәвири кәлгән. Әмма 2018-йили 3-ай мәзгилидә йәнә униңға 8 йиллиқ җаза муддити қошулғанлиқи хәвири уқтурулған. 1981-Йили туғулған кичик акиси яқуп ниязму 2017-йил 5-ай мәзгилидә тоқсуда башланған тутқун қилиш шамилида тәрбийәләш мәркизи намидики җаза лагериға елип кетилгән.

Биз муһәммәдели яз тәминлигән учурға асасән униң юрти болған ақсуниң тоқсу наһийәси юлтуз кочисидики аһалиләр комитети вә сақчиханиларға телефон қилған болсақму, әмма телефонларниң бәзилири уланмиди, бәзилири уланған болсиму әмма хизмәтчи хадимлар бу аилидин тутқун қилинғанлар һәққидә җаваб беришни рәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.