Йеңисарда йүз бәргән 9-май учар вәқәсиниң тәпсилати ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.05.21
seriqbuya-baziri-305.png Сериқбуя базири
RFA/Arslan

Вәқә садир қилғучи алим әбәй маралбешида сериқбуя вәқәси йүз берип тутқун башланғандин кейин, мәзкур мәйданниң сақчилири тәрипидин издәлгән. Алим әбәй өзини далдиға елиш үчүн, йеңисарниң учар йеза 7-кәнтидики қейнатиси һашим сидиқниң өйигә мөкүнгән.

Йеқинда уйғурбиз тор бети, йеңисар наһийисиниң учар йезисида өй ахтуруватқан дөләт вә мәһәллә хизмәтчилири билән мәлум бир өйдики бир киши арисида тоқунуш йүз бәргәнлики, тоқунушта тәкшүрүлгүчи вә тәкшүргүчи болуп икки тәрәптин җәмий 3 киши өлгәнлики хәвәр қилинған иди.

Әмма хитай мәтбуатлири бу һәқтә һазирғичә һечқандақ мәлумат бәрмигән. Мухбиримизниң бүгүнки игиләшлиридә, шу күнки вәқәниң тәпсилати ашкариланди. Мәлум болушичә, шу күнки вәқәдә алим әбәй исимлик бир гумандар өзини сақчиға елип бармақчи болған кәнт мәсуллири мәмтимин тохсун билән әнвәр обулқасимни пичақлап өлтүргән. Өй тәкшүргүчиләр ялливалған мәһәллә аманлиқ хадимлири алим әбәйни уруп қаттиқ яриландурған. Алим әбәй дохтурханида җан үзгән. Алим әбәйниң аяли нуримангүл һашимму йолдишини аманлиқ хадимлириниң һуҗумидин қоғдаш давамида зәхимлинип һаятидин айрилған.

Биз алди билән йеңисар наһийисиниң учар йезисиға телефон қилип, йеза башлиқи қәйсәр әләмшаһтин мәлумат игилидуқ. У вәқәниң баш-ахири һәққидә төвәндикичә мәлуматларни бәрди. Униң баян қилишичә, вәқә садир қилғучи алим әбәй, йеңисар тәвәликидики йеза игилик 3-девизийә 43-полкиниң шәрқ шамили (дуңфең) деһқанчилиқ мәйданиға нопуслуқ болуп, у маралбешида сериқбуя вәқәси йүз берип тутқун башланғандин кейин, мәзкур мәйданниң сақчилири тәрипидин издәлгән. Алим әбәй өзини далдиға елиш үчүн, йеңисарниң учар йеза 7-кәнтидики қейнатиси һашим сидиқниң өйигә мөкүнгән. 5-Айниң 9-күни наһийә вә кәнт кадирлиридин тәшкилләнгән өй тәкшүрүш гурупписи һашим сидиқниң өйигә тәкшүрүшкә кәлгәндә дәсләптә у арқа тамдин атлап қечишқа урунған; лекин өзиниң тәкшүргүчиләр тәрипидин байқалғанлиқини сәзгәндин кейин қечиштин ваз кечип, өй тәкшүргүчиләрниң алдиға тәшәббускарлиқ билән кәлгән вә чирайлиқчә көрүшкән. Кәнт мәсуллири алим әбәйни сақчиға берип өзини тизимлитишқа буйруған; у буйруққа асасән өйидин айрилип 20-30 метирчә маңғандин кейин өзини ялап елип кетиватқанлардин аввал кәнт секретари мәмтимин тохсунниң, андин кәнт башлиқи әнвәр обулқасимниң гелиға пичақ урған. Иккисиниң шу замат җан үзгәнликини көргән ой тәкшүрүш гурупписидики хитай башлиқлар мәйдандин қечишқан вә наһийә, йезилиқ сақчи хадимлирини ярдәмгә чақирған. Алим әбәй вәқәдин кейин қечишқа тәмшәлгәндә, өй тәкшүргүчиләр ялливалған 7 нәпәр мәһәллә аманлиқ хадимлири уни қоршап калтәк-чомақ билән һуҗум қилип бойсундурушқа урунған. Алим әбәй уларғиму қаршилиқ көрситип бирини яриландурған. Өзиму еғир ярилинип, дохтурханида җан үзгән.

Вәқәдә өлгүчи кәнт мәсуллириниң аилә-тавабиатлириға һөкүмәтниң орунлаштуруши бойичә вәз-нәсиһәт елип барған диний затлардин езиз қараҗим билән пәйзулла қаримму бу һәқтә мәлумат бәрди.

Уларниң билдүрүшичә, вәқәниң баш-ахири йеза башлиқи қәйсәр әләмшаһниң баянлири билән асасән охшаш болуп, вәқә садир қилғучи алим әбәй әслидә йеңисар наһийисидики қарақуз дегән җайда мотсиклит ремонтханиси ечиватқан икән. Йәнә уларниң баян қилишичә, илгири у көп қетим учар йезисиға келип қейнатисиниң деһқанчилиқ ишлириға ярдәмләшкән. Бу диний затлар, алим әбәйниң шу чағдики йүрүш-туруш вә қияпәтлиридә бундақ бир вәқә садир қилғудәк миҗәз-характер аламәтлириниң байқалмиғанлиқини билдүрүшти.

Йеза башлиқи қәйсәр әләмшаһниң наһийәлик һөкүмәт тәрипидин тарқитилған вәқәгә алақидар уқтуруш вә һөҗҗәткә асасән баян қилишичә, алим әбәй маралбеши вәқәсигә четишлиқ дәп қарилип сақчилар тәрипидин издиливатқан болуп, униң 22 шерики барлиқи, булардин 16 синиң тутқун қилинғанлиқи, иккисиниң өлтүрүлгәнлики, қалғанлириниң қечип йүрүватқанлиқи баян қилинған.

Хитай маралбеши вәқәси һәққидики мәлуматлирида вәқә садир қилғучи гумандарларниң 25 кишилик бир гуруһ икәнликини, уларниң бир қисми өлтүрүлгәндин башқа, қалғанлири тутулғанлиқини ашкарилиған. Бу қетим һөкүмәтниң йеңисардики вәқәгә мунасивәтлик мәлуматлирида алим әбәй вә сәпдашлириниң 2 йилдин буян ғазат үчүн түрлүк тәйярлиқларни елип барғанлиқи, бу қетим маралбеши вәқәси йүз бәргәндин кейинки тутқунда буларниңму байқилип тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.