Онсу чағрақниң бир кәнтидә һәр бәш кишидин бириниң назарәт астида икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.04.20
xoten-namaz-jamaet-305.png Хотәндики җамаәт
AFP

Алдинқи һәптә иҗтимаий таратқуларда ақсуниң онсу наһийә чағрақ йезисидики абдурахман қари исимлик бир имамниң қизиниң тойида һарақ бәрмигәнлики үчүн диний әсәбийлик билән әйиблинип 3 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә хәвәр тарқалған иди. Мухбиримизниң бу әһвал һәққидики ениқлашлири давамида, мәзкур учурниң тоғрилиқи техи дәлилләнмигән болсиму, әмма, чағрақниң 2-кәнтидә өткән икки йилда 15 кишиниң сиясий сәвәб билән қамаққа елинғанлиқи, уларниң биваситә вә васитилик туғқанлири болуп 289 кишиниң нөвәттә қаттиқ назарәт астида икәнлики ашкариланди.

Йәрлик орунларға телефон қилғинимизда, йезилиқ сақчихана хадимлири вә кәнт секретарлири абдурахман қари исимлик бириниң кимлики вә иш-изидин хәвәрсизликини ейтти. Әмма чағрақ 2-кәнт аманлиқ мудири өз тәвәликидин өткән 2 йилда 15 кишиниң диний әсәбийлик, миллий өчмәнлик вә һиҗрәт ғәрәзлик дегәндәк гуманлар билән тутқун қилинғанлиқи, һазирғичә болардин 7 нәпириниң үстидин һөкүм чиқип алди 11 йил, арқиси 3 йил кесилгәнлики, қалғанлириниң һөкүминиң күтүлүватқанлиқи қатарлиқларни ашкарилиди.

Униң баян қилишичә, кәнттә бу 15 кишигә йирақ-йеқин уруқ-туғқандарчилиқи бар 65 аилә, 289 нопус бар болуп, булар нөвәттә қаттиқ назарәт астида икән. Бу 289 киши һәр җүмә күни йиғивелинип, уларға сиясий тәрбийә елип берилғандин башқа, булар кәнттин сиртқа чиқса даириләрдин рухсәтнамә алидикән вә телефонлири алақидар даириләр тәрипидин тиңшилидикән.

Материялларда көрситилишичә, онсу наһийисиниң чағрақ йезисиниң нопуси 14 миң болуп, бу нопус 8 кәнт, бир аһалиләр райониға бөлүнгән. Буниңдин қариғанда, чағрақ йезисиниң һәр бир кәнтидә оттура һесаб билән 1500-1800 арисида аһалә олтурақлашқан. Демәк юқириқи бир кәнтниң өзидә 289 кишиниң назарәт астида яшаватқанлиқи нөвәттә чағрақ һәр бәш кишидин бириниң нишанлиқ һалда назарәт астида ясаватқанлиқини ашкарилимақта.

Йиллардин бери, муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләр баянат вә доклатлирида уйғур районини үсти очуқ түрмигә охшитип кәлгән, әмма хитай тәрәп уйғур районида барчә милләтләрниң иттипақ вә раһәт яшап келиватқанлиқини илгири сүрүп келиватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.