Даңлиқ исимшунас мутәллип сидиқ қаһириму тутқунда

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.11.22
mutellip-sidiq-qahiri.jpg “қәшқәр университети илмий журнили” ниң сабиқ баш муһәррири, пенсийәгә чиққан пешқәдәм маарипчи вә исимшунас мутәллип сидиқ қаһири әпәнди
Oqurmen Teminligen

Мухбиримизниң тутқундики уйғур зиялийлар һәққидә елип бериватқан ениқлашлири давамида “уйғур киши исимлири қамуси”, “әрәб тилини муәллимсиз өгиниш” қатарлиқ китабларниң түзгүчиси, “қәшқәр университети илмий журнили” ниң сабиқ баш муһәррири, пенсийәгә чиққан пешқәдәм маарипчи вә исимшунас мутәллип сидиқ қаһириниңму тутқунда икәнлики дәлилләнди.

Қәшқәргә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида вәзийәттин хәвәрдар кишиләр юқириқи китабларниң түзгүчиси мутәллип сидиқ қаһириниңму тутқунда икәнликини мәлум қилди. Әмма қәшқәр университетиниң қоғдаш бөлүми мудири мутәллип сидиқ қаһири вә униң әһвалидин хәвәрсизликини ейтти.

Тор архиплиридин мәлум болушичә, уйғур районида буниңдин бирқанчә йил илгири тарқитилған “мәдәнийәт бостани” намлиқ бир телевизийә мәхсус программа сәһиписидә исимшунас мутәллип сидиқ қаһири билән мәхсус бир сөһбәт программиси өткүзүлгән.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, даириләр мутәллип сидиқ қаһирини уйғур исимлири тәтқиқати арқилиқ уйғурларда әрәб тили қизғинлиқи вә диний кәйпият йүксәклики пәйда қилиш, бу арқилиқ “миллий бөлгүнчилик” кә қутратқулуқ қилиш гумани билән тутқун қилған икән.

Қәшқәр университетиниң сақчи хадими мутәллип сидиқ қаһириниң тутқунда икәнлики һәққидә мәлумат берәлмигәндин кейин, биз университетниң малийә бөлүми мааш тарқитиш ишханисиға телефон қилдуқ. Мәзкур ишханиниң боғалтири мутәллип сидиқ қаһириниң өткән айдин башлап маашиниң тохтитилғанлиқини ашкарилиди.

Биз униңдин маашниң немә үчүн тохтитилғанлиқини сориғинимизда у буниң сәвәби һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Бу хадим мутәллип сидиқ қаһириниң тутқун қилинғанлиқини инкар қилмиди, у бу һәқтә университет кадирлар бөлүмидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.

Уйғур аптоном районида нәшр қилинидиған “тил вә тәрҗимә” журнилиниң 2009‏-йилдики санида исимшунас мутәллип сидиқ қаһири мәхсус тонуштурулған. Тонуштурушта дейилишичә, мутәллип сидиқ қаһири 1991‏-йилидин 2010‏-йилиға қәдәр “қәшқәр педагогика институти илмий журнили” иҗтимаий пән қисминиң 20 йиллиқ муавин баш муһәррири вә муавин мудири болуп хизмәт қилған.

У 1993‏-йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 1989 ‏-1990-Йиллири мисирда әрәб тилидин билим ашуруш пурситигә еришкән тәтқиқатчи мутәллип сидиқ мисирдин қайтқандин кейин кейин “аһ, нил дәряси”, “мисирдики түркләр” қатарлиқ әдәбий хатириләрни елан қилған.

Вәзийәттин хәвәрдар киши мутәллип сидиқ қаһириниң мушу язмилири сәвәпликла әйни йилларда мәктәптә сиясий җәһәттин гуманлиқ дәп қарилип кәлгәнлики, гәрчә 20 дин артуқ китаби нәшр қилинған болсиму, профессорлуқ унвани берилмигәнликини илгири сүрди.

Университет қоғдаш бөлүмигә қарита изчил елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида қәшқәр университетидин тутқун қилинған зиялийлар арисида мутәллип сидиқ қаһириниңму барлиқи дәлилләнди.

Соал: қәшқәр университетиниң қайси ишханиси бу?

Җаваб: тел-камера ишханиси.

Соал: бу университет қоғдаш бөлүминиң бир тармиқиму?

Җаваб: шундақ.

Соал: мутәллип сидиқ қаһири дегән киши мушу университеттин тәкшүрүлүватқан вә тутулғанлар арисида барму?

Җаваб: бар.

Соал: тутулушиға қайси китаби сәвәб болди?

Җаваб: уни уқмаймән.

“тил вә тәрҗимә” журнилидики тонуштурулушта дейилишичә, мутәллип сидиқ қаһири “әрәб тилидин асас” намлиқ 3 томлуқ китабиниң 3‏-қисмини, йәни 650 миң хәтлик бир китабини һөсни хәт шәклидә йезип чиққан вә қол язма һалитидә бастуруп тарқатқан. У бу әмгики нәтиҗисидә қәләмдашлири арисида “иҗтиһатлиқ тәтқиқатчи” дәп нам алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.