Атушта сақчилар зораванлиқ вәқәсиниң сүрүштүрүлмәслики сәмәт һаҗим җәмәтини ғәзәпләндүрмәктә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.03.31
bigunah-uyghur-saqchi-305.jpg Хитай сақчилириниң кочида пуқраларни тутқун қилиш көрүнүши. 2009- Йили июл.
RFA

24-Март күни атушта йүз бәргән хитай алаһидә сақчилириниң зораванлиқ вәқәси аридин 7 күн өткән болсиму, та бүгүнгичә сүрүштә қилинмиған. Вәқәдә уруп чала өлүк қилинған ниҗат сәмәтниң дадиси сәмәт һаҗим алдинқи күни шәһәрлик сақчи идарисиниң интизам тәкшүрүш бөлүмигә кирип, зораван сақчилар үстидин шикайәт қилған болсиму, хитай бөлүм башлиқи сәмәт һаҗимниң шикайитигә қулақ салмиған, әксичә ишханисидин иттирип чиқиривәткән. Бу әһвал сәмәт һаҗим җәмәтиниң ярисиға туз болуп чечилған. Вәқәдин ғәзәпләнгән сәмәт һаҗимниң җәмәти бу һәқсизликкә лайиқида инкас қайтурмақчи болғинида, вәқәдә зәхимләнгүчи ниҗат сәмәтниң идарә башлиқлири ниҗат сәмәткә игә чиқидиғанлиқ вәдиси билән тосуп қалған. Мухбиримиз бүгүн атуш шәһәрлик сақчи идарисиниң интизам тәкшүрүш бөлүмигә телефон қилғинида алақидар хадим өзиниң бу һәқтә пикир баян қилалмайдиғанлиқини етирап қилған.

Бүгүн атушта алаһидә сақчиларниң уйғур хизмәтчи ниҗат сәмәтни уруп чала өлүк қилип қоюш вәқәси йүз бәргинигә бир һәптә болди. Биз ниҗат сәмәтниң әһвали вә вәқәниң тәрәққиятини билип беқиш үчүн зиянкәшликкә учриған аилигә қайта телефон қилдуқ:

Соал: бүгүнгичә сақчилар, ниҗат сәмәтни немә үчүн мотсиклиттин тохтатқанлиқи һәққидә бир нәрсә дедиму?
Җаваб: яқ, һечнәрсә демиди.
Соал: ниҗат сәмәткә артилған гәп яндурдуң дегәндин башқа гунаһ яки хаталиқтин хәвириңлар болдиму?
Җаваб: яқ. Оғлумниң сақчилар келип мотсиклитиниң ачқучини тартивалғанда, немишқа тартивалисән, я кинишкисиз һәйдимисәм, я тезликини ашурмисам, дәп сориғанла гунаһи бар.
Соал: урған сақчилар үстидин шикайәт қилип берип бақмидиңизму?
Җаваб: бардим. Шәһәрлик сақчиниң интизам тәкшүрүш бөлүмигә бардим. Ишханида бир хәнзу сақчи бар икән. У “оғлуң қанунсизлиқ қилипту, сақчиларни урупту” дәйду. Мән дедим “оғлум қанунсизлиқ қилған болса, дөләтни қанун билән башқуруш дәватқан болғандикин, тутуп сорап җазалимамсиләр, немишқа урисиләр, алдиңларға әкәлгәнниң гунаһиму бу?” дедим, у сақчи мени ишханидин иттирип чиқиривәтти. Қаттиқ хорлуқ һес қилдим, йәнә ойлисам бақидиған балилирим барикән, шуңа аччиқимни ютуп йенип чиқтим.

Биз, сақчилар зораванлиқи вәқәсиниң алақидар органлар тәрипидин сүрүштә қилинған-қилинмайватқанлиқини билип беқиш үчүн, сәмәт һаҗи чиқириветилгән мәзкур ишханидики бир хадимға телефон қилдуқ. Хадим, өзиниң бундақ бир мәсилә һәққидә гәп қилалмайдиғанлиқини етирап қилди:

Соал: сиз әнвәр аблимитму?
Җаваб: мән шу.
Соал: сиз мушу атуш шәһәрлик сақчиниң интизам тәкшүрүш бөлүминиң хадими, тоғриму?
Җаваб: тоғра, мән шу.
Соал: аңлисақ, өткән йәкшәнбә алаһидә сақчилар тәрипидин уруп яриландурулған ниҗат сәмәтниң аилиси сақчилар үстидин шикайәт қилип силәрниң ишханаңларға берипту вә ишханаңлардин мәҗбурий иттирип чиқириветилипту? бу иш растму?
Җаваб: бу һәқтә мән өзүмниң башлиқидин башқа һечкимгә гәп қилип берәлмәймән, мәндин бу ишни соримаң, болди телефонни қойдум.

Соал: сәмәт һаҗим, һазир шу сиз иттирип чиқирилған ишханиға телефон қилдуқ, у йәрдики адәм бу һәқтә өзиниң һечнемә дейәлмәйдиғанлиқини, гәп қилиш һоқуқи йоқлуқини етирап қилди. Әмди силәрниң өзүңларниң пәрәз қилишичә, вәқәдә мотсиклиттин башқа, ниҗат сәмәтниң мотсиклитиниң арқисида олтурған ишләмчи биләнму алақиси бардәкму?
Җаваб: яқ, униму билмидуқ, у кишини балам әсли тонумайдикән, ишләп йолда пиядә қайтиватқинини көрүп мотсиклитиниң арқисиға еливаптикән. Оғлум инсапи бар, әхлақлиқ бир бала иди.
Соал: һазир силәрниң уруқ-туғқанларниң инкаси қандақ?
Җаваб: һәммиси қайнап туруқлуқ, ғәзәплири өрләп, мән тосуп туруватимән, аддийси 90 яшлиқ апам бар, шуму мушу тапта областлиқ һөкүмәтниң алдиға берип ятимән дәп туриду.
Соал: туғқанлириңизниң ичидә бу ишни сорап-сүрүштә қилғудәк кишиләр бар дәйсиз?
Җаваб: бар, чоң җәмәт биз, мушу тапта аран-аран туруватиду өзини туталмай.
Соал: туғқанлириңиз оғлиңизниң яридар һалитини көрдиму?
Җаваб: көрди, түнүгүн йәнә бирмунчә җамаәт кирип көрди, һәммиси “мушундақму қиливетәмду” дейишиватиду.

Юқирида 24-март күни атушта йүз бәргән сақчилар зораванлиқи вәқәси һәққидә толуқлима мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.