Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (25)
1965-Йилиниң башлирида низамидин һүсәйин хитайниң шәрқий-шимал өлкилиригә қечип берип, харбиндики бир кала фермисиға йәрлишиду.
-
Мухбиримиз қутлан
2019-03-12 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Йигирмә бәшинчи қисим: “мени бейҗиңда сәйпидин әзизи тутқузувәтти”
1965-Йилиниң башлирида низамидин һүсәйин хитайниң шәрқий-шимал өлкилиригә қечип берип, харбиндики бир кала фермисиға йәрлишиду. Һалбуки, узун өтмәйла у уйғур аптоном районидин харбинға екскурсийә үчүн барған бир өмәк тәрипидин байқилип қалиду. Буниң билән у бала-чақилирини елип хитай чеграсидин өтүп, сабиқ советлар иттипақиниң йирақ шәрқ өлкилиригә чиқип кәтмәкчи болиду. Әмма хитай чегра понкитида йәнә тутулуп, аилиси бойичә бейҗиңға ялап елип берилиду.
Бу җәряндики вәқәләрни кичикидә ата-анисиниң еғизидин көп қетим аңлиған җүрәт низамидин пүтүн аилисидики ака-ука, ача-сиңил балиларниң бу қисмәтләрни тәң көрүп чоң болғанлиқини, өзиниңму шу йиллири әмдила 2 яшқа киргән қучақтики бир бовақ икәнликини тилға алди.
1990-Йилларниң оттурилирида низамидин һүсәйин әпәндиниң қешида болған шагиртлиридин изчи һәбибулла халиқ нөвәттә германийәдә панаһланмақта. У ашу йилларда низамидин әпәндиниң еғизидин аңлиған қачқунлуқ һекайилири ичидә уларниң бейҗиңдики кәчмишлири баян қилинған деталларниң һелиму есидә миқтәк турғанлиқини тилға алиду. Униң баян қилишичә, низамидин һүсәйин әпәндиниң шу қетим бейҗиңдики “шинҗаң иш беҗириш башқармиси” да тутқун қилинишида сәйпидин әзизиниң биваситә қоли бар икән.
Мәрһум низамидин һүсәйин әпәнди ашу мудһиш заманда хитай өлкилиридики узунға созулған қачқунлуқ вә риязәтлири һәққидә өз әслимисидә зади немә дәйду?
Җүрәт низамидин узундин буян өз қешида сақлап кәлгән дадисиниң түрмә хатирилирини бәтму-бәт варақлап, дадисиниң бейҗиңда тутқун қилинишниң алди-кәйнидики җәрянларни оқуп өтти. Хатиридә йезилишичә, низамидин әпәндиниң бейҗиңда тутулуп қелишиға униң әйни вақиттики уйғур аптоном райониниң рәиси сәйпидин әзизи билән бейҗиңдики “шинҗаң иш беҗириш башқармиси” учришип қелиши пилта болған икән.
Низамидин һүсәйинниң әслимисидә баян қилинишичә, 1965-йили 2-айда сәйпидин әзизи хитай өлкилиридә қечип йүрүп җан сақлаватқан низамидин һүсәйинни бейҗиңда тасадипий учритип қалиду вә қаттиқ чечилиду. У низамидин һүсәйинниң делосиға қайта қарап чиқиш илтимасини кәскинлик билән рәт қилип, мундақ дәйду: “сәндәк түзүлмәс әшәддий йәрлик милләтчини партийә-һөкүмитимиз турмақ, һәтта яратқан худайиңларму кәчүрмәйду!”
Сәйпидин әзизиниң сақчи чақиртиши билән бейҗиң шәһәрлик җ х идарисидин әвәтилгән 3 лата пикап бейҗиңдики шинҗаң иш беҗириш башқармисиға дәрһал йетип келиду. Низамидин һүсәйинниң ханими қучиқидики икки яшлиқ җүрәтни йолдишиниң қучиқиға ташлап берип, “әгәр бизни айриветип йолдишимни елип кетидиған болсаңлар, пикапниң астиға өзүмни ташлап өлүвалимән” дәп йиға-зарә қилиду. 5 Бала тәрәп-тәрәптин йиғлап әтрапни бешиға кийиду. Низамидин әпәндини айрип алалмиған сақчилар, уларниң пүтүн аилисини 3 пикапқа селип биллә елип меңишқа мәҗбур болиду.
Низамидин һүсәйин әпәнди өзиниң түрмидә йезип қалдурған әслимисидә ашу қетимқи бейҗиңда тутқун қилиниш җәряни һәққидики вәқәләрни мундақ баян қилиду: “улар мени бейҗиңдики шинҗаң иш беҗириш башқармисида қолға алди. Сақчилар әр-аял иккимиз вә чөчүридәк 5 балимизни 3 лата пикапқа селип, бейҗиң шәһәрлик җ х идарисиниң 13-башқармиси биваситә башқуридиған лугочяв түрмисигә елип беришти. Шундақ қилип, сәйпидин әпәнди мени бейҗиңда тутқузувәтти…”
1980-Йилларниң ахирлиридин 1990-йилларниң башлириғичә мәрһум низамидин әпәнди билән йеқин мунасивәт орнитип, униң чоңқур тәсиригә учриған долқун әйса устази низамидин һүсәйинниң 20-әсир уйғур тарихида кәм тепилидиған бир үлгә икәнликини, униң 20 йиллиқ түрмә һаятида 11 қетимдәк түрмидин қачқанлиқини вә һечқачан хитайниң реҗимиға бой бәрмигән бир киши икәнликини тәкитләйду.
(Давами бар)