Уйғур қизи әләнур турғанова бокстин дуня чемпийони болди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.11.07
elanur-turghanova-boks-09

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-13

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-12

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-11

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-10

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-08

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-07

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-06

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-05

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-04

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-03

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-02

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

elanur-turghanova-boks-01

Бокс бойичә яшлар арисида дуня чемпийони атиқиға сазавәр болған әләнур турғанова. 2024-Йил, ноябир, қазақистан RFA/Oyghan

Қазақистан уйғур өсмүрлириниң тәнһәрикәтниң бокс, жю-житсу, йәни биразилийәчә әркин муштлишиш, кик-боксиң, йәни пут-қоли билән әркин муштлишиш, карате, йәни қаидисиз челишиш, чамбашчилиқ вә муштлишиш, гимнастика һәм башқиму түрлири бойичә асия вә дуня мусабиқилиридә чоң нәтиҗиләргә еришип келиватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә қазақистанниң аммиви ахбарат васитилиридиму йорутулуп, уйғурларни хушал қилмақта.

5-Ноябир күни алмута шәһириниң хәлқара айропортида черногорийә, йәни қаратағ җумһурийитиниң будве шәһиридә бокс бойичә яшлар арисида өткән дуня мусабиқисиниң чемпийонлири дағдуғилиқ қарши елинди. Шуларниң арисида алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң қорам йезисида 2006-йили туғулған 18 яшлиқ уйғур қизи әләнур турғановаму болди. Әләнурниң бу қетим еришкән утуқи мәмликәтниң бир қатар мәтбуатлирида хәвәр қилинди.

 “қазақистан 365” тор гезитидә мундақ дейилгән: “қазақистанлиқ боксчи әләнур турғанова черногорийә будведики яшларниң дуня мусабиқисидә әлгә төтинчи алтун медални елип кәлди. Ахирқи 50 килогирамғичә болған салмақтики йәкмуйәк елишишта турғанова иреландийәлик карла пик билән күч синишип, ғәлибигә еришти. Тәкитләш керәкки, әләнур турғанова алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсидә туғулуп, чоң болған”.

Радийомиз зияритини қобул қилған қорам оттура мәктипиниң уйғур тили вә әдәбияти муәллими гүлчәһрәм садирова ханим мундақ деди: “мән әләнурниң 5-синиптин башлап синип йетәкчиси болдум. Әләнур кәмсөзлүк, кичик пеил қиз болди. Синиптики өткүзүлгән паалийәтләргә актип қатнишип йүрди. Бокс билән 7-синиптин башлап шуғуллиниватиду. Алди билән наһийәлик, вилайәтлик байқашларға мәктәп намидин қатнишип, мукапатлиқ орунларни елип йүрди. Даим мәшиқ қилип йүрәтти. Мән әләнурниң боксқа қизиқишини көрүп, ‛бу, қизларниң иши әмәс, қизларға лайиқ ишни тутуң‚ дәп қояттим. Әмма әләнур ‛устаз, мән бәрибир чемпийон болимән!‚ дегән мәқсити билән дуня чемпийони болди. Бу болсиму у қизниң тиришиши түпәйли әмәлгә ашти. Әләнурға олимпик чемпийони болушиға тиләкдаш болуп, күч-қуввәт вә саламәтлик тиләймән.”

Әләнурниң кичикидин бокс билән шуғуллинишида һәм униң кейинки вақитларда йәткән утуқлирида болупму униң самат ахметоф, закир абдуқадироф, һемит тохтахунофқа охшаш тиренерлири һәм устазлири муһим рол ойниғаниди. Шуларниң бири самат ахметоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “әләнур 2018-йили боксни башлиди. 2019-Йили талдиқорған шәһиридә вилайәт чемпийони болди. Қазақистан бойичә мусабиқигә йеши кичик болғанлиқтин баралмиди. 2020-Йили әләнур йәнә вилайәт бойичә чемпийон болди. Шу йили у қазақистан бойичә алмутада чемпийон болди. Шуниң билән қазақистанниң яш-өсмүрләр командиси тәркибигә кирди. 2021-Йили сербийәдә болған хәлқара мусабиқидә мис медалға еришти. Шу йили йәнә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әң чоң шәһири дубәйдә өткән яшлар вә өсмүрләр арисидики асия мусабиқисидә үчинчи орунни игилиди. Шуниңдин кейин әләнур қизимизни алмутадики тиренерларға әвәттуқ. Шу яқтин хәлқара мусабиқиләрниң чемпийони болди. Бултур қазақистан пайтәхти астана шәһиридә бокс бойичә өткән асия мусабиқисидә биринчи орунни игиләп, асия чемпийони болди. Бу йили болса, мана, өзүңлар яхши билисиләр, түнүгүнла дуня чемпийони болди.”

“қазақистан-24” телевизийә қанилиниң “бокс бойичә яшларниң дуня мусабиқиси ғалиблири алмута айродурумида күтүвелинди” намлиқ көрситишидә мундақ дәп хәвәр қилинған: “қазақистанниң бокс бойичә яшлар командиси алмутаға қайтип кәлди. Черногорийәдә өткән яшлар арисидики дуня мусабиқисиниң нәтиҗилири бойичә елимиз командиси 17, йәни 6 алтун, 1 күмүш, 10 мис медал алди. Қазақистан медал бойичә алдинқи орунға чиқти һәм өзбекистан вә русийәниң күчлүк риқабәтчилиридин узап кәтти. Сәһәрдин башлап алмута айродуруми адәмгә лиқ толған. Дуня чемпийони әләнур турғановани хушаллиқ көз яшлири билән униң уруқ-туғқанлири қарши еливалди. Ахирқи йәкмуйәк елишишта 50 килогирамғичә болған салмақта у иреландийәлик риқабәтчиси үстидин ғалибийәт қазанди.”

Әләнур турғанова мухбирларниң зияритини қобул қилип, мундақ дегән: “бу еғир синақ болди. Аҗайип бир сезим. Мән интайин хушалмән. Мән һәммәйләнниң қоллиғанлиқи үчүн миннәтдарлиқимни ейтимән”.

Әләнур турғановани 5-ноябир күни қорам йезисиниң юрт-җамаәтчиликиму дағдуғилиқ қарши алди. Бу һәқтә қорам йезисиниң чоң йигит беши қурбанҗан исламоф әпәнди хәвәр қилди. У радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “әләнур қизимиз юртниң пәхри. Мәктәптә оқуватқанда боксқа қизиқип, мәшиқләнди. Қорам мәктипигә самат дегән инимиз келип, мәшиқләндүриду. Мәктәп оқуғучилири арисида әләнур көзгә чүшүп, кейин алмутаға берип, башқа мәшиқләндүргүчиләр билән ишлиди. У йәргә берипму чоң утуқларға йәтти. 5-Ноябир күни дуня чемпийони дегән атақни елип келип, қорам юртини техиму хушаллиққа чөмдүрди. Кейин йеза һакимийитигә келиду. Йеза башлиқи турсунбай еменбайеф тәбрикләп, соғиларни тапшурғандин кейин әләнур дәсләпки мәшиқләндүргүчиси самат иккиси уруш қатнашқучилириниң бешиға қәбрисигә гүл қойди. юртта дастиханлар селинди. Һәммә йезилардин йигит башлири, ханим-қизлар алдида мушу юртниң атиси мәһәммәт қарим әләнурниң техиму чоң утуқларға йетишигә, өмриниң техиму яхши болушиға дуа қилди”.

Игилишимизчә, әләнур турғанова 2021-йили сербийәдә өткән бокс бойичә хәлқара мусабиқигә қизлардин қатнашқан бирдинбир қазақистанлиқ болғаниди. Униң утуқи қазақистан бокс бирләшмисиниң диққитидә болуп, кейинки йилларда униңға болған қизиқиш бара-бара өсти һәмдә уйғур җамаәтчиликиниңму диққитини тартқаниди. Әмди әләнурниң олимпик мусабиқилиригә қатнишиш арзусиниң бар икәнлики илгири сүрүлмәктә. 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.