Алмутада “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” хатириләнди
2022.12.13
Буниңдин бир йил илгири, йәни 2021-йили 9-декабирда әнглийәниң лондон шәһиридики “уйғур сот коллегийәси” хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп һөкүм чиқарғаниди.
Шу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи өткән йили кеңәйтилгән йиғин чақирип, 9-декабир күнини “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” қилип бекитти вә дуняниң һәр қайси җайлирида намайишлар өткүзүш тоғрилиқ қарар қобул қилди.
“уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” ни хатириләш муһаҗирәттики уйғурлар әң көп олтурақлашқан қазақистанниң алмута шәһиридиму болуп өтти. 10-Декабирда “ақжол” ресторанида алмута шәһири вә алмута вилайитидики йеза вә мәһәллиләрдин кәлгән вәкилләр болуп, 100 дин ошуқ адәм йиғилди. Мәзкур хатириләш мурасими дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллири тәрипидин уюштурулди.
Мурасимға дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили рәһимҗан мәңсуроф риясәтчилик қилди. У бу мурасим қатнашқучилириға бу қетимқи йиғилишниң мәқсәт-вәзипилирини чүшәндүрди. Андин адәттикидәк мустәқиллиқ, әркинлик, өзлириниң кишилик һоқуқлири үчүн қурбан болғанларға атап қуран тилавәт қилинди.
Хатириләш мурасимидә сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси қәһриман ғоҗамбәрди бүгүнки хәлқара вә уйғур вәзийити һәққидә тәпсилий доклат бәрди.
“уйғур ирқий қирғинчилиқи” һәққидә филим көрситилгәндин кейин “мурасим қатнашқучилири дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса вә униң орунбасари пәрһат юруңқаш билән тор арқилиқ учришиш өткүзди. Долқун әйса вә пәрһат юруңқаш әпәндиләр хитайниң уйғурлар үстидин давамлиқ йүргүзүп келиватқан бастуруш сияситиниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” дәп бекитилишиниң тарихий келип чиқиши, бу йөнилиштә дуня уйғур қурултийиниң атқуруватқан ишлири тоғрилиқ мәлумат бәрди.
Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили доктор дилнур қасимова ханим мундақ деди: “долқун әйса һәммимиз билән иллиқ саламлишип, өзиниң миннәтдарлиқини билдүрди. Чүнки һәр қандақ күрәш, инқилаб алди билән, бир тәрәптин, хәлқ қоллишиға тайиниду. Йәнә бир тәрәптин, шу хәлқниң мәниви вә маддий ярдимигә моһтаҗ болиду. У болупму қазақистан уйғурлириниң маддий қоллишиниң муһимлиқини тәкрар ейтип кәтти. ‛биз силәргә охшаш намайишларға чиқалмаймиз, йәнә немә қилип бәрсәк болиду‚ дәп сориғанларму болди.”
Дилнур қасимова йәнә мәзкур паалийәт қатнашқучилириниң уйғурларниң бүгүнки әһвали вә дуня уйғур қурултийиниң елип бериватқан иш-паалийәтлири һәққидә йеңи мәлуматлар алғанлиқини ейтти. У уйғур мәсилисиниң барғансери хәлқарада кәң миқяста етирап қилинишқа башлиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, қәһриман ғоҗамбәрди өз сөзидә қазақистан уйғурлириниң дуня уйғур қурултийини даим қоллайдиғанлиқини һәм бу йолда изчил маңидиғанлиқини билдүргән.
Алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәси ғәйрәт йезиси яшлар мәшрипи асасчилириниң бири бәхтишат мәмәтбақийеф әпәнди мундақ деди: “әлвәттә, өткән йилниң ахирида лондон шәһиридә ‛уйғур сот коллегийәси‚ ниң хитай коммунистик һакимийитиниң узун йиллардин буян хәлқимиз үстидин йүргүзүватқан әшәдий бастуруш сияситини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп һөкүм чиқарғанлиқи пүткүл уйғур хәлқиниң чоң алқишиға сазавәр болғаниди. Бу һәм уйғурларда бәхтлик келәчәккә, мустәқиллиққа, әркинликкә болған үмид-ишәнчисини пәйда қилди. Раст, биз, уйғурлар, мушуниңға хушал болуш биләнла тохтап қалмаслиқимиз керәк. Биз амалниң баричә хитайниң уйғурлар вә башқиму түрк-мусулман хәлқләр үстидин йүргүзүватқан ‛ирқий қирғинчилиқ‚ сияситини дуняға техиму паш қилиш йолида тохтимай һәрикәт қилишимиз лазим. Буниң үчүн дуня уйғур қурултийиниң көрсәтмилири бойичә барлиқимиз бирлишип, һәрикәт қилишимиз муһим әһмийәткә игә. Алмутада өткән паалийәт долқун әйса рәһбәрликидики дуня уйғур қурултийи билән бир сәптә һәрикәт қилишниң ярқин бир мисали болуп қалди, әлвәттә. Мушундақ учришишларни техиму кәң даиридә, йәни юрт-җамаәтчиликни, зиялийларни, яшларни җәлп қилған һалда үзлүксиз өткүзүп турушимиз керәк, дәп ойлаймән”.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 2009-йил 5-июл үрүмчи вәқәсиниң йүз беришиға бағлиқ қазақистанлиқ уйғурлар бир қатар иш-паалийәтләрни өткүзгәниди. Шулар ичидә қазақистанниң алмутадәк чоң шәһириниң җумһурийәт сарийида өткән намайиш көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурған иди. Униңға шәһәр вә наһийәләрдин болуп 10 миңдин ошуқ адәм қатнашти. Улар қоллириға “биз террорчи әмәс” дегәнгә охшаш шоарларни көтүрүп, үрүмчи паҗиәсиниң хәлқара тәкшүрүлүшини тәләп қилған.