Алмутада өткән бокс бойичә хәлқара мусабиқидә уйғурларму чемпийон болди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2023.05.26
dilmurat-mijitof-treneri-dolqun-kamekof-bilen-1.jpg Қазақистанниң хәлқара тәнһәрикәт маһири дилмурат миҗитоф(оңда) тренери долқун камикоф билән 2023-йил 25-май, алмута.
RFA/Oyghan

22-Майда алмута шәһиридики “достлуқ” тәнһәрикәт мәйданида бокс бойичә хәлқара мусабиқиниң ечилиш мурасими болуп, шу күндин башлап униң қатнашқучилири күч синашқа киришти. Мәзкур мусабиқә қазақистанниң тунҗи мудапиә министири, хәлқ қәһримани сағадт нурмағамбетоф хатирисигә беғишланди.

Қазақистанниң аммиви ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, мусабиқә төт күн давам қилған. Униңға қазақистан, хитай, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистанниң 25 командиси қатнашқан. Барлиқи болуп 177 боксчи 13 салмақта күч елишқан. Үч күн мабәйнидә улардин 26 тәнһәрикәтчи таллинивелип, улар 25-майда биринчи орун үчүн йәкму-йәк елишқан.

26-Майда мусабиқә аяғлишип, биринчи вә иккинчи орунларниң ғалиблири ениқланди. Мәлуматларға қариғанда, 12 боксчи биринчи орунға еришип, чемпийон болған. Уларниң исимлири мәтбуатларда елан қилинди. Шуларниң арисида уйғурларму болуп, биз шуларниң бири дилмурат миҗитоф билән алақиләштуқ.

Алмутада өткүзүлгән бокс бойичә хәлқара мусабиқидә иляр ашироф(қизил майка) риқабәтчиси билән елишмақта. 2023-Йил 25-май, қазақистан.
Алмутада өткүзүлгән бокс бойичә хәлқара мусабиқидә иляр ашироф(қизил майка) риқабәтчиси билән елишмақта. 2023-Йил 25-май, қазақистан.
RFA/Oyghan

Қазақистан җумһурийитиниң хәлқара дәриҗидики тәнһәрикәт маһири дилмурат миҗитоф әпәнди мундақ деди: “алмутада өткән хәлқара мусабиқидә төт қетим йәкму-йәк мусабиқилишип, һәммисидә йеңип, чемпийон болдум. Биринчи йәкму-йәктә қизилорда, иккинчисидә астана, үчинчисидә тараз шәһириниң тәнһәрикәтчисини йәңдим. Ахирқисида өзбекистанниң боксчисини йәңдим. Бу мусабиқидә бәш дөләтниң әң күчлүк боксчилири қатнашти. Мусабиқә бәк юқири дәриҗидә өтти. Өзүм болса, тәнһәрикәткә кичикимдин қизиқаттим. Әмди боксчи болуп, дуня мусабиқилиригә қатнишип, чемпийон болуш армини әнә шу балилиқ вақтимда пәйда болди. Өзүмни уйғур хәлқидин чиққан даңлиқ боксчи абдурешит абдурахманофниң шагирти десәмму хаталашмаймән. Сәвәби өз вақтида у бизгә келип, көп нәрсиләрни өгәткән. Нурғун мусабиқиләрдә чемпийон болдум. Мушуниң барлиқи шу устазимниң, шундақла тренерим долқун камекофниң тәрбийәси арқисида болди, дәп ойлаймән. Мән шундақла мени даим қоллиған ата-анамға, йеқинлиримға рәһмитимни ейтимән. Буниңдин кейинму елимни, хәлқимни хушал қилишқа қаттиқ тиришимән”.

Игилишимизчә, дилмурат миҗитоф 1995-йили алмута вилайитиниң уйғур наһийәсигә қарашлиқ чонҗә йезисида туғулған. 12 Йешидин тартип бокс билән шуғуллинишқа башлиған. У көплигән мусабиқиләргә қатнишип, бокс бойичә қазақистан чемпийони дегән намға еришкән. Кейинки йилларда у украина, русийә, қирғизистан, хитай қатарлиқ дөләтләрдә өткән мусабиқиләрдә яхши көрсәткүчләрни намайиш қилип, һазир қазақистанниң атақлиқ боксчилири қатаридин орун алған.

Алмутада өткүзүлгән бокс бойичә хәлқара мусабиқидә хатирә сүрәт. 2023-Йил 25-май, қазақистан.

Тренер, рефери вә бокс маһири закир абдуқадироф әпәнди мундақ деди: “таҗикистан, өзбекистан, қирғизистандин, шинҗаң уйғур аптоном районидин 5-6 бала кәлди. Сани 186 адәм болди. Шулардин үч уйғур алмутадин. Чемпийон болған дилмурат миҗитоф төт қетим мәйданға чиқип, йәңди. Фарух тохтасуноф, иляр ашироф ахирқи йәкму-йәктә уттуруп қойди. Булар иккинчи орунға игә болди. Вәтән, шинҗаң уйғур аптоном районидин кәлгән қазақ балиси һасан рисбек чемпийон болди. Қәшқәрдин чиққан рамел абдурешит 92 килограмдин ошуқ салмақта чемпийон болди. Ахирқи йәкму-йәккә чиқиштин илгири у яридар болсиму, лекин чемпийон болди”.

Закир абдуқадироф қазақистанлиқ уйғур боксчилирила әмәс, бәлки омумән тәнһәрикәтчилири арисида дилмурат миҗитофниң исминиң кәң тонулғанлиқини баян қилди.

У йәнә мундақ деди: “дилмурат атақлиқ тәнһәрикәтчи. Биринчидин, у хәлқара дәриҗидики тәнһәрикәт маһири. У өз вақтида қазақистанниң чемпийони болған. Кейин алий оқуш орунлири оқуғучилири арисида чемпийон болди. Йәнә у‚астана арланс‛командиси билән көп қетимлиқ хәлқара мусабиқисидә чемпийон болған. Йерим йил у америкаға кәспий боксқа қатнишимән дәп кәткән. Кейин йәкму-йәк мусабиқиләр болмай, қайтип кәлди. Әмди униң мәқсити-бу йил қазақистан биринчиликини йәңсә, келидиған йили париждики олимпик оюнлириға баридиған мумкинчилики бар дәп, һәммә тәрәптин ярдәм қиливатимиз”.

Закир абдуқадироф йәнә илгири қазақистанда өткән хәлқара мусабиқиләргә уйғур елидин бир түркүм уйғур боксчиларниң қатнишип, алдинқи орунларға еришкәнликини, һазирқи вақитта тәнһәрикәтниң болупму бокс түриниң уйғур диярида яхши көтүриливатқанлиқини оттуриға қойди.

Мәлуматларға қариғанда, дилмурат миҗитоф узун йиллардин буян уйғур пәрзәнти долқун камекофниң йетәкчиликидә мәшиқлинип кәлмәктә. У қазақистанниң һазирқи атақлиқ боксчилири бахит сарсекбайеф вә серк сапийефлардин тәҗрибә алмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.