Қазақистанлиқ уйғур яшлири тәнһәрикәтниң һәр хил түрлиридә чоң утуқларға йәтмәктә
2023.11.30
Кейинки вақитларда қазақистанда яшаватқан уйғур яшлири вә өсмүрлири тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә җумһурийәт вә хәлқара дәриҗиләрдики мусабиқиләргә қатнишип, чоң утуқларға еришмәктә. Карати, йәни қаидисиз челишиш, бокс, кикбоксиң, йәни әркин муштлишиш, вушу-санда, йәни чамбашчилиқ, җуҗитсу, йәни әркин челишиш вә муштлишиш, гимнастика вә тәнһәрикәтниң башқиму түрлири бойичә чемпийонлар йетишип чиқмақта.
Уйғур яшлири шуниңдәк тәнһәрикәтниң аз учрайдиған түрлири бойичиму утуқлар қазанмақта. Шуларниң бири биләк күриши тәнһәрикәт түридур. Йеқинда өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә әнә шу биләк күриши тәнһәрикити бойичә асия мусабиқиси болуп өткән. Униңға қазақистанлиқ фурқәт мирзамофму қатнашқан.
1997-Йили алмута шәһиридә туғулуп, шәһәрниң достлуқ мәһәллисидики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп гимназийәни тамамлиған фурқәт мирзамоф зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән кичикимдин тәнһәрикәткә қизиқаттим. Дәсләп мән бокс вә велисипит тәнһәрикити билән шуғуллинип йүрдүм вә мусабиқиләргиму қатнаштим. 22 Йешимда армрестлингқа (биләк күриши тәнһәрикитигә) қизиқишқа башлидим. Мениң тәнһәрикәткә келишимгә болупму дадам йүсүпҗан қаттиқ тәсир қилди. Мәнму дадамниң изини бесип, тәнһәрикәт бойичә юқири пәллиләргә йетишкә тириштим. Армрестлинг (биләк күриши тәнһәрикити) бойичә дәсләптә алмута шәһири бойичә үч мәртәм, алмута вилайити бойичә бир мәртәм чемпийон болдум. Йеқинда өзбәкистанниң сәмәрқәнт шәһиридә өткән асия бойичә мусабиқигә қатнаштим. Мусабиқиниң ахирида хитай тәнһәрикәтчисини йеңип, өз салмиқим бойичә иккинчиликкә ериштим. Бу мән үчүн чоң утуқ, әлвәттә. Әмди буниңдин кейин дуня мусабиқилиригә қатнишип, қазақистанниң туғини егиз көтүримән, хәлқимни хушал қилимән дегән арминим бар. Шуниңға йетишкә қаттиқ тиришимән” .
У мәзкур мусабиқиләргә көпинчә өз алдиға тәйярлинип һәм өз хираҗити һесабиға қатнишиватқанлиқини оттуриға қойди.
Фурқәт мирзамоф өзиниң һазирчә тәнһәрикәт маһирлиқиға кандидат болуп, келәчәктә тәнһәрикәт маһири дәриҗисигә еришиш үчүн бар күчини салидиғанлиқини билдүрди. У шуниңдәк уйғур яшлири ичидин келәчәктә даңлиқ тәнһәрикәтчиләрниң йетишип чиқидиғанлиқиға болған чоң үмид-ишәнчини билдүрди.
Һазир қазақистанниң уйғур вә башқа милләтләр яшаватқан шәһәр вә наһийәлиридә тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә кулублар ечилған болуп, уларниң ичидә боксқа охшаш аммиви тәнһәрикәт түриму бар. Биз алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң “май” йезисидики оттура мәктәпниң тәнһәрикәт кулубиниң мәшиқләндүргүчиси нурәхмәт розийеф әпәнди билән алақиләштуқ. У әйни вақларда алмутадики тәнһәрикәт институтини тамамлап, 2002-йилдин буян бокс бойичә шагирт тәрбийәләш билән шуғуллинип кәлмәктә.
У зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бизниң яш боксчилиримиз арисида уйғур, қазақ вә башқиму милләт вәкиллири бар. Командимиз наһайити инақ. Тәнһәрикәт командимиз тәшкилләнгәндин бери көплигән мусабиқиләргә қатнашти. Атап ейтқанда, 2021-йили алмутада бокс бойичә кулублар ара өткүзүлгән җумһурийәтлик мусабиқидә мениң шагиртлирим яхши нәтиҗиләрни көрситип, биринчиликкә еришити. Өткән йилниң бешида “жолдябай” тәнһәрикәт кулубида бокс бойичә яшлар арисида өткән җумһурийәтлик мусабиқидиму бизниң кулуб омумий командилиқ һесабта биринчиликни алди. Мушу йилниң июн ейида алмутада өткән җумһурийәтлик мусабиқидә иккинчи болдуқ” .
Мәлуматларға қариғанда, йеқинда алмута шәһиридики “қазақ истил” бокс мәктипидә 2008-2015-йиллар арилиқида туғулған яш өсмүрләр арисида бокс бойичә җумһурийәтлик очуқ мусабиқә болуп өткән. Униңға 14 команда, җүмлидин моңғулийә вә қазақистанниң көплигән шәһәрлиридин кәлгән боксчилар қатнишип, һәр хил салмақларда күч синашқан.
Нурәхмәт розийеф йәнә мундақ деди: “бу мусабиқидиму мениң шагиртлирим башқа кулубларни бесип чүшти. Йәнә келип 9 оқуғучум биринчиликкә, иккиси иккинчиликкә, төти үчинчиликкә еришти. Қаратуруқ йезисидики шагиртим елижаноф шайимниң икки оқуғучиси биринчиликкә еришти, биз командилар бойичә биринчи болдуқ. Бу, әлвәттә, һәммимиз үчүн чоң утуқ. Буниңға қошумчә йәнә бир хушаллиқ 23-, 26-ноябир күнлири челәктә сабиқ совет иттипақиниң тәнһәрикәт маһири малик хәйрулланиң 70 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған җумһурийәтлик мусабиқә болуп өтти. Бу мусабиқини хәлқара даиридә өтти десәкму болиду. Сәвәби униңға қазақистанлиқ боксчилардин башқа йәнә қирғизистан, өзбекистан тәнһәрикәтчилириму өз һүнәрлирини көрсәтти. Шуниң ичидә өзүмниң шагиртлиридин үч оқуғучимдин бири иккинчи, бири үчинчи болди” .
Нурәхмәт розийеф өз қолида мәшиқлиниватқан шагиртлиридин асия вә дуня чемпийонлирини тәрбийәләп чиқип, қазақистанниң абруйини хәлқарада техиму көтүрүш үчүн йәниму көп әмгәк қилидиғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, бокс бойичә хәлқара дәриҗидә утуқларға еришиватқан яш уйғур тәнһәрикәтчилири көпәймәктә. Шуларниң бири йеқинда қазақистан пайтәхти астана шәһиридә болуп өткән бокс бойичә асия мусабиқисидә 50 килогирамлиқлар бойичә биринчи орунни игиләп, чемпийон аталған әланур турғановадур.