Корона вируси қазақистан йеза игиликигә түрлүк мәсилиләрни елип кәлди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.04.27
qazaqistan-virus-almuta-saqchi.jpg Қазақистан сақчилири алмутадики районларни тосуп, корона вирусиниң тарқилишиниң алдини алмақта. 2020-Йили 19-март, алмута.
AP

Аммиви ахбарат васитилири хәвәрлиригә қариғанда, йеқинда қазақистан баш министири асқар мамин мәмликәттә карантин тәртипиниң қандақ қилған әһвалда юмшитилидиғанлиқини билдүргәниди. Шу мунасивәт билән 20-апрелдин башлап нур-султан вә алмута шәһәрлиридә қурулуш саһәсидики бәзи санаәт орунлири вә хизмәт беҗиридиған мәһкимиләр өз ишини башлиди. Баш министир йәнә мундақ рухсәт қилишларниң башқиму районларда вә иқтисад саһәлиридә болидиғанлиқини, бу җәһәттә пәвқуладдә һаләт һәмдә карантин тәртипигә қәтий риайә қилиниш лазимлиқини көрсәтти. Йәнә мәлум болушичә, йеза игилики саһәсигиму диққәт бөлүнүватқан болуп, әтиязлиқ терилғу ишлирини вақтида йүргүзүш, мал чарвичилиқини раваҗландуруш охшаш муһим мәсилиләрму қаралмақтикән.

“хабар 24” ахбарат агентлиқида елан қилинған “йеза игилик министири қариғанда вилайитидә иш сәпиридә болди” намлиқ мақалидә ейтилишичә, қазақистан йеза игилики министири сапархан омароф қариғанда вилайитидә болуп, әтиязлиқ терилғу ишлири билән тонушқан.

“ахбарат-аналитикилиқ мәркәз” дә берилгән “буғдай-йеңи нефит” намлиқ мақалидин мәлум болушичә, корона вируси сәвәбидин бу йили асасий озуқ-түлүк мәһсулати болған буғдайниң баһаси өрлигән болуп, бәзи мәмликәтләр буғдайни сиртқа чиқиришни тохтатқан. Буниңдин қазақистан һәм униңға қошна русийәму зәрбигә учриған.

Әмди “форбес” тор бетидә елан қилинған “сергей терешенко: йери вә язлиқ өйи барларниң һәммисини көктат һәм мевә-чевә өстүрүшкә чақиримән” намлиқ мақалидә әйни вақитларда қазақистанниң дуня йүзи бойичә әң чоң йеза игилики мәмликәтлириниң бири болғанлиқи, қазақистан һөкүмитиниң бу чоң саһәни ушшақ деһқан игиликлиригә парчилап, хата иш қилинғанлиқи ейтилған. Мақалидин мәлум болушичә, һазир қазақистан бәзи йеза игилики мәһсулатлирини өзи ишләп чиқсиму, әмма көктат вә мевә-чевә мәһсулатлириниң 80 пирсәнти, һәтта 100 пирсәнти сирттин киридикән. Буниңдин ташқири сүт вә тоху гөши биләнму қазақистанниң өзини тәминлийәлмәйватқанлиқи, қазақистан һөкүмити вә йеза игилики министирлиқи бу саһәгә көп күч вә мәбләғ аҗритиватқан болсиму, әмма көзгә көрүнгүдәк нәтиҗиләр бәрмәйватқан икән. Мақалида йеза игилики саһәси бойичә көплигән мәсилиләрни һәл қилиш лазимлиқи, қазақистанниң көплигән йеза-игилики мәһсулатлири билән өзини өзи тәминләш мумкинчилики бар икәнлики ейтилған.

Игилишимизчә, қазақистанда 100дин ошуқ милләт яшаватқан болуп, уйғурлар асасий җәһәттин алмута шәһири вә алмута вилайитигә орунлашқан болуп, мутләқ көп қисми йеза йәрлиридә орунлашқан. Кейинки мәлуматларға қариғанда, корона вирусиниң техиму күчийиш мунасивити билән алмута шәһиридин башқа алмута вилайитидиму 15-апрелдин тартип карантин тәртипи елан қилинған. Шу мунасивәт билән биз алмута вилайитидики вәзийәтни игилидуқ.

Панфилоф наһийәсигә қарашлиқ яркәнт шәһиридә яшаватқан турсунмәһәмәт мәшүроф әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “яркәнттә қаттиқ тутуп кетиватмайду. Қурулуш дуканлири ишләватиду, қурулуш тохтап қалмисун дәп. Шәһәр вә йезиларға пост қоюп, киришни чиңитқандәк қилғаниди, һазир еливәтти. Һәммиси әркин меңип йүриду, әмма маска билән. Деһқанчилиққа әркинлик бәрди. Деһқанчилиқ игиликлириниң қолида рухсәт қәғәз болғанлиқтин уларға һеч қандақ тосалғу йоқ. Күн иссишқа башлиғанда улар адәмләрни яллап, алмиларниң һәммисини путиди. Һазир омумән тәйярлиқ ишлири кетиватиду.”

У йәнә корона вируси сәвәбидин наһийә бойичә омумән ишсиз қалғанларниңму аз әмәсликини билдүрди.

Талғир наһийәсиниң туздибастав йезисида туруп, уйғур наһийәсиниң чонҗа йезисида 21 йилдин буян бағвәнчилик билән шуғуллиниватқан давутҗан мусайеф әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “һәр һәптидә келип кетимән. Бу йәрдә мән алма вә қара өрүк өстүримән. Мевини сатидиған адәмлиримиз бар, келип елип кетидиған. Кимниң деһқан игилики бар, бизгә йол очуқ. Бу йили соғуқ сәвәбидин үшшүк болуп, өрүк йоқ. Ахирқи вақитларда икки йилда бир үшшүк болуватиду. Бирақ бу иш өзини ақлайду.”

Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң достлуқ йезисида яшаватқан һашимҗан садирофниң ейтишичә, аһалиниң 90 пирсәнти деһқанчилиқ вә чарвичилиқ билән шуғуллинидикән. У мундақ деди: “биздә корона вируси десиму, бүгүн қилидиған тирикчиликни әтә қилиш мумкин әмәс. Шуниң үчүн бу йәрдә һазир терилғу башлинип кәтти. Парник қилғанлар лаза, пәмидур териватиду. Етиздикиләр алмичилиқ ишлирини қиливатиду. Бу йәрдә алма ширкәтлири көп. Малниму вақтида падиға қошмиса болмайду. Буни тохтатти дегән сөз бир йиллиқ озуқ йоқ дегән сөз.”

Һашимҗан садироф йәнә болупму алмута шәһиридә иҗаригә өй елип ишләватқан көплигән яш аилиләрниң һазир ишсиз қалғанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “корона вируси болғанлиқи үчүн уларниң һәммиси йезиға чиқти. Бирақ уларни қарап олтуриду дейишкә болмайду. Улар ата-анисиниң өйлирини, қорулирини ясаватиду. Һөкүмәтниңму бу йәрдә кәмчилики бар. Мәсилән, бу йәрдә қурулуш материяллири йоқ. Уларни елип келишкә һөкүмәт қоюп бәрмәйватиду. Хәлқ бар мумкинчилики билән тирикчилик қиливатиду.”

Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистан йеза игилики академийәсиниң академики, профессор мәсимҗан виләмоф әпәнди йеза йәрлиридә бихәтәрлик чарилири вақтида қоллинилғанлиқтин корона вирусиниң тарқилишиниңму төвән икәнликини, йеза ишлирини өз вақтида башлашниң муһимлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һазир чапсан пишидиған картошка (яңю), капуста, тәрхәмәк вә башқиму мәһсулатларни шәһәрләргә йәткүзүшни, чәтәлләргә чиқиришни ойлишиватиду. Әмма чегралар йепиқ болғачқа, уларни пишқандин кейин қәйәргә сатимиз дегән нәрсә чоң мәсилә болуватиду. Буни йеза игилики министирлиқи дурус һәл қилса дәймән. яз келиватиду. язда вирусниң тарқилиши төвән болиду. Бирақ шундақтиму униң хәвпи бар.”

Академик мәсимҗан веләмоф йеза игилики алдида туруватқан мәсилиләрни хәлққә вақтида чүшәндүрүшниң муһимлиқини, көплигән мәсилиләрни һөкүмәт һәм тегишлик органларниң бирлишип һәл қилиш зөрүрлүкини илгири сүрди.

Игилинишичә, алмута шәһири вә алмута вилайитидә уйғур балилири ана тилида билим алидиған 60 тин ошуқ таза уйғурчә һәмдә арилаш, йәни уйғур, қазақ вә рус тиллиқ мәктәпләр бар икән. Пәвқуладдә һаләт елан қилинғандин кейин барлиқ қазақистан мәктәплири өз паалийитини қисқартип, оқуш мусапилик тәртипкә өткән. Һазир уйғур тәшкилатлири, уйғур тилида китаб нәшр қилидиған нәшриятларму өз ишини тохтатқан. Пәқәт һөкүмәт тәрипидин чиқидиған җумһурийәтлик “уйғур авази” гезити хадимлири өйдә туруп ишләп, гезит давамлиқ нәшр қилинмақта.

Қазақистан уйғурлириниң көпинчиси йеза-игилик районлириға җайлашқанлиқи үчүн уларниң пәрзәнтлириму әнә шу йеза игилик районлиридики йезилардики мәктәпләргә орунлашқан. Корона вируси сәвәбидин бу йезилардики уйғур мәктәплириниң оқу-оқутуш ишлириму көп мәсилиләргә йолуққан, йәни интернет арқилиқ оқутулғанда йәнә көплигән аилиләр иқтисадий сәвәбләр түпәйлидин компютер вә башқа техникилиқ мәсилиләргә йолуққанлиқи мәлум.

Қазақистан һөкүмитиниң санлиқ мәлуматичә, қазақистандики уйғурлар 246миңдин артуқ нопуси билән пүтүн қазақистандики милләтләр қатарида 5-орунда туридикән. Әмма, уйғурлар өзлириниң саниниң буниңдин көп һесаблайду. Уйғурлар алмута вилайитиниң яркәнт шәһиридин тартип алмута шәһиригә болған кәң земинда топлишип яшайду. Бу уйғурларниң әҗдадлири бурундин тартип, әнә шу йәттисуда яшиған, хели көп қисми 1881-1883-йиллири чар русийә илини манҗуларға қайтуруп бәргән чағдики көч-көчтә һазирқи җайлириға келип маканлашқан. Йәнә бир қисим уйғурлар 1955-1962-йиллири уйғур дияридин көчүп келип маканлашқаниди. Қазақистандики уйғурларниң зор көпчилики йеза-игилик билән шуғулланса, шәһәрләрдикилири һөкмәт хизмәтлири, завут-фабрикилар, маарип саһәси вә һәр хил тиҗарәт ишлири билән шуғуллиниду. Корона вирусиниң башқа һәр милләт хәлқлири қатарида бу уйғурларниң күндилик турмушиғиму түрлүк еғирчилиқларни елип кәлгәнлики мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.