Қазақистан язғучилири иттипақида уйғурларму һесабат бәрди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2023.04.13
Qazaqistan-yazghuchilar-ittipaqi-yighini-1.jpg Қазақистан язғучилар иттипақи йиғинидин көрүнүш. 2023-Йил 12-апрел, алмута.
RFA/Oyghan

12-Апрелда алмута шәһиридики язғучилар сарийида қазақистан язғучилар иттипақиниң 2022-йил йәкүни бойичә һесабат йиғини болуп өтти. Униңға язғучилар иттипақи башқармиси, алмута шәһири вә қазақистанниң башқиму вилайәтлиридин кәлгән вәкилләр болуп, 200дин ошуқ язғучи қатнашти. Йиғин қатнашқучилириниң ичидә уйғур язғучилириму болди.

Йиғинниң ечилиш сөзини қазақистан язғучилар иттипақиниң рәиси, шаир улиқбек есдәвлет сөзлиди. У һәр йили язғучиларниң бешини қошуп, йил йәкүни бойичә йиғин өткүзүшни әнәнигә айландурғанлиқини, илгирики икки-үч йил арилиқида дуняға тариған корона вируси сәвәбидин язғучиларни бир йәргә йиғиш мумкин болмиғанлиқини билдүрди. У өткән йилниңму мол һосуллуқ болуп, көплигән язғучилар әсәрлириниң мәйданға кәлгәнликини баян қилди. Андин қазақистанниң дөләт гимни челинғандин кейин, 2022-йили дунядин өткән язғучилар бир минутлуқ сүкүт билән әсләнди.

Қазақистан язғучилар иттипақи йиғинида шаир абдуғопур қутлуқоф әпәнди мукапат тапшурувалди. 2023-Йил 12-апрел, алмута.
Қазақистан язғучилар иттипақи йиғинида шаир абдуғопур қутлуқоф әпәнди мукапат тапшурувалди. 2023-Йил 12-апрел, алмута.
RFA/Oyghan

Андин сөз доклатчиларға берилди. Қазақ әдәбиятиниң поезийә, яшлар поезийәси, проза, һөҗҗәтлик проза, драматургийә, балилар әдәбияти, әдәбий тәнқид, чәтәлдики қазақ әдәбияти вә башқиму саһәлири, қазақистандики рус әдәбияти бойичә доклатлар қилинди. Униңда шундақла қазақистандики уйғур әдәбиятиниң өткән йилдики йәкүни бойичә қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, шаир вилям молотоф доклат қилди. У уйғур әдәбиятиниң поезийә, проза, драматургийә, балилар әдәбияти саһәлири бойичә башқа миллий әдәбиятлардин һеч қелишмай раваҗлинип келиватқанлиқини баян қилди. Доклатчи сөзиниң ахирида язғучилар иттипақиниң башқарма әзалириға мураҗиәт қилип, уйғур язғучилириниң әсәрлириниң дөләт хираҗити һесабиға нәшр қилинишиға үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди.

Йиғин риясәтчиси уйғур әдәбиятиниң көп милләтлик қазақистан әдәбиятида өзигә мунасип орун игиләйдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди. У иттипақ рәһбәрлики тәрипидин уйғур әдәбияти бойичә антологийә нәшр қилишқа дөләт тәрипидин мәхсус хираҗәт бөлүшкә ярдәмлишидиғанлиқини билдүрди.

Қазақистан язғучилар иттипақи йиғинида шаир нурәхмәт әхмәтоф язғучилиқ гуваһнамиси тапшурувалди. 2023-Йил 12-апрел, алмута.
Қазақистан язғучилар иттипақи йиғинида шаир нурәхмәт әхмәтоф язғучилиқ гуваһнамиси тапшурувалди. 2023-Йил 12-апрел, алмута.
RFA/Oyghan

Йиғинниң иккинчи қисмида көзгә көрүнгән, талантлиқ язғучиларни мукапатлаш, қазақистан язғучилар иттипақиға йеңи әзаларни қобул қилиш мурасими болуп өтти. Мукапатлаш тәнтәнисидә бир қатар язғучиларға “қазақистанниң пәхрий язғучиси” атиқи берилсә, көплигән иҗаткарлар язғучилар иттипақиниң “алаш” мукапити вә пәхрий ярлиқлири билән тәқдирләнди.

Йиғинда мукапатқа сазавәр болғанларниң ичидә атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқоф “доппамға қарап, мени тонудуңму” намлиқ китаби үчүн қазақистан язғучилар иттипақиниң “алаш” мукапатиға муйәссәр болди. Шуниңдәк йиғинда икки нәпәр уйғур язғучиси нурахмәт әхмәтоф вә әхмәтҗан исрапилофлар қазақистан язғучилар иттипақиға әзалиқ гуваһнамисини тапшуруп алди.

Шаир вилям молотоф әпәнди қазақистан язғучилар иттипақида шаирә вә алимә патигүл мәхсәтова рәһбәрликидә уйғур әдәбияти кеңишиниң үнүмлүк паалийәт елип бериватқанлиқини оттуриға қойди. У қазақистандики уйғур язғучилири сепиниң йилдин-йилға шалаңлишип кетиватқанлиқиниң ечинарлиқ әһвал болсиму, лекин шуниңға қаримай, уйғур язғучилириниң әлдики турақлиқни, милләтләр ара достлуқни, тинчлиқни, бирлик вә иттипақлиқни, қазақистанлиқ вәтәнпәрвәрликни, миллий қәдрийәтләрни қоллап, тәрәққий әткүзүшкә өзлириниң бир кишилик һәссисини қошуп келиватқанлиқини билдүрди.

Қазақистан язғучилар иттипақи йиғинида язғучи әхмәтҗан исрапилоф язғучилиқ гуваһнамиси тапшурувалди. 2023-Йил 12-апрел, алмута.
Қазақистан язғучилар иттипақи йиғинида язғучи әхмәтҗан исрапилоф язғучилиқ гуваһнамиси тапшурувалди. 2023-Йил 12-апрел, алмута.
RFA/Oyghan

У мундақ деди: 2022-йили қазақистан уйғур әдәбиятидиму бир қанчә әсәрләр барлиққа келип, көплигән китаблар йоруқ көрди. Мәсилән, әдәбиятимиз ақсақили, қазақистанниң пәхрий язғучиси әхмәтҗан һашириниң “йәр академики” намлиқ роман-ессеси, талантлиқ язғучи әхмәтҗан исрапилофниң “пуған”, вилям молотофниң “мусапир” намлиқ повест вә һекайиләр топламлири әдәбиятимизда проза саһәсиниң һелиму раваҗлинип келиватқанлиқидин дерәк бериду. Әдәбиятимизда көпинчә поезийә саһәсиниң йетәкчи рол ойнап келиватқанлиқи яхши мәлум. Бу саһәдә атақлиқ шаир илахун җелилниң “мирас” намлиқ топлимини, хәлқара “алаш” мукапитиниң саһиби, истедатлиқ шаир җәмшит розахунофниң “яшанған яшниң төһписи” намлиқ топлимини, илия бәхтия намидики мукапатниң саһиби нурәхмәт әхмәтофниң “қәлбим қетидики арманлар” топлимини аташқа әрзийду. Балилар әдәбиятида үнүмлүк иҗат қилип келиватқан язғучиларниң бири авут мәсимоф балиларға “чөчәкләр елигә саяһәт” китабини тәқдим қилди. Иҗадкар яш әвладқиму қолидин кәлгән ярдимини көрситип кәлмәктә. яш иҗадкар шахризада султанҗанованиң “шеирлирим-шатлиқим” топлиминиң вуҗудқа келишигә ярдәмлишип, устазлиқ қилди”.

Вилям молотоф уйғур драматургийәси саһәсидиму көзгә көрүнәрлик әсәрләрниң вуҗудқа келип, тамашибинларниң көңли су ичкәнликини баян қилди.

У мундақ деди: көп йилдин бери драматургийәдиму үнүмлүк қәләм тәвритиватқан әхмәтҗан һашириниң дуняйүзилик юнеско тәшкилатиниң мәдәний мираслар тизимиға киргүзүлгән уйғур хәлқиниң роһий хәзиниси аталған “он икки муқамниң” алтиси қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик музикилиқ комедийә тиятирида сәһниләштүрүлди. Адәттә муқамлар өз тәртип қаидиси билән иҗра қилинидиған әтраплиқ музикилиқ әсәр болсиму, бу қетимқи қоюлумда муқамларниң келип чиқиш тарихи, шу заманлардики иҗтимаий вәзийәт, сиясий вәқәләр йорутулди. Драматургийәдә балилар қоюлумлиридики бошлуқни қисмән толдурған әсәрләрниң бири йәнә шу авут мәсимофниң “өмүр ширниси” әсәри кичик тамашибинларни қизиқтуруп, уларниң яхшилиқ билән яманлиқни, ақ көңүллүк билән қара нийәтни, изгүлүк билән һарамлиқниң немә икәнликини чүшинишигә ярдәмләшти. Уйғур әдәбиятиғила әмәс, омумән шәрқ әдәбиятиға беғишланған, чоңқур мәзмун-маһийәткә игә, алаһидә әһмийәтлик китабларниң бири, көп қирлиқ талант саһиби, кәң даирилик билим игиси мәһәммәтимин обулқасимофниң “әдәбий ойлар изтираблири” намлиқ илмий-тәһлилий мақалиләр топлими.

Вилям молотоф мәзкур китабта апторниң уйғур-түрк хәлқлириниң тәң ортақ пәрзәндлири фараби, йүсүп хас һаҗиб, әлишир наваи кәби классиклири, абай, шаһкәримгә охшаш әдибләрниң һаяти вә иҗади һәққидики мақалилири вә әдәбият териқисидики мулаһизилири орун алған мустәқил көзқарашқа игә бебаһа китаб икәнликини оттуриға қойди.

Мәхтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң профессори, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф әпәнди қазақистан уйғур әдәбиятиниң бүгүнки вәзийитигә баһа бәрди. У зия сәмәди, йүсүп илияс, турған тохтәмоф, савутҗан мәмәтқулоф, шайим шавайефқа охшаш даңлиқ язғучиларниң вапатидин кейин қазақистан уйғур әдәбиятиниң йеңи крезисқа, йәни арқиға чекиниш басқучиға киргәнликини билдүрди.

У мундақ деди: шуниңға қаримай, мустәқиллиқ дәвридә әдәбият мәйданиға кәлгән оттура әвлад миллий әдәбиятқа варислиқ қилиш үчүн кечә-күндүз иҗад қилмақта. Шулар ичидә әкрәм әхмәтофниң, телман нурахунофниң проза әсәрлири мушу пикримизгә гуваһ. Йеқинда яш язғучи вилям молотоф өзиниң йеңи прозиси билән кәлди. Оттура әвладлар ичидә әхмәтҗан исрапилофниңму авази наһайити күчлүк дәп қараймән. Әмма булар һәммиси кризисқа, хирисқа учраватқан бир дәврдики тиришчанлиқниң нәтиҗиси. Булардин кейин биздә қандақ әдәбият болиду яки болмамду-бу бизни тәшвишкә селиватқан мәсилә. Миң қатлиқ шүкри, биздә совет уйғур әдәбиятиниң байриқини тик көтүргән әхмәтҗан һашири, мәмтимин обулқасимоф, абдуғопур қутлуқоф охшаш язғучилиримиз бүгүн һаят. Бирақ уларниңму йеши бир йәргә йетип барди. Һазир әдәбиятта чоң әвладлар алмишиш җәряни кетиватиду. Буниң у йеқи қандақ болар дегән мәсилә һәммимизни ойландуруватиду, тәшвишкә селиватиду. Илгири язғучи-шаирлиримизниң әсәрлиригә дөләт алаһидә ғәмхорлуқ қилатти. Биз базар иқтисадиға өткәндин кейин бу мәсилә өзимизниң хәлқимизниң зиммисигә чүшти. Бирақ хәлқимиз бу мәсилә үстидә чоңқур ойлаватқини йоқ.

Алимҗан һәмрайеф йәнә нәшр қилиниватқан китаблар тиражиниң наһайити азийип кетиватқанлиқини, мәвҗут мәсилиләрни һәл қилиш үчүн қаттиқ тиришиш, издиниш лазимлиқини, язғучиларниң классик әдәбиятидин йетәрлик савақ алалмайватқанлиқини баян қилди. У уйғур әдәбиятиға варислиқ қилидиған яшлар йетилип чиқамду, әдәбият өзиниң илгирики йәткән нәтиҗилиридин ашамду, қандақ дәриҗидә тәрәққий етиду дегән соалларниң пат-пат өзини тәшвишләндүридиғанлиқини билдүрди.

Мәлуматларға қариғанда, қазақистан һөкүмити һазир язғучиларниң әсәрлирини нәшр қилиш үчүн мәхсус мәбләғ аҗритиватқан болсиму, әмма көпинчә улар әмгәклирини өз хираҗитигә яки һамийлар хираҗитигә нәшр қилишқа мәҗбур болмақтикән. Көплигән язғучилар һазир аһалә арисида китаб оқушқа болған қизиқишниң бәк төвәнләп кетиватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.