Тонулған балилар әдәбияти язғучиси авут мәсимоф мукапатқа еришти
2025.02.03
Йеқинда алмута шәһиридики қазақистан язғучилар иттипақиниң бинасида “қулагер” җумһурийәтлик әдәбият мусабиқисиниң ғалиплирини тәқдирләш мурасими өткүзүлди. Бу қетим уйғур язғучиси авут мәсимофму мукапатқа еришти.
Қазақистан миллий тәнһәрикәт бирләшмисиниң уюштуруши һәм қазақистан язғучилар иттипақиниң қоллап-қуввәтлиши билән өткән бу мурасимға мәзкур тәшкилатларниң рәһбәрлири, язғучилар, аммиви ахбарат васитилири вәкиллири қатнашти.
Мусабиқиниң мәқсити қазақистанниң миллий мираслири вә миллий тәнһәрикәтни тәрғиб қилиш һәм язғучиларни қоллап-қуввәтләш, уларни миллий тәнһәрикәтниң түрлири һәққидә йеңи әсәрләр йезишқа риғбәтләндүрүштин ибарәт болған. 2024-Йиллиқ мусабиқигә миллий тәнһәрикәтчилиригә беғишланған, илгири елан қилинмиған 200 дин ошуқ әсәр қатнаштурулған.
Мусабиқиниң ечилиш қисмида сөзгә чиққан қазақистан миллий тәнһәрикәт бирләшмисиниң пирезиденти исламбек салжаноф нутуқ сөзләп, миллий тәнһәрикәт түрлирини раваҗландуруш ишлириниң даим дөләт рәһбәрлики тәрипидин қоллап келиниватқанлиқини тәкитлигән. У шуниңдәк миллий тәнһәрикәтни тәрғиб қилишта, миллий тәрбийәдә язғучиларниң атқуруватқан ишлири һәққидә тохтилип, мундақ дегән: “биз бүгүн язғучилар мусабиқисиниң ахирқи басқуч йиғиниға кәлдуқ. Миллий тәнһәрикәт бу миллитимизниң үмиди. Буни очуқ ейтиш бизниң вәзипимиз. Шу мәқсәт билән мән әдәбиятниң һәр хил жанирлирида әсәрләр язған язғучиларға миннәтдарлиқимни билдүримән.”
Һәр бир мусабиқә қазисиниң пикир-тәләплири вә тәкшүрүшлири нәтиҗисидә әң яхши дегән әсәр таллинип, йәттә нам бойичә мусабиқиниң ғалиблири елан қилинди. Мана шу қетимқи ғалиблар қатарида балилар әдәбияти бойичә уйғур язғучиси авут мәсимоф мукапатларға еришти. Уларниң һәр биригә 2 милйон тәңгилик маддий мукапатни көрситидиған һөҗҗәт һәм шуниңдәк “қулагер” җумһурийәтлик мусабиқиниң хатирә һәйкәлчиси вә гуваһнамилири тапшурулди. Мусабиқидә сөзгә чиққан қазақистан язғучилар иттипақиниң башқарма рәиси мереке қулкеноф мәзкур мусабиқиниң миллий тәнһәрикәтни тәрғиб қилип келиватқан шаир-язғучиларни мәниви вә маддий қоллап-қуввәтләш икәнликини, мундақ ишларни йәниму бирлишип әмәлгә ашурушни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Биз бу мунасивәт билән қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, язғучи авут мәсимофни зиярәт қилдуқ. У зияритимизни қобул қилип, өзиниң балиларға беғишланған тунҗи әсириниң “дастихан” дәп атилип, униң келәр йили “жазуши” нәшриятидин чиққиниға 40 йил толидиғанлиқини ейтип, мундақ деди: “униң мәзмуни балилар достлуқи, иттипақлиқи. Биринчи устазим дилбәр зуляроваға болған һөрмәт. Муәллимни қәдирләш, бовай-момайларниң алдидин тоғра өтмәслик, кичикләрни иззәтләш мәсилилиригә беғишланған. Бир йилда он икки ай бар дегәндәк, қиссә он икки ихчам һекайиләрдин түзүлгән. Дәсләпки қиссәм белорус, қазақ тилида, шундақла шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур тилида нәшр қилинған. 20 Гә йеқин айрим һекайәмму балиларға беғишланди. Чөчәк мавзусиғиму қәләм тәврәттим. 10 Дин ошуқ һәр хил мавзуда чөчәк яздим. Улар уйғур тиятири сәһнисидиму көрүнди.”
Авут мәсимоф йәнә мундақ деди: “өткән йили бәдиий әсәрлиримниң үчинчи томини балиларға беғишлидим. Чөчәк дуняси мавзусида дуня әдәбиятиниң классиклири андерсендин тартип бүгүнки белорус, рус, қазақ, әзәрбәйҗан, башқурт, таҗик, татар, өзбек, түркмән, чечән, фирансуз, куба, һинд, америка, афған, адигей, абхаз хәлқлириниң еғиз әдәбиятидин нәмуниләрни тәрҗимә қилип, томға киргүздүм. Бу йәрдики мәқсәт-балиларниң китаб оқушқа болған интилишини ойғитиш, чәтәл, шундақла заманиви апторларниң язғанлири билән тонуштуруш.”
Авут мәсимоф йәнә қазақистандики уйғур балилар әдәбиятиниң бәзи мәсилилири һәққидиму өз ой-пикирлириниң оттуриға қойди.
Радийомиз зияритини қобул қилған әдәбиятшунас, мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, доктор алимҗан һәмрайеф әпәнди мундақ деди: “қазақистанда балиларға беғишланған әдәбият хили дәриҗидә раваҗланған дейишкә болиду. Буниңға алаһидә диққәт бөлгәниди. Чүнки балиларни тәрбийәләш мәсилиси, уларниң қошумчә дәрсликләр мәсилиси бир-биригә бағлинип кәткәниди. Шуңлашқа даңлиқ язғучилар балилар мавзусиға мураҗиәт қилған. Балилар әдәбияти қазақистан мустәқиллиқ алғандин кейин авут мәсимофниң иҗадийити алаһидә орун алди. Униң дәсләпки “дастихан” намлиқ китаби хәлқимиз тәрипидин яхши қобул қилинғаниди.”
Алимҗан һәмрайеф авут мәсимоф иҗадийитиниң болупму белорус, рус вә қазақ тәтқиқатчилири вә оқурмәнлири тәрипидин яхши қобул қилинғанлиқини оттуриға қойди. У йәнә авут мәсимофниң “қулагер” җумһурийәтлик әдәбий мусабиқисиниң ғалиби аталғанлиқиниң пүткүл уйғур әдәбиятиға болған һөрмәтниңму бир ярқин ипадиси болғанлиқини билдүрди.
Игилишимизчә, 1953-йили алмута вилайитиниң челәк, йәни һазирқи әмгәкчиқазақ наһийәсиниң қаратуруқ йезисида ишчилар аилисидә дуняға кәлгән авут мәсимоф қазақистан уйғур әдәбиятиниң балилар әдәбияти саһәсидә үнүмлүк иҗад қилип келиватқан язғучиларниң биридур. У өткән әсирниң 80-йиллири әдәбият мәйданиға кирип келип, узун йиллар давамида нәшриятчилиқ ишлири биләнму шуғулланған. У қазақистан уйғурлири ичидә кәң таралған “мәрипәт”, “яш әвлад”, “хуш кәйпият”, “пәрваз”, “арзу”, “интизар” журналлириниң нәшр қилинишида һәм уларниң тәрғиб қилишта муһим рол ойниған шәхсләрниң бирикән.