Хитайниң уйғур елидики йиғивелиш лагерлири һәққидә мәлумат топлиған русийәлик тәтқиқатчиниң қазақистанға кириши мәний қилинди
2021.09.06
Мәлумки, хитайниң уйғур елида йиғивелиш лагерлирини қуруп, уларға миңлап, он миңлап уйғур, қазақ, қирғиз вә башқиму түркий-мусулман милләтләрни сотсиз қамиши бир қатар кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, һоқуқ қоғдиғучиларниң, җамаәтчиликниң қаттиқ қаршилиқиға дуч кәлгәнди. Болупму лагердики қазақларниң қазақистандики уруқ-туғқанлири хитайниң қазақистандики консулханиси алдида, шундақла алмута, нурсултан қатарлиқ чоң шәһәрләрдә намайиш уюштуруп, хитайниң бастуруш сияситини қаттиқ әйиблигән иди. Шуниңдәк алмута шәһиридә қурулған “атаюрт” тәшкилати гуваһлиқ бериш йиғинлирини өткүзүп, көплигән мәлуматларни топлиғанди. Йеқинда қазақистан һөкүмити әнә шу ишлар билән қазақистанда актип шуғуллинип кәлгән русийәлик тәтқиқатчи җен бунинниң қазақистанға келишини мәний қилди. Бу һәқтә қазақистанниң бир қатар аммивий ахбарат васитилири хәвәр қилди.
“қазақистан ахбарат бюроси” елан қилған “шинҗаңдики қайта тәрбийәләш лагерлири вә түрмилириниң мәһбуслири тоғрилиқ мәлумат базиси тәшкиллигән русийә федератсийәсиниң пуқраси җен бунинниң бәш йил қазақистанға кириши мәний қилинди” намлиқ мақалидин мәлум болушичә, җен бунин 4-сентәбир күни кәчқурун қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридин алмутаға учуп кәлгәндә андин бу чәклимини билгәникән.
Җен бунин өзиниң фейсбуктики варақчисида бу һәқтә мундақ дәп язған: “йеқинда оттура асияға қайтип келип, бишкәктә мән һеч қандақ бир мәсилисиз бир ай турдум, андин алмутаға бериш қарариға кәлдим. Учуп кәлгәндин кейин мени паспорт контролидин өткүзмиди, паспортумни маңа қайтуруп, олтуруп сақлишимни ейтти. 5-10 Минут өткәндин кейин “ейр астана” ниң икки қиз хадими йенимға келип, биләт елишимға ярдәмлишишкә тәйяр икәнликини ейтти, сәвәби мән үчүн қазақистанға киришкә йол йоқкән. Шу арида чегра контрол хадими қешимға келип, мениң бәш йилғичә қазақистанға киришимниң мәний қилинғанлиқини хәвәрлиди. Шундақла мениң қазақистанда қанунни бузған яки бузмиғанлиқимни сориди, чүнки бу әлгә сәвәбсиз кириш мәний қилинмайдикән, һә, сәвәбини ички ишлар министирлиқида билишкә болидикән.”
Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистанлиқ һоқуқ қоғдиғучи вә журналист андрей гришин әпәнди мундақ деди: “бу йәрдә мәсилә ләйләп турмақта. Сәвәби бу йәрдә гәп қазақистандики бир нәччә кишиниң хитайдики қазақлар вә башқа мусулман хәлқләрниң әһвали тоғрилиқ мәсилини юқири дәриҗидә, йәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати даирисидә ашкарилиғанлиқида болуватиду. Бу мәсилә пүткүл хәлқара җамаәтчиликниң диққәт нәзәрини қозғиди. Башта униң паалийитигә даириләр қаттиқ көңүл бөлмәй, униң ишлири мәний қилинмиған болсиму, әмма кейинки вақитларда һөкүмәт ишниң чекидин чиқип кетиватқанлиқини сәзди. Йәни бу йәрдә бунин биринчи нөвәттә хитай үчүн хәвплик бир шәхскә айланди. Мана мушу йәрдә қазақистан қошнисиниң сөзини йәргә қоймаслиқни тоғра көрди.”
Андрей гришин қазақистан даирилириниң җен бунинға нисбәтән алған қарариниң сәвәбини чүшәндүрмигәнликидин бу мәсилә һәққидә ениқ бир хуласә чиқиралмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Өз нөвитидә җен бунинму қазақистанниң мундақ қарар алғанлиқиниң сәвәблирини билмәйдиғанлиқини тәкитлигән. Мәмликәттин учуп кетиш үчүн тез биләт алғиниға қаримай, бунинға пүткүл кечини паспорт контроли йенида өткүзүшкә тоғра кәлгән, сәвәби тиркәш сиситемиси өчүрүп ташланған икән. Җенн бунин қирғизистандиму худди шундақ ишниң йүз бериши мумкинликидин иһтият қилип, у яққа бериш-бармаслиқни қарар қилған вә оттура асияни ташлап кетишкә мәҗбур болғанкән.
Җен бунинниң хитай лагерлиридики уйғур, қазақ вә башқиму милләтләр һәққидә мәлумат йиғишта болупму “атаюрт пидаийлири” тәшкилати билән бирликтә ишлигәнлики мәлум. Шуңлашқа биз алмутатики тиркәлмигән “нағиз атаюрт пидаилири” тәшкилатиниң рәиси бекзат мәхсутқан оғли билән алақилашқинимизда, у мундақ деди: “җен бунин талай йиллар хитайниң қирғинчилиқ сияситигә вә башқиму хәлқләргә қарши йүргүзүлүватқан зулумни ашкарилашта бизниң тәшкилатқа ярдәм бәргән. У гуваһлиқ бәргәнләрниң мәлуматлирини видейоға елип, башқа тилларға тәрҗимә қилип, рәтләп, көплигән мәлуматларни аммивий ахбарат васитилиридә елан қилишта көп күч чиқарди. У уйғур тилини, рус тилини, ингилиз тилини яхши билгәнликтин, бизниң ишимизға хели тәсирини көрсәтти. Биз уни шәрқий түркистан хәлқиниң дости, адаләтни қоғдиғучи адәм сүпитидә һөрмәтләймиз, әлвәттә. Әмди бизниң һөкүмитимизниң уни киргүзмәй қойғини дурус болмиди. Сәвәби у елимизниң һеч қандақ бир қанунини бузмиди. Пәқәт хитайға қарши ахбарат уруши елип барди. У қазақистандики уйғурларниму, қазақларниму қанун бузушқа чақирмиди. Мениңчә, һәммә иш хитайниң тапшурмиси билән болуватиду. Бу ишни юқириқи һөкүмәт қилмишиму мумкин. Буни таможнада олтуриуп, хитайдин пул еливатқанларниң, йәнә шуниңдәк хитайға сетилған әмәлдарларниңму қилиши бәк мумкин. Буни бизниң һоқуқ қоғдаш органлиримиз ениқлиши лазим. Җен бунинни биз, йәни қазақистандики түркий хәлқләр һәр жәһәттин қоллишимиз керәк, дәп ойлаймән.”
Игилишимизчә, җен бунин икки йил илгири, йәни 2019-йили ноябир ейида қазақистандин өзбекистанға учуп кәлгәндә ташкәнт айродромида дөләттин чиқириветилгәникән. Илгири өзбекистанға һеч бир мәсилисиз кирип келиватқан җен бунинға әмди бу әлгә кириш тамамән мәний қилинған. Униң ейтишичә, у 2018-йилдин буян хитайниң уйғур елидики бастуруш сияситини йорутуп келиватқанлиқи униң өзбекистан вә қазақистан даирилири тәрипидин әлгә киришини мәний қилишиға сәвәб болғанкән. Тәтқиқатчи өз тор бетидә уйғур елидики йиғивелиш лагерлири вә түрмиләр һәққидә 24 миңдин ошуқ гуваһлиқларни топлиған болуп, буниңдин дуня аммивий ахбарат васитилири һәмдә һоқуқ қоғдаш тәшкилатлири пайдиланмақтикән.