Лагер оқутқучиси қәлбинур: мән у йәрдә көргән қирғинчилиқ ичимгә патмиди (3)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.09.29
qelbinur-sidiq-lager-shahiti-3.jpg 28 Йиллиқ истажға игә башланғуч мәктәп хәнзу тили оқутқучиси қәлбинур сидиқ ханим оқуғучилири билән. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Qelbinur Sidiq teminligen

Сабиқ лагер оқутқучиси қәлбинур сидиқ, буйруқ бойичә үрүмчидики 10 миң уйғур қиз-аяллар соланған лагерда, әсли 6 ай хитайчә дәрс бериши шәрт иди. Қәлбинур ханимниң баян қилишичә, у инсанийәткә қарши зораванлиқ, вәһшийлик җинайәтләр давам қиливатқан бу лагерда икки ай ичидә роһий вә җисманий җәһәттин бирақла һалсирап, қансираш сәвәблик дохтурханиниң җиддий қутқузуш бөлүмигә елинған. Униңдин кейин немиләр йүз бәрди?

Қәлбинур сидиқниң баян қилишичә, у үрүмчидики дәрвазисиға яшанғанлар санаторийәси дәп йезип қойған 10 миң бигунаһ уйғур қиз-аяллар соланған лагерда, 2017-йили 9-айниң 1-күнидин, 2018 йили 3-айғичә дәрс өтүшкә орунлаштурулған. Әмма 10-айниң ахирқи күнлиригә кәлгәндә, қорқунч тәшвиш ичидики бу хизмәт уни роһий җәһәттин түгәштүргән болса, мәҗбурий селинған һамилидарлиқтин сақлиниш үзүкиниң әкс тәсирлири билән тохтимай кәлгән хун ахири униң җенини алғили тас қалған.

У дохтурханиға сәһәрдә елип келинип қутқузулуватқанда, қәлбинурниң дәрскә кәлмигәнликини байқиған лагер вә маарип тармақлириниму җиддийләштүрүвәткән. Қансирап кесәл каривитида һалсиз ятқан қәлбинур, шу күнниң өзидила лагер вә мәктәп даирилириниң “бу дегән еғир интизамсизлиқ! !”, “ақивитигә қандақ игә болушни ойлап бақтиңму ?!” дегәндәк тапа-тәнә, қопал соал-сорақ тәһдитлиригә учриған.

У, дохтурханиға алақзадә һалда арқиму-арқидин йетип кәлгән идарә рәһбәрлиридин “сақайсамла қайтип баримән” дегәндәк вәдиләр билән аранда қутулған. Әсли униңму әмди у қабаһәтлик лагерға қайтип баралайдиғанлиқиға көзи йәтмигән икән.

Синипимда партилар қуруқ, балиларниң йерими дегүдәк йоқап кәтти

Бир мәзгил давалиништин кейин, йәни 2018-йили 2-айда әслидики хизмәт орниға қайтқан қәлбинур, гәрчә лагерға берип оқутқучилиқ қилиштин қутулуп қалған болсиму, лекин бир нәччә күн ичидила иштин бошитиветилгән. 28 Йил оқутқучилиқ қилған қәлбинур, “шунчә садақәтмәнлик билән ишлигәнниң һечқандақ йүз-хатириси болмиди” дәйду.

Әмәлийәттә икки лагердики 8 айға созулған сиясий вәзиписини тамамлап хизмәт орниға қайтқинида қәлбинурни өз ичигә алған 11 уйғур оқутқучиниң дәриҗиси төвәнлитилип, мәктәп дәрвазисиға қарашқа қоюлған вә мәктәп 100 хитай оқутқучиниң қолиға қалған.

Өзи яхши көрүп 28 йил хизмәт қилған дәрс мунбиридин айрилиш азаблиқ болиду әлвәттә. Әмма қәлбинурни чоңқур қайғуридиғини, у синип мәсули болуп кәлгән 5-йиллиқ 3-синиптики 44 балидин 20 дин артуқи вә 5-йиллиқ 4-синиптики 38 балидин он нәччә уйғур оқуғучиниң азлап кәткини иди.

Башқа оқутқучилардин немә үчүн һәммә синипларда партиларниң қуруқдилип қалғанлиқини сориғанда, улар униңға ата-аниси лагерға елип кетилгәнлики сәвәблик башқа синиплардики уйғур оқуғучиларниңму һөкүмәт тәрипидин орунлаштурулған җайға елип кетилгәнликини ейтқан. Униң башқилардин аңлишичә балиларниң бир қисми һәтта хитай өлкилиригә елип кетилгән. Қериндашлар бир-биридин айрилип охшимиған параванлиқ орунлириға бөлүнгән икән.

2018-Йили 4-айниң 16-күни улар “балдур пенсийигә чиқишқа қошулимән” дегән мәзмундики һөҗҗәтләргә имза қоюшқа мәҗбур болған. Қәлбинур мундақ дәйду: “гәрчә мән пенсийигә чиқидиған яшта болмисамму, әмма буни рәт қилғили болмайтти”.

Барлиқ қош тил оқушлуқлири көйдүрүлүп йоқ қилинди

Қәлбинурниң әсләп өтүшичә, аталмиш қош тил маарипи мәктәплири хитай мәктәплири билән бирләштүрүлгәндин кейин пүтүнләй хитайчилаштурулушқа башлиған. У хизмәт қилған 24-башланғуч мәктәптә, 2016-йили 12-айда рәсмий уқтуруш чүшүп, мәктәп кутупханиси, оқутқучи оқуғучилар сақлиған уйғурчә барлиқ дәрслик вә китаб материяллириниң һәммиси пүтүнләй көйдүрүлгән. Һәтта қош тиллиқ оқутуш материяллириниң бириму қоймай йоқитилған вә дәрһал орнини пүтүнләй хитайчә оқутуш материяллири игилигән.

Бу айрилиш мәңгүлүк җудалиқ болди

Қәлбинур ялғуз лагерларни өз көзи билән көргән һәмдә юқири техникилиқ тәқибләш системиси һәммә йәрни қаплиған үсти очуқ түрмигә охшап қалған муһиттин қутулуп чәтәлгә чиқалиған аз сандики уйғурларниң бири.

Ишсиз қалған, саламәтлики начарлашқан қәлбинур ери билән баравәр явропадики қизиниң тойиға қатнишиш үчүн паспорт илтимас қилған.

2019-Йили 9-айда, у ахири давалиниш үчүн уйғур дияридин айрилишқа иҗазәт алған, әмма буниң үчүн охшимиған 23 тармақниң рухситини елиш үчүн материяллирини вә уруқ-туғқанлириниң капаләтнамилирини 15 ишханиға тапшурған. Әмма, әң ахирқи пәйттә, униң ериниң чеградин чиқиши чәкләнгән. Даириләрниң “сән барсаң болиду, ериң уйғуркән, чәтәлгә чиқиш ухлап чүшүгиму кирмисун” дегән гепи ериниң чәтәлгә чиқиш йолниң пүтүн етилгәнликидин дерәк берәтти.

У йолдишиниң өйдә қелиш шәрти вә өзиниң давалинип дәрһал қайтип келиш вәдилири билән чеградин чиқти.

Бу айрилиш униң билән еригә нисбәтән җудалиқ һесаблиниду. Қәлбинур вақтида қайтип кәтмигини үчүн бу 2-айдила униң уруқ-туғқанлири билән алақиси үзүлгән вә ериму уни бир қатар еғир гәпләр билән азарлиғандин кейин аҗрашқан һесаблинидиғанлиқини кәскин ейтқан. Қәлбинур гәрчә қерндашлиридин бәк әндишә қиливатқан болсиму, лекин ери билән хели бурунла арисиға соғуқ чүшкән икән.

Әсли униң ери билән болған мунасивити, қачаники қилиқсиз хитай қошмақ туғқини өйигә келишкә башлиғандин тартип йирикләшкән вә буруқтумлуққа мәһкум болған икән.

Қәлбинурниң билдүрүшичә хитай һөкүмити уйғурларни бойсундуруш үчүн қоллиниватқан қорқунчлуқ сиясәтләрниң бири “қошмақ туғқанлишиш” болуп, уйғурлар өйлиригә орунлаштурулған хитай кадирлар билән “5 тә бир болуш” бойичә, биллә тамақ йейиш, тамақ етиш, өгиниш, яшаш вә ухлашқа мәҗбурланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.