Мутәхәссисләр: “қәшқәр һалсиримақта, әмма һаман бир күни җанлиниду”

Мухбиримиз нуриман
2023.03.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
heytgah-saqchi-charlash.jpg Һейтгаһ мәсчити алдида чарлап йүргән сақчилар. 2017-Йили 4-ноябир, қәшқәр.
AP Photo/Ng Han Guan

Қәшқәр шәһири тарихтики йипәк йолиниң муһим түгүнигә, шундақла бүгүнки явро-асия өтүшмә йолиниң ачқучлуқ һалқисиға җайлашқанлиқидәк җуғрапийәлик һәм истратегийәлик орни сәвәблик тарихтин буян мәркизий асиядики муһим мәдәнийәт мәркәзлириниң бири болуп кәлгән. Қәшқәр шәһириниң узақ әсирлик тарихий тәрәққиятлар җәрянида өз қойниға сиңдүргән мол мәдәнийәт хуручлири бинакарлиқ вә олтурақ мәһәллиләрниң өзгичиликидә өзини намаян қилған болуп, қәшқәрдики қәдимий услубтики қурулушлар һәтта б д т тәрипидин қоғдилидиған ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири қатариға киргүзүлгән.

Һалбуки, қәшқәр шәһиридики уйғур мәдәнийити әкс етип туридиған тарихи имарәтләр 2000-йилларниң башлиридин башлап хитай һөкүмити тәрипидин чеқилишқа, өзгәртилишкә башлиған. Ройтирс агентлиқи, “ню-йорк вақит гезити” қатарлиқ хәлқаралиқ ахбарат вастилиридә берилгән қәшқәр шәһириниң вәйран қилиниши һәққидики мақалә-хәвәрләр, хәлқара җамаәтчиликниң күчлүк диққитини қозғиған. Әпсуслинарлиқи шуки, йәрлик уйғур хәлқи вә хәлқара җамаәтчиликниң шунчә қаттиқ инкаслириға қаримай, қәшқәрдики қәдимқи коча-рәстиләрниң чеқилиши һелиһәм тохтиғини йоқ.

Қәшқәрниң әң қәдим кочилиридин бири болған хам базириниңму “әлалаштуруш” намида чеқиливатқанлиқи өткән һәптә радийомиз тәрипидин дәллилләнгән иди. Хитай һөкүмити уйғур мәдәнийиниң муһим мәркәзлиридин һисаблинидиған қәшқәр шәһириниң әслидики қияпитини һәр хил намларда өзгәртиш вә чеқиш қурулушини 2000-йилларниң башлиридила башлиған болсиму, әмма 2016-йилидин кейин бу хил чиқиш-өзгәртиш қурулушиниң сүрити йәниму тезләшкән.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң өткән йили елан қилған доклатлирида хитай һөкүмити уйғур районидки мәһәллә вә районларни өзгәртиш қурулушини “йеңилаш” нами астида елип бериватқан болсиму, әмәлийәттә бу хил қурулушларниң уйғур җәмийитиниң иҗтимаий қурулмисини бузуп ташлашни мәқсәт қилинғанлиқи билдүрүлмәктә.

Түркийә мармара университети түрк маарип факултетиниң мудири, пирофиссор мустафа качалин әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилди. У, мәһмуд қәшқәри һәққидә елип барған тәтқиқати сәвәблик қәшқәргә нәччә қетим барғанлиқни ейтти. У оттура асиядики нәччә миң йиллиқ мәдәнийәтниң бөшүки болған қәшқәрниң күнимиздә аста-аста өзгәртилип, әсли қияпитидин тамамән йирақлишип кетиватқанлиқиға қаттиқ ечинидиғанлиқини билдүрди: “бу бир сиясәт мәсилиси, әлвәттә. Ким күчлүк болса, аҗиз топлуққа күчини ишлитиду. Хитайлар у йәрдә уйғурларниң мәвҗут болушини халимайду. Уларда күч вә имканлар бар, шуңа уни уйғуларни йои қилишқа ишлтиватиду. У йәрдә бир қәдимий тил, бир парлақ мәдәнийәт, бир узақ тарих аста-аста йоқлишқа қарап кетиватиду. Буни ейтишқиму инсанниң тили көйиду, һалбуки нәччә миң йиллиқ бир тил, мәдәнийәт һәм тарих башқа бир нәрсигә өзгәртилишкә, йоқилишқа йүзлиниватиду. Қәшқәрлик улуғ алим мәһмуд қәшқириниң түрк тили вә әдәбиятиға асас салған ‛түркий тиллар дивани‚ намлиқ әсири бир қанчә йүз йиллар йоқап кәткәндин кейин, истанбуллуқ әли әмири әпәнди тәрипидин тепилип, түнҗи болуп 1915-йили истанбулда нәшр қилинғаниди. Күнимизгә кәлгәндә мәһмуд қәшқириниң юрти қәшқәр йоқилиш хәвпи астида туруватиду. Әгәр бу әһвални әли әмри билсә, чоқум бәкму ечинған болатти. У қәшқәрни бу һалда көрүшни әсла халимайтти.”

Тарихтики йипәк йолиға җайлашқан қәшқәр шәһири охшимиған тарихий дәврләрдә түрлүк-түмән тарихий өзгиришләргә шаһт болуп кәлгән. Бу шәһәр тарихта һунлар, көктүркләр, уйғурлар, қараханийлар, моңғул импийрийәси, чағатай ханлиқи, йәркән сәидийә дөлити, хоҗалар һакимийити қатарлиқ бүйүк импраторлуқларға вә ханлиқларға тәвә болғаниди.

Түркийә нәвшәһирдики һаҗи бәкташ вәли университетиниң профессори адәм өгәр әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, у 2013-йиллири қәшқәрдики мәһмуд қәшқири мәқбәриси, султан сутуқ буғрахан мазири қатарлиқ тарихий җайларни зиярәт қилғаникән. У йәнә өиниң қәшқәр һейтгаһ җамәсини зиярәт қилғанлиқини, қәшқәрниң коча-мәһәллилириниң өзгичилики вә уйғурларға хас гүзәлликидин һозурланғанлиқини әскәртип өтти: “уйғурларниң әнәниви һүнәр-кәсиплиридин тартип, дуняға яйған музика-чалғулириғичә болған барлиқ өрп-адәт, мәдәнийәтлиригә қарайдиған болсақ, қәшқәр мәйли тарих-мәдәнийәт нуқтисидин болсун, мәйли тил вә динй нуқтидин болсун, һаятимизда алаһидә орунға игә бир қәдимий шәһәрдур.”

Данийәлик антрополог, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне стинберг әпәнди он нәччә йилдин буян уйғур мәдәнийити һәққидә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан яш тәтқиқатчиларниң бири. Униң ейтишичә, у докторлуқ мақалисини йезиштин илгири өзи қәшқәргә берип, уйғурларни бивастә тәкшүрүш вә улар билән арилишиш арқилиқ мол вә җанлиқ болған материялларни топлиған икән. У, уйғур тилида зиярәт беришни халайдиғанлиқни билдүрүп, раван уйғур тилида өзини тонуштурди.

У әң ахириқи қетим 2016-йили 8-айдин 10-айғичә қәшқәрдә турған болуп, әйни вақиттики қәшқәрдики мәһәллиләрниң чеқилиш вә өзгәртилишигә шаһит болғаникән. У, 2010-йилидики қәшқәр билән 2016-йилидики қәшқәрниң асман-земин пәрқилинидиғанлиқини баян қилди.

У йәнә хитай һөкүмитиниң бу өзгәртиш қурулушлирини уйғурларни контрол қилиш үчүн мәқсәтлик һалда илип барғанлиқини тәкитлиди.

Адәм өгәр әпәнди қәшқәрниң өзгәртилиши һәққидә тохтилип мундақ деди: “2013-йили барған вақтимдиму диқққәт қилған идим. Хитай һөкүмити ‛йеңилаш‚ баһаниси билән уйғур мәһәллилирини өзгәртишкә башлаптикән. Ашу чағда бу хил өзгәртишниң йәрлик хәлқниң өрп-адәтлирини йоқтиш мәқсәт қилинғанлиқини һес қилған идим. Мәһмуд қәшқири, сутуқ буғрахан қатарлиқ шәхисләр уйғурларниңла әмәс бәлки, пүтүн түрк дунясиниң ортақ мәдәнийәт сималиридур. Шуңа хитай һөкүмитиниң қәшқәрдә вә башқа шәһәләрдә уйғурларға қаритилған ‛йоқитиш‚ сияситигә қол қоштуруп қарап турғили болмайду. Бир милләтниң тилини, динини вә мәдәнийитини йоқитишни нишан қилишниң өзи у милләтни йоқ қилиш билән баравәр. Күнимиздә ирқий қирғинчлиқниң ениқлимисиму бурунқиға охшимайду. Бир милләткә ирқий қирғинчлиқ қилиш үчүн, у милләтни өлтүрүп түгитишниң зөрүрийити йоқ, шу милләтниң тилини, динини чәкләшниң өзи ирқий қирғинчлиқниң бир хил шәкли болуп һисаблиниду. Чүнки ашундақ бир қәдимий тарихқа игә бир шәһәрни йоқитветишни пиланлаш, ашу җайдики иҗтимаий топлуқниң йүрикини соқуштин тохтитишқа урунуш билән охшаштур. Уйғур фолклори һәқққидә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан бир тәтқиқатчи болуш сүпитим билән бу әһвал мени бәкму ечиндуриду.”

Ахирида руне әпәнди, хитай һөкүмитиниң қәшқәрни өзгәртишкә, униң уйғур мәдәнийитниң мәркизи болуш салаһийитини йоқитишқа һәр қанчә күчисиму, әмма буниң мумкин болмайдиғанлиқини ейтип, мундақ деди: “қәшқәр өзи күчлүк һаятий күчкә бир җай, уйғур хәлқиму һаяти күчи күчлүк бир хәлқ. Уйғур мәдәнийтиму шундақ. Тарихқа қарисақму буниңға нурғун испатлар бар. Мениңчә, қәшқәр йәнила уйғур мәдәнийтиниң муһим бир мәркизи болуп сақлинип қалиду.”

Адәм өгәр әпәндиму руне әпәндинң көз қаришини қоллайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “мәнму бәк үмдсиз әмәс. Әлвәттә, қәшқәрдәк бир тарихий шәһәр дуч киливатқан кирзисқа нисбәтән әҗдадлиримизниң алдида беридиған һисабимиз бар. Йәнә кәлгүсидики әвладлиримизға беридиғанму һисабимиз бар. Әлвәттә, һазир бәк хәтәрлик бир әһвалда туруватимиз. Лекин бир һакимийәт бир мәдәнийәтни өзгәртишкә, бузушқа, йоқитишқа күчисиму, мән күчлүк бир мәдәнийәтниң қайтидин җанлинидиғанлиқиға ишинимән. Һазир бизниң қилалайдиғинимиз дуняниң һәр тәрипидә яшаватқан уйғурларниң уйғур кимликини җан тикип қоғдап қилишидур. Әқилимиз билән кимликимизни қоғдап қалалисақла, һаман бир күни қәшқәр, хотән, қомул, турпанларда уйғур мәдәнийитиниң техиму җанлинидиғанлиқиға ишинимән. Шәрқий түркистанниң җан томури һесабланған тарим дәряси қандақ еқиватқан болса, бизму қолимиздин келишичә бу мәдәнийәтни шундақ давам қилдурушимиз, уни кейинки нәсилләргә иҗаби вә сәлби тәрәплири билән қошуп йәткүзишимиз керәк!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.