“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” қирғизистанда хатириләнди
2024.02.06
5-Феврал күни қирғизистандики уйғурлар 1997-йили уйғур дияриниң ғулҗа шәһиридә йүз бәргән “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 27 йиллиқини хатириләп, вәтән азадлиқи йолида қурбан болған шеһитләргә атап хәтмә қуран қилди.
Хатириләш паалийити бишкәк шәһириниң аламедин 1-мәһәллисидики “муслим” ашханисида өткүзүлди. Мурасим дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкиллириниң тәшәббусида уюштурулди. Йиғинға бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йеза-районлардин кәлгән җамаәт вәкиллири болуп, 40 дин ошуқ киши қатнашти.
Мәзкур паалийәткә дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәт абдулбақи риясәтчилик қилди. У сөзидә 1997-йили ғулҗа шәһиридә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқ һәққидә қисқичә тохталди, андин һаятидин айрилғанларға атап қуран тилавәт қилинди.
“иттипақ” гезитиниң муавин баш муһәррири әкбәрҗан бавудуноф 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң келип чиқиши, җәряни вә ақивәтлири һәққидә доклат бәрди. У, әйни вақитта ғулҗа шәһиридә уйғур яшлириға тәлим-тәрбийәни күчәйтиш үчүн “мәшрәп” тәшкиллигән абдухелил миҗит вә абдумеҗит һәмраһ қатарлиқлар һәққидиму тәпсилий тохтилип өтти.
Әкбәрҗан әпәнди доклатиниң ахирида дуня уйғур қурултийи вә уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлири нәтиҗисидә нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиниң хәлқарада тонулғанлиқи, хәлқара җәмийәтниң хитайни әйибләп униңға бесим көрситиватқанлиқи, буларниң уйғурларға үмид беғишлайдиғанлиқини әскәртти.
Паалийәт давамида йәнә дуня уйғур қурултийиниң иш-паалийәтлири тонуштурулди. Ихтиярий сөзгә чиққан “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәроф дуня уйғур қурултийини маддий вә мәниви җәһәттин қоллашни тәкитлиди. Җамаәт ақсақили ғәйрәт җаһаноф бу хил паалийәтләргә көпрәк яшларни тәклип қилиш керәкликини оттуриға қойди.
Мәзкур йиғинға қатнашқан йигит башлиридин бири әзимҗан мамироф зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәзкур паалийәттин тәсирләнгәнликини изһар қилди.
Игилишимизчә, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 27 йиллиқи йәнә қирғизистанниң җалал-абад шәһиридиму хатириләнди вә уйғур хәлқиниң еғир тәһдитләргә учраватқанлиқи җалал-абад аһалисигә тонуштурулди. Гәрчә, җалал-абадтики уйғурларниң сани аз болсиму, әмма уларниң уйғур елидики вәзийәткә алаһидә әһмийәт бериватқанлиқи, һәр хил паалийәтләрни өткүзүватқанлиқи мәлум.