Қирғизистанда “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқи хатириләнди
2024.07.10
Қирғизистан уйғурлири “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқини хатириләш мунасивити билән пайтәхт бишкәк вә җалалабад шәһәрлиридә йиғилип, шеһитләрниң роһиға атап хәтмә қуран паалийити өткүзди.
5-Июл күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридики уйғур җамаити аламедин 1- мәһәллисигә җәм болуп “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқини хатирилиди вә шеһитләрниң роһиға атап хәтмә қуран оқуди. Мәзкур паалийәт дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкиллири тәрипидин уюштурулған болуп, униңға бишкәк шәһири вә әтраптики йезилардин кәлгән 40 тин артуқ уйғур җамаәт вәкиллири қатнашти. Мәзкур паалийәт қуран тилавәт билән башланди. Бу паалийәткә риясәтчилик қилған розимуһәммәт абдулбақийев, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң арқа көрүнүши вә келип чиқиши тоғрисида қисқичә доклат бәрди.
Хатириләш паалийити давамида қирғизистан уйғурлири“иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси, дуня уйғур қурултийиниң вәкили дилмурат әкбәров сөзгә тәклип қилинди. У сөзидә, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң уйғурлар мәсилисини аталмиш “хитайниң ички иши”дин дуняви мәсилигә айландурғанлиқини тәкитлиди.
Дилмурат әпәнди сөзиниң давамида йәнә бу йил май ейида германийәниң мюнхен шәһиридә өткүзүлгән д у қ ниң 20-йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән паалийәт тоғрисида мәлумат берип өтти, болупму бүгүнки күндә уйғурлар мәсилисиниң дуняви мәсилә сүпитидә чоң дөләтләрниң сиясий мунбәрлиридә даим тилға елинидиған мәсилигә айланғанлиқини тәкитләп өтти.
Радийомиз зияритини қобул қилған қирғизистандики уйғур җамаитиниң ақсақали ғәйрәт җаһанов, уйғур хәлқиниң тарихидики паҗиәлик вәқәләрниң унтулмаслиқи лазимлиқини әскәртип өтти. У йәнә муһаҗирәттики уйғурларниң вәтән азадлиқи йолидики күрәшлирини һеч вақит тохтитип қоймаслиқини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур паалийәткә аяллар җамаитиму қатнишип, өзлириниң ғәм-қайғулири вә ой-пикирлирини көпчилик билән ортақлашти. Улар нөвәттә қирғизистан уйғурлири дуч келиватқан әң чоң мәсилиләрниң бириниң бу ана тил мәсилиси икәнликини, буни һәл қилишта ата-анилар һәм әр-аялларниң мәсулийәтлириниң еғирлиқини тилға алди. Радийомиз зияритини қобул қилған гулбаһар әлийева ханим, уйғур елидики қериндашлири үчүн қайғуруватқанлиқини билдүрүп, муһаҗирәттики уйғурларниң миллий кимликини һәргиз унтумаслиқини, пәрзәнтлирини һәр вақит ана тилда сөзләшкә риғбәтләндүрүшни тәләп қилди.
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқини хатириләш паалийити җалалабад шәһиридики “иттипақ җәмийити” ниң тәшкиллиши билән хәтмә қуран шәклидә өткүзүлди. Хатириләш мурасимға җалалабад җамаити вә қирғизистан хәлқләр бирләшмиси (ассамблейәси) ниң җалалабад шөбисидики һәр қайси милләтләр вәкиллири қатнашти. Радийомиз зияритини қобул қилған әлишир насирахонов әпәнди, бу хил паалийәтләрниң җалалабад шәһиридики уйғур җамаити тәрипидин имканийәт яр бәргән даиридә уюштурулуп келиватқанлиқини тилға алди.
Дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкиллири, болупму қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң мәсуллири вә униң пидакар әзалири һәр йили бу түрдики паалийәтләрниң оңушлуқ өткүзүлүши үчүн өз һәссилирини қошуп кәлмәктә. Уларниң қатарида сабиқ рәис розимуһәммәт абдулбақийев, сабиқ рәис дилмурат әкбәров, сабиқ рәис әсқәр қасимов, аяллар кеңишиниң сабиқ рәиси турсунай ислам, “иттипақ” гезитиниң тәһрират бөлүмидики хадимлардин зумрәт розийева, әкбәрҗан бавудунов, рәһимҗан һапизов вә башқиларни санап өтүш мумкин. Игилишимизчә, бу йил дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкил намзатлиқиға 9 киши көрситилгән, рәсмий вәкилләр 28-июл күнидики сайлам арқилиқ таллап чиқилидикән.