Қирғизистан уйғурлири бу йиллиқ роза һейтни сахавәтлик ишлар билән күтүвалди
2024.04.11
10-Апрел күни қирғизистан уйғурлири бу дөләттә яшаватқан башқа мусулман хәлқләр билән бирликтә бу йиллиқ роза һейт байримини күтүвалди, шундақла моһтаҗ аилиләргә ярдәм қоллирини узитип хәйр-сахавәтлик ишларни елип барди.
Қирғизистанниң җәнубиға җайлашқан җалалабад вилайитидики уйғурлар җалалабадтики икрамбай һаҗим мәсчитидә рози һейт намизини бирликтә оқуди вә айәмни қутлиғач хәйр-сахавәт ишларни қанат яйдурди.
Һейт намизидин кейин байрам кәйпиятини техиму юқири көтүрүш үчүн, мәсчит әтрапидики мәһәллидә гоя уйғур дияридикидәк нағра-сунайлар челинди, балилар үчүн түрлүк оюнлар вә мусабиқиләр уюштурулуп моһтаҗ аилиләргә лазимлиқ турмуш буюмлири тарқитилди.
Бу йиллиқ роза һейтлиқ сахавәтлик паалийәтләр германийәдики шәрқий түркистан учур мәркизиниң рәиси абдуҗелил қарақаш билән германийәдики түрк қериндашлириниң ярдими вә җалалабад шәһиридики “иттипақ җәмийити” ниң қоллап-қуввәтлишидә әмәлгә ашурулди. Радийомиз зияритимизни қобул қилған җалалабад шәһиридики “иттипақ җәмийити” ниң рәиси әлишир насирахунов сахавәтлик һәдийәләр милләт айримастин пүтүн моһтаҗ аилиләргә тарқитилғанлиқини ейтти.
Әлишир әпәнди йәнә һейт давамида уйғур хәлқиниң мәдәнийитини намаян қилиш вә уйғурлуқ роһини күчәйтиш үчүн икрамбай һаҗим мәсчити мәһәллисигә мәхсус сазәндиләрни тәклип қилғанлиқини тилға алди.
Җалалабад шәһиридики аяллар комитетиниң әзаси хуршидә һаҗим ханим радийомиз зияритини қобул қилип, германийәдики түрк қериндашлар билән абдуҗелил қарақашқа өзлириниң алаһидә рәһмитини ейтти вә һейтлиқ һессиятлирини изһар қилди.
Русийә пайтәхти москва шәһиридә йүз бәргән партлаш вәқәси вә башқа мунасивәтлик сәвәбләр түпәйлидин қирғизистан пирезиденти садир җапаровниң пәрман елан қилиши билән бу йил пайтәхт бишкәктики мәркизий мәйданида җамаәтниң бирликтә һейт намизи оқуши чәкләнди. Җамаәтләр өзлири турушлуқ мәһәллиләрдики мәсчитләрдә һейт намизи оқуди. Қирғизистандики уйғурлар болса өзлири зич олтурақлашқан шәһәр-йезилардики җамаәтлиригә қошулуп, миллий әнәнилири бойичә роза һейт байримини қутлиди.
Уйғурлар әң көп олтурақлашқан бишкәк әтрапидики йезилардин бири болған новопокровка йезисидики аяллар кеңишиниң рәиси асийәм моллабақийева радийомиз зияритимизни қобул қилип, бу йиллиқ рамизанда мәсчиттә шәрқий түркистандики уйғур қериндашлири вә башқа мәзлумларға атап дуа қилинғанлиқини тилға алди. У, новопокровка җамаитиниң роза һейт байримини бурундин қалған әнәнилири бойичә қутлиғанлиқини тәкитлиди.
Игилишимизчә, рамизан ейида қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити билән түркийә җумһурийәти тәрәққият вә һәмкарлиқ тәшкилати (TIKA) қирғизистандики 50 моһтаҗ аилигә ярдәм қоллирини сунуп һейтлиқ һәдийәләрни тарқатқан.